Кризистин қутулуш үчүн кишилик һоқуққа сәл қарашқа болмайду

Америкидин башланған пул - муамилә кризиси һәр қайси дөләтләрниң иқтисадиға охшимиған дәриҗидә сәлбий тәсирләрни көрсәтмәктә. Бу кризисниң қанчилик вақит давам қилидиғанлиқи вә һәр қайси дөләтләрниң иқтисади тәрәққиятиға зади қанчилик тәсир көрситидиғанлиқи нөвәттә талаш - тартиш үстидики мәсилә.
Мухбиримиз камил турсун
2008.10.29
urumchi-olympik-terror-saqchi-305 Үрүмчи хәлқ мәйдани әтрапидики, олимпик мәшәл узитиш паалийити үчүн, хитай сақчилири тәрипидин қамал қилинған кочилар. 2008-Йили 17-июн,
AFP Photo

Бу иқтисади давалғуштин қандақ қилип әң аз зиян билән қутулуп чиқиш вә қандақ усул билән иқтисадниң тәрәққиятиға капаләтлик қилиш мәсилиси һәр қайси дөләтләрниң һакимийәт бешидикиләрниң вә кархана игилириниң бешини қатуруватқан җиддий мәсилиләрниң йәнә биридур.

Канаданиң статистика рәқәмлиригә қариғанда,дуняви пул - муамилә кризиси канада ихтисадиғиму бәлгилик тәсирләр көрсәткән. Канаданиң ташқи содисида, америка билән болған сода асаслиқ орунда туриду. Канада иқтисади америка иқтисади билән чәмбәрчәс бағлиниду. Бу йилниң 3 - пәсилдики канаданиң иқтисади тәрәққиятида явашлаш аламәтлири көрүлгән болуп, 4 - пәсилдики иқтисади рәқәмләрниң көңүлдикидәк болмайдиғанлиқи тәхмин қилинмақта. Униңдин башқа канада иқтисадида муһим орунни тутидиған нефит, тәбиий газ вә башқа тәбиий байлиқ мәһсулатлириниң хәлқара базардики баһалири көрүнәрлик чүшүпла қалмастин, йәнә бу мәһсулатларға болған хәлқаралиқ тәләпму азийишқа башлиди.

Шуңа канада иқтисадшунаслири вә сода саһәсидикиләр дуняви кризис барғансери кеңийиватқан назук бир мәзгилдә, йеңи сода пурсәтлирини яритиш вә селинған мәбләғниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн йирақ шәрқтики дөләтләргә нәзәр ағдурушни тәшәббус қилмақта. Улар көздә тутуватқан йирақ шәрқтики дөләтләр ичидә, 1 - орунда хитай туридиған болуп,иқтисади кризистин қутулуш учун хитайни бир пурсәт дәп қаримақта.

Сетепһен һарпер рәһбәрликидики консерватип һөкүмитиниң икки йилдин буянқи, хитай билән болған сияси мунасивәтлири бир қәдәр соғуқ болған болсиму,әмма икки дөләтниң иқтисади алақилири вә сода мунасивәтлири йәнила нормал давам қилип кәлгәниди.

Канада мәтбуатлиридиму, консерватип партийиси һөкүмитидин хитай билән болған сияси мунасивәтни йеңи баштин көздин көчүрүш вә икки дөләт оттурисидики һәр хил мунасивәтләрни яхшилашни тәшәббус қилидиған қарашлар оттуриға қоюлмақта. Униңдин башқа, канаданиң һәр қайси шитатлириму хитай даирилири билән сода мунасивәтлирини күчәйтиш үчүн җиддий һәрикәт елип бармақта. Бу һәптидә канададики әң чоң шитат болған онтарио шитатиниң рәһбәрлири сода вәкиллирини башлап хитайни зиярәт қилған болса, келәр һәптә канаданиң 5 шитатиниң шитат башлиқлири, сода вәкилләр өмикини башлап, хитайни зиярәт қилидиғанлиқи вә бейҗиңда өткүзүлидиған канада ‏ - хитай сода йиғиниға қатнишидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Кризистин қутулуш үчүн хитай билән болған иқтисади мунасивәтләрни күчәйтишни һәддидин артуқ тәкитләш, у йәрдә йүз бериватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә сәл қарашни кәлтүрүп чиқирамду - йоқ?

Бу һәқтә тохталған либерал партийиси парламент әзаси вә бу партийиниң кишилик һоқуқ баянатчиси ирвин котләр, хәлқара җәмийәтниң муһим әзаси болған канаданиң хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә сәл қариялмайдиғанлиқи тәкитләп: нөвәттә интайин җиддий болуватқини хитай һөкүмити дарфурдики қирғинчилиққа шерик болмақта. Хитай даирилири суданниң нефитини сетивалмақта. Судан болса, нефиттин киргән бу кирим билән хитайдин һәрбий қорал - ярақ сетивелип, дарфурда қирғинчилиқ елип бармақта. Мундақчә ейтқанда, хитай даирилири өз пуқралириниң кишилик һоқуқлирини еғир дәпсәндә қилипла қалмастин, йәнә мәнпәәтлири үчүн, диктаторларниң өз хәлқини қиришиға ярдәм бәрмәктә. Канада бу хил әһвалларға қарап турмаслиқи шундақла бу җинайәтләргә шерик болмаслиқи керәк, деди. У сөзидә суданда 4 нәпәр хитай нефит ишчисиниң алдинқи күни өлтүрүлгәнлигиниму әскәртип өтти.

Ирвин котлерниң бу қариши либерал партийиниң хитай һәққидә, илгири оттуриға қойған бурунқи қарашлири билән бир аз зит келиду. Буниңдин илгири либерал, партийиси сетепһен һарпер һөкүмитини хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини ашкара әйибләверип, икки дөләтниң мунасивитигә зиян йәткүзмәктә,дәп әйибләп кәлгәниди.

Паул мартин һөкүмити дәвридә канаданиң әдилийә министири болған ирвин котләр канада сода өмәклириниң хитайдики бир вәзиписиниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюш икәнликини тәкитләп:

Канададин хитайға барған һәр қандақ өмәкләрниң вәзиписи, у йәрдә йүз бириватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә сиясий мәһбуслар болупму, канада пуқраси һүсәйин җелилни қоюветишни тилға елиш шундақла, хитайни фалунгуңчиларға қарши елип бериливатқан зорлуқ - зораванлиқларни тохтитишқа үндәш болуши керәк, ундақ болмайдикән, канаданиң асасий қиммәт қаришидин чәтнигәнлик вә уни дәпсәндә қилғанлиқ болиду,деди.

Канада баш министири сетепһен һарперму "глоб анд маил" йәни "йәршари почтиси" гезитиниң йеқинқи зияритини қобул қилғанда, канаданиң хитай билән болған йеңи мунасивитидә кишилик һоқуқ мәсилиси билән содиға охшашла әһмийәт беридиғанлиқини вә хитай билән болған алақиларда канаданиң асаслиқ қиммәт қариши болған демократийә,кишилик һоқуқ вә қанунниң муқәддәсликидә қәтий тәврәнмәйдиғанлиқини тәкитлиди.Лекин сетепһен һарпер йоқириқи гезитниң зияритини қобул қилғанда, өзиниң хитайни зиярәт қилишни халайдиғанлиқини тунҗи қетим оттуриға қойди.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.