Истанбулда уйғурларни тонуштуруш паалийити елип берилди
Мухбиримиз арслан
2010.11.09
2010.11.09

RFA Photo / Arslan
4 Күн давам қилған бу паалийәтни бәкиркөй имамхатип толуқ оттура мәктәп билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити бирликтә уюштурған болуп, паалийәттә, йиғин уюштуруш, рәсим көргәзмиси ечип толуқ уттура мәктәп оқуғучиларға шәрқий түркистан мәсилиси вә уйғурларни тонуштуруп лексийә бериш, уйғурларниң мәдәнийити вә хитайниң бесим сиясити вә зулумлирини аңлитип паалийәт елип берилди.
Йиғинда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктур алимҗан атавулла йиғинға қатнашқан оқутқучи вә оқуғучиларға шәрқий түркистан тарихи һазирқи вәзийити вә уйғурларниң өрүп - адәт мәдәнийәтлири һәққидә лексийә бәрди.

Бәкиркөй имамхатип толуқ оттура мәктәп түркийә һөкүмити тәрәптин тәсис қилинған дини тәлим - тәрбийини асас қилип пәнни дәрсләр қошумчә өгитилидиған мәктәп икән. Бу мәктәптә қизларниң синипи оғуллар синипи айрим болуп, җәмий 70 синипта 3500 оқуғучи дәрс оқуйдикән. Бу оқуғучилардин һәр 200 оқуғучиға бир саәтлик уйғурларни тонуштуруш йиғини уюштурулди 3 күн давам қилған бу паалийәттә оқуғучиларға шәрқий түркситан вә уйғурларни тонуштуруп синалғу филим көрситилди вә лексийә берилди.
Бу йиғин залиниң каридорида йәнә рәсим көргәзмиси ечилди. Бу рәсим көргәзмисидә асаслиқи, уйғурларниң мәдәнийитини тонуштуридиған вә 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқини әкс әттүргән 50 парчидин артуқ чоң һәҗимдики рәсимләр вә уйғурларниң миллий кийимлири қоюлди.
Биз бу йиғинни уюштурған бәкиркөй имам хатип толуқ оттура мәктәпниң җуғрапийә оқутқучиси айсун алтунханим билән сөһбәт елип бардуқ. Айсун ханим, немә мәқсәттә оқуғучилар үчүн уйғурларни тонуштуруш паалийити уюштурушни мувапиқ көрдиңлар? дегән соалимизға җавап берип мундақ деди:
"Биз, шәрқий түркистан қәйәрдә? биз билән қандақ мунасивити бар бу һәқтә оқуғучиларға мәлумат беришни мувапиқ көрдуқ. Йәнә бирси, шәрқий түркистандики хәлқләрниң бизниң қериндишимиз икәнликини, дуняниң қәйәрдә болуштин қәтинәзәр езилгән, зулумға учриған кишиләрниң йенида болуш керәклики һәққидә оқуғучилиримизға чүшәнчә бериш һәққидә бу йиғинни уюштурдуқ. Мән шуниңға ишинимәнки, пүткүл дуня у йәрдики зулумни көриду вә бу һәқсизлиқларни тохтат дәйдиған күнләр келиду, биз бу мәсилини қанчә көп кишиләргә аңлатсақ, шунчә кишиләрниң қизиқишини, көңүл бөлүшини қолға кәлтүримиз, дөләт, хәлқниң тәләплиригә асасән сиясәт бәлгиләйду. Бу зулумға хатимә берилиш үчүн дөләтләр ара сиясәтләр йолға қоюлуватиду, бизниң дөлитимиздиму шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә наһайити үмидлик йеңилиқлар боливатиду. Худайим буйриса булар яхши нәтиҗә елип келиду."
Айсун алтун ханим йәнә бу қетимқи оқуғучиларға уйғурларни тонуштуруш паалийитидин қандақ нәтиҗә көрүлиду? дегән соалимизға җавап берип мундақ деди:
"Һәқиқәтән биз, шәрқий түркистанни тонуштуруш программиси орунлаштуруп бәк яхши қилдуқ. Оқуғучилар үчүн мәниви җәһәттә наһайити пайдиси болди дәп қараймән. Оқуғучилар бу программидин наһайити тәсирләнгәнликини билдүрди. Бу йиғинға қатнашқан оқуғучилар, биз билән уйғурларниң җуғрапийә җәһәттин болсун, мәдәнийәт җәһәттин болсун бәк йеқин икәнликимизни чүшинип йәтти. Биз буниңдин яхши нәтиҗигә еришимиз дәп ойлаймән. Мениңчә бу оқуғучилиримиз буниңдин кейин шәрқий түркистан мәсилисигә сүкүт қилип турмайду, бәлки шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә уюштурулған һәр қандақ программиға актип қатнишиду дәп ойлаймән. Биз буниңдин кейинму шәрқий түркистан мәсилисини башқиларға аңлитиш паалийәтләрни давам қилимиз."
