Истанбулдики 15 - нөвәтлик түрк дуняси балилар паалийитидә уйғур өсмүрләр
Мухбиримиз арслан
2009.06.08
2009.06.08

RFA Photo / Arslan
Истанбул валийлиқи билән түрк дуняси тәтқиқат вәхпи тәрипидин бирликтә уюштурулған 15 - нөвәтлик турк дуняси балилар учришиш паалийити 2009 - йили 6 - айниң 4 - күни истанбулда ғәлибилик ахирлашти.
6 - Айниң 1 - күнидин 4 - күнигичә 4 күн давам қилған бу паалийәткә қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, түркмәнистан қатарлиқ 41 дөләт вә районлардин кәлгән түрк миллитигә мәнсуп 11 - яштин 13 - яш арисидики 600 гә йеқин өсмүр балилар истанбулда җәм болуп тилда, дилда, пикирдә бир икәнликини дуняға көрсәтти.
Бу паалийәткә уйғур балиларға вакалитән шәрқий түркистан вәхпиниң орунлаштуруши билән 20 нәпәр уйғур өсмүрлири қатнашти.
Паалийәтниң 3 - күнидики программиси истанбулдики али самийән путбол мәйданида өткүзүлди. 30 Миң кишилик путбол мәйдани паалийәт иштиракчилири билән лиқ толди,мәйданниң төт әтрапиға 41 дөләтниң чоң һәҗимдики байрақлири есилған болуп, у қатарда шәрқий түркистан байриқиму орун алған. Паалийәт башлиништин илгири түрк дуняси тәтқиқат вәхпиниң рәиси туран язған әпәнди вә истанбул валийси муәммәр гүләр ечилиш нутиқи сөзлиди.
Истанбул валийси муәммәр гүләр сөзидә мундақ деди: тарихниң чоңқур қатламлирида бизни өз - ара зич бағлап турған ортақ бир тарих вә күлтүримиз бар. Буни бир - биригә зич бағлиған ортақ бир тил бар. Буниң қиммитини бәк яхши чүшинишимиз лазим, буларниң бизгә елип келидиған пайда - мәнпәәти мәдәний байлиқлар билән сиясий вә иқтисади бир күч бар. Шарсиман дуняда буниңдин әң яхши шәкилдә пайдилинишимиз лазим.
Кейин һәр қайси дөләттин кәлгән өсмүр балилар айрим - айрим гуруппа болуп өзлириниң миллий кийимлирини кийишкән һалда өз дөлитиниң байриқиға әгишип пиядә йүрүп мәйданни айлинип истанбул валийси муәммәр гүләргә салам берип өтти.
Уйғур өсмүрлири чимән доппа, әтләс көйнәклирини кийгән болуп, қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ вә чоң һәҗимдә шәрқий түркистан дегән хәт йезилған вивиска тахтини көтүргән һалда мәйданни айлинип истанбул валийси муәммәр гүләр қатарлиқ меһманларға салам берип өтти. Улар сәһнә алдиға кәлгәндә, микрафунда шәрқий түркистан кәлди дәп елан қилинди. Кишиләр чавак челип алқиш билән қарши алди. Кейин һәр қайси дөләт вә районға вәкиллик қилидиған өсмүр балилар өзлириниң миллий усулини ойниди, уйғур өсмүрлири гүлмәрәм дегән нахша музикисиға усул ойниди вә қизғин алқишқа еришти.
Бу паалийәттә пиядә йүрүш қилип өзини көрситиш, нахша ейтиш, усул ойнаш, аваз мусабиқиси елип бериш қатарлиқ программилар орунлаштурулған болуп, ахирида аваз мусабиқиси өткүзүп илғар болуп талланғанлар мукапатланди.
Биз паалийәт ахирида бу паалийәткә қатнашқан уйғур балилар вә шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи һамут көктүрк әпәнди билән бу паалийәт һәққидә сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.