Истанбулда 'шәрқий түркситанда хитай мәсилиси' намлиқ йиғин ечилди

Өткән җүмә күни түркийә һөкүмәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийисиниң истанбулдики мәркизиниң йиғин залида, 'шәрқий түркситанда хитай мәсилиси' намда бир йиғин өткүзүлди. Бу йиғин адаләт вә тәрәққият партийиси истанбул яшлар бөлүми тәрипидин уюштурулди.
Мухбиримиз арислан
2009.08.04
Istanbulda-sh-t-diki-xitay-mesilisi-yighini-305.jpg Сүрәт, 31 - ийул, түркийә һөкүмәт бешидики адаләт вә тәрәққийат партийисиниң истанбулдики мәркизиниң йиғин залида ечилған, 'шәрқий түркситанда хитай мәсилиси' намдики йиғинниң йиғин мәйданидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

Йиғинға адаләт вә тәрәққият партийисиниң истанбулдики яшлири вә истанбулда яшаватқан уйғурлардин болуп 400 дин артуқ киши қатнашти. Йиғинда 4 ‏- июл үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик ишләнгән һөҗҗәтлик рәсим силайид көрситилди. Йиғинда адаләт вә тәрәққият партийиси истанбул яшлар бөлүминиң башлиқи исмаил донук әпәнди ечилиш нутиқи сөзлиди.

Йиғинда йәнә шәрқий түркистан вәхпиниң рәис вәкили султан мәһмут қәшқәрли әпәнди, гәбзә универиститиниң оқутқучиси профессор доктур салиһ айнурал әпәнди, шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи һамут көктүрк әпәнди қатарлиқ шәхсләр сөз қилди.

Биз йиғин ахирида адаләт вә тәрәққият партийиси истанбул яшлар бөлүминиң башлиқи исмаил донук әпәнди вә шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи һамит көктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Адаләт вә тәрәққият партийиси истанбул яшлар бөлүминиң башлиқи исмаил донук әпәнди бу йиғинни уюштуруштики асасий мәқсити һәққидә тохтилип мундақ деди: "шәрқий түркистанда йиллардин бири зулум бар. Баш министиримиз рәҗәп таййип әрдуған буни ипадилиди, у йәрдә бир зулум бар, у йәрдә бир ирқи қирғинчилиқ бар деди, һәқиқәтән у йәрдә бир ирқи қирғинчилиқ болуватиду, дуняда бир инсан азапланса бизниңму йүрикимиз азаблиниду, биз адаләт вә тәрәққият партийиси болуш сүпитимиз билән бир инсан болуш сүпитимиз билән у йәрдә болуватқан зулумдин қайғуримиз, бүгүн бир йиғин ачтуқ, әтә ‏- өгүн қолимиздин келишичә, техиму чоң ишларни қилимиз, улар бизниң қериндашлиримиз, улар билән биргә қайғуримиз, худайим буйриса шәрқий түркистан бу зулумдин қутулиду вә мустәқиллиққа еришиду."

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.