Италийә зорлуқсиз радикаллар партийисиниң қурултийида уйғурлар һәққидә қарар лайиһиси мақулланған
Мухбиримиз әркин тарим
2009.11.23
2009.11.23

AFP Photo
Мақулланған қарарда хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруши қаттиқ ейибләнгәндин башқа, түрмигә ташланған уйғурларни шундақла рабийә қадир ханимниң икки оғлини дәрһал қоюп бериш тәләп қилинған.
Қарарда йәнә уйғур мәсилисини давамлиқ һалда италийә вә явропа парламентлирида күн тәртипкә әкилиш тәләп қилинған. Бу лайиһә зорлуқсиз радикаллар партийисиниң қурултийида мақулланған болуп, италийә вә явропа парламентлириға йоллинидикән. Бу қарар парламентларда қобул қилинғандин кейин, дөләтниң рәсмий ташқи сияситигә айлинидикән.
Мәзкур қарарда йәнә немә мәзмунлар бар? рабийә қадир ханим италийиниң пайтәхти римда йәнә немә паалийәтләрни елип бериватиду? бу һәқтә рабийә ханим өз паалийәтлири һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.