Д у қ рәиси рабийә қадир ханим италийидә бир қатар паалийәтләрни елип барди
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2011.02.21
2011.02.21

RFA/Erkin Tarim
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим италийидә бир қатар муһим паалийәтләрни елип барди. У бу җәрянда италийидики радикал партийиниң қурултийиға қатнишип, муһим рәһбирий шәхсләр билән учрашти.
Бу қурултайға дуняниң һәрқайси җайлиридики бир қисим тәшкилат рәһбәрлири, дөләт рәһбәрлири вә италийиниң аммиви қурулушлириниң әзалири қатнашти.
Мәзкур қурултайға йәнә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим вә дуня уйғур қурултийиниң явропа парламентида турушлуқ вәкили мәмәт тохти әпәндиләр қатнашти.
Қурултайда нуқтилиқ һалда “қандақ қилип зораванлиққа таянмай туруп һаким мутләқ дөләтләрниң түзүмини өзгәрткили болиду?”, “демократийини әмәлгә ашуруш үчүн немиләрни қилиш керәк?” дегәнгә охшаш мәсилиләр музакирә қилинған.
Радикал партийиниң қурултийида уйғур мәсилисиму тилға елинған болуп, д у қ рәиси рабийә қадир ханим муһим сиясий рәһбәрләр вә аммиви тәшкилат мәсуллири билән учришип уйғур мәсилиси һәққидә музакириләр елип барған. Биз қурултай һәққидә мәмәт тохти әпәнди мәлумат бәрди.