Түркийидики 'истиқлал гезити' германийидә шәрқий түркистан көргәзмиси ачти
Мухбиримиз әркин тарим
2009.06.03
2009.06.03
RFA photo / Erkin Tarim
Уйғурлар дуняниң қайси йеридә яшиса яшисун, қолидин келишичә һәр хил йоллар билән өз миллитини тонутушқа тиришиду. Бу кишиләрдин бири 40 йилдин бери германийиниң вангән дегән йеридә яшаватқан кәмалидин батур әпәндидур. У 5 - айниң 30 - күни германийидә " шәрқий түркистан " намида көргәзмә ачқан болуп, бу көргәзмини германийә түрк җәмийәтлири бирлики қурултийиға қатнишиватқан миңларчә киши көргән.
Бу көргәзмини йәнә бу қурултайға қатнишиш үчүн түркийидин кәлгән сабиқ баш министир ярдәмчиси милләтчи һәрикәт партийиси башлиқи дәвләт бағчилиму көргән. Көргәзмигә узун йиллардин бери түркийидә нәшир қилинған шәрқий түркистан һәққидики китаб - җурналлар, хитайларниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити әкс әттүрүлгән фото сүрәтләр, уйғурларниң өрп - адәтлиригә аит буюмлар қоюлған.
Бу көргәзмини ачқан истиқлал гезитиниң германийидә турушлуқ тарқатқучиси камалидин батур әпәнди, 30 - майда германийиниң әссән шәһридә ечилған бу қурултайға 25 миң әтрапида кишиниң қатнашқанлиқини, буларниң көпиниң шәрқий түркистан көргәзмисини айланғанлиқини ейтти. У бизгә бәргән мәлуматта өзиниң 40 йилдин бери германийидә яшаватқанлиқини, бу 40 йил җәрянида 429 қетим шәрқий түркистан һәққидә лексийә бәргәнликини, көп қетим көргәзмә ачқанлиқини ахирәттә вәтиниң үчүн немә қилдиң десә көңли раһәт бир нәрсиләрни дейәләйдиғанлиқини ейтип бәрди.
Бу көргәзмини көплигән адәмләр көргән болуп, мәзкур көргәзмә һәққидә истиқлал гезитиниң германийидә турушлуқ тарқатқучиси камалидин батур әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.