Алимҗан бавдинофниң “җаду” романи китапханлар билән йүз көрүшти
Ихтияри мухбиримиз ойған
2012.03.23
2012.03.23

Public Domain
Улар бу арқилиқ әхлақ мәсилилирини йорутушқа, замандашлириниң ярқин образлирини бәрпа қилишқа тиришмақта. Заманиви уйғур әдәбиятиниң болупму проза саһәсидә барлиққа кәлгән әсәрләрдә йәнә шундақ бир алаһидиликни байқашқа болиду.
Кейинки вақитларда алматада прозиниң роман жанирида қәләм тәвритип келиватқан әдибләрниң бири алимҗан бавдиноф болуп, у илгири өзиниң“қалған көңүл”, “ойланмай басқан қәдәм”, “ай йүзидики булут” намлиқ повестлири һәм һекайиләр топламлири билән кәң китабхан аммисиға тонулуп кәлгән иди.
язғучиниң роман жаниридики “мәһбус” намлиқ тунҗи әсири 2008 - йили йоруқ көргән болуп, униңда тәқдирниң еғир синақлириға дуч кәлгән замандашниң сиясий тәқиб нәтиҗисидә тартқан азаб - оқубәтлири, кишиләр арисидики зич мунасивәтләр, садақәтлик, паклиқ, чидамлиқ охшаш инсаний пәзиләтләр, қатиллиқ, сатқунлуқ, икки йүзлүк қатарлиқ рәзил илләтләр тәсвирләнгән.
Әдипиниң нөвәттики““җаду” романидиму шу хил алаһидиликни байқашқа болиду, лекин аптор бу қетимда вәтинигә, хәлқигә хиянәт қилип, байлиқни, абруйни әвзәл көргән шәхсниң образини яритишқа көпрәк орун бәