Истанбулниң султан әхмәт мәйданида олимпик мәшилигә қарши намайиш


2008.04.03

Istn-Uyg-Olimpik00-200.jpg
Бейҗиң 2008 ‏ - йиллиқ олимпик мәшили афина, бейҗиң вә алматадин кейин 4 - бекити болған истанбулға йетип кәлди. Әнқәрә, истанбул вә қәйсәридин кәлгән уйғур вә түркләрдин болуп 1000дин артуқ киши қатнашти. RFA Photo / Erkin Tarim

Бейҗиң 2008 ‏ - йиллиқ олимпик мәшили афина, бейҗиң вә алматадин кейин 4 - бекити болған истанбулға йетип кәлди. Мәшәл истанбул султан әхмәт мәйданида елип берилған мурасим билән түрк тәнтәрбийәчилиригә берилди.

80 Түрк тәнтәрбийичи вә тонулған сәнәтчиләр тәрипидин көтүрүлгән мәшәлни қарши елиш мурасимиға қарши д у қ ниң йолйоруқиға бинаән түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири ортақлишип олимпик тәнтәрбийә мусабиқисиниң хитайда елип берилишиға наразилиқ билдүрүш үчүн намайиш өткүзди.

Истанбулниң султан әхмәт мәйданида йиғилған уйғур вә қазақлардин тәркип тапқан намайишчилар қоллирида ай юлтузлуқ көк байрақ, тибәт байриқи, түрк байриқи вә лозункиларни көтүргән һалда намайиш өткүзди. Бу намайишта һәммә бирдәк "олимпик мәшили бигунаһ инсанларни көйдүрүватиду, олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини хитайға бәргәнләр хитайлар өткүзүватқан җинайәткә ортақ болғанлар, хитайлар шәрқий түркистандин вә тибәттин чиқип кәт, уйғурларға вә тибәтләргә әркинлик" дегәнгә охшаш шоарларни товлашти.

Istn-uyg-olipk-tourch-200.jpg
Әнқәрә, истанбул вә қәйсәридин кәлгән уйғур вә түркләрдин болуп 1000дин артуқ киши қатнашти. Сүрәттә, сақчилар тосақни бузуп, мәшәлгә қарап етилған бир уйғур балини тутуп елип кетиватиду. Source: http://sports.espn.go.com

Улар қоллирида көтүргән лузункиларда йәнә "тибәтләргә мустәқиллиқ, шәрқий түркистанлиқларға мустәқиллиқ уйғурларға мустәқиллиқ, коммунист хитайлар шәрқий түркистанлиқларға вә тибәтләргә қиливатқан зулумни тохтат, уйғурларға әркинлик, шәрқий түркистан уйғур туприқидур, олимпик мәшили бигунаһ инсанларни көйдүрүватиду, хитайда өткүзилидиған олимпиккә қарши туримиз" дегәнгә охшаш шуарлар йезилған.

Бу қетимқи намайишни дуня уйғур қурултийи, қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити, истанбулда паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан яшлири вә һәмкарлиқ җәмийити, түрк дуняси инсан һәқлири җәмийити, ортақлишип елип барған болуп, намайишқа қатнишиш үчүн қәйсәридин мәхсус аптобус билән 100 киши кәлгән.

Бу қетимқи намайишқа әнқәрә, истанбул вә қәйсәридин кәлгән уйғур вә түркләрдин болуп 1000дин артуқ киши қатнашти. Кишиләрниң диққитини тартқан нәрсә бу намайишқа 4 - 5 яшлиқ балилардин 85 яштики бовай момайларғичә көп санда кишиниң қатнашқанлиқидур. Истанбулда елип берилған олимпик мәшилини қарши елиш мурасимини түрк сақчилири асманда тик учар айропилан, йәрдә көп санда сақчилар билән қоғдашқа тиришқан болсиму бәзи уйғур яшлири билән түркләр мурасим мәйданида шәрқий түркистанниң ай юлтузлуқ көк байриқини ечип, шәрқий түркистанға әркинлик дәп шуар товлаш билән тәң түрк сақчилири тутувелип уларни мурасим мәйданидин узақлаштурди.

Istn-Uyg-Olimpik2-200.jpg
Әнқәрә, истанбул вә қәйсәридин кәлгән уйғур вә түркләрдин болуп 1000 дин артуқ киши қатнашти. Сүрәттә, "хитайдики олимпик уйғур вә тибәтләрниң қени билән баравәр" дегән лозунканиң көрүнүши. AFP Photo

Уйғурлар елип барған бу намайиш султан әхмәт мәйданидики мурасим мәйданиға йеқин бир йәрдә өткүзүлди, түрк сақчилири һәммә тәрәпни қоршивелип мурасим мәйданиға барғили қоймиған иди. Намайишчилар ахирида түрк сақчилириниң тосушиға қаримастин, султан әхмәт мәйданида шуар товлап меңип, наразилиқини билдүрүп намайишни ахирлаштурди.

юқиридики улиништин, мухбиримиз әркин таримниң бу намайиш һәққидики нәқ мәйдан хәвириниң тәпсилатини аңлайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.