Биз йиғинға қатнашқан бир қисим оқуғучиларниң уйғурлар һәққидики пикир қарашлирини игилидуқ.
Өзини қадир қилич дәп тонуштурған бир оқуғучи уйғурлар һәққидики лексийигә қатнишип, рәсим көргәзмисини айлинип чиққандин кейин уйғурлар һәққидики пикир қарашлирини ипадиләп мундақ деди:
"Мән илгири шәрқий түркистан һәққидә һеч нәрсә билмәйттим. Шәрқий түркистанниң хитай ишғал астида икәнликини һеч билмәйттим. Бу йәрдә қоюлған филимни көргәндин кейин мән һәйран қалдим. Бүгүн шәрқий түркистанниң зулум астида икәнликини билдим. ялғуз дуня мусулманлири әмәс бәлки пүткүл инсанийәт зулумға сүкүт қилмаслиқи керәк. Зулумни тохтитиш үчүн қол узитиш керәк."
Әхмәт сериташ исимлик бир оқуғучи уйғурлар һәққидә немиләрни билисиз дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди:
"Шәрқий түркистандики қериндашлиримиз һәқиқәтән зулум астида қалди, биз улар билән һәм ирқий һәм дини җәһәттә охшаш бир милләт. Аллаһ уларни әң қисқа заманда бу зулумдин қутулушқа несип қилғай, һәқиқәтән улар шуни болсунки биз түрк миллити болуш сүпитимиз билән уларниң арқисида, уларниң һәқ - һоқуқлирини давамлиқ қоғдаймиз, һеч қачан өзлирини ялғуз дәп һес қилмисун."
Исмини саиди шок дәп тонуштурған бир оқуғучи бу йиғинға қатнашқандин кейин уйғурлар һәққидә қандақ чүшәнчигә игә болдиңиз дегән соалимизға җавап берип мундақ деди:
"Бу йиғин, уйғур қериндашлиримизниң тарихини вә һазирқи әһвалини билиштә наһайити пайдилиқ болди. Шәрқий түркистанға охшаш мусулманлар яшайдиған орунниң тарихини билмәслик бир мусулман үчүн бәк әйиблик бир иш. Ахбаратларниң, у йәрни шинҗаң уйғур аптоном райони дәп атишиға қарши чиқимән. У йәр шәрқий түркистан. Байриқи ай юлтузлуқ көк байрақ. Оттура асиядики ирқдашлиримиз, коммунизм русийидә йимирилгәндин кейин мустәқиллиқини елан қилди. Охшаш шәкилдә, хитай һакимийитиниң йимирилишини үмид қилимиз. Шәрқий түркистандики қериндашлиримиз хитай коммунист һакимийити йимирилгәндин кейин зулумдин қутулуп хатирҗәмликкә еришиду. Сиясий һоқуқиға игә болиду. У йәрдики қериндашлиримизға дуа қилимән. Мусулманлар бирлик баравәрлик әтрапиға зич уюшмиғанға қәдәр, актип һалда бир мусулман - ислам бирлики қурулмиғанға қәдәр, бу хил зулумлар техиму көп мусулман тупрақлирида давам қилиду. Аллаһ сәбир қилғучилар билән биргә, у йәрдики қериндашлиримизниң сәбир қилишини тәвсийә қилимән, у йәрдики қериндашлиримизға салам йоллаймән."
Оғуз әкимбиҗәр исимлик бир оқуғучи уйғурлар һәққидики көз қарашлирини ипадиләп мундақ деди:
"Мениң илгири хитайларға ичим ағрийтти. Бир милярдтин артуқ инсанлар қандақ яшайду, қандақ җенини бақиду дәп ичим ағрийтти. Буларға ярдәм қилиш мәқсәттә тиҗарәттә уларниң маллирини сетивалайли дәп ойлайттим вә башқиларғиму нопуси көп болғанлиқи үчүн хитай маллирини сетивелишни тәвсийә қилаттим. Бүгүн бу йәрдә қоюлған филимни көрүп лексийини аңлап, хитайларниң инсан әмәсликини чүшинип йәттим. Мән буниңдин кейин хитай маллирини алмаймән вә әтраптики йеқинлиримниму хитай мели сетивелиштин тосимән. Чүнки унчивала инсанниң қанлири билән боялған малларни ким алсун!"
Бәрна кондар исимлик оқуғучи мундақ деди:
"Мениң илгири шәрқий түркистан һәққидә һеч бир мәлуматим йоқ иди. Бу йиғинға қатнашқандин кейин у йәрдики вәзийәтниң еғир әһвал ичидә икәнликини билдуқ. Һәм дини һәм милли қериндашлиримизниң қанчилик қийин әһвалда қалғанлиқини, қанчилик еғир дәриҗидә зулум тартиватқанлиқидин хәвәр таптуқ. Уларниң мустәқиллиқ йолидики көрәшлирини қоллаймиз."
Биз йәнә бу йиғинда уйғурлар һәққидә 3 күн тохтимай лексийә бәргән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктор алимниң пикир - қарашлирини алдуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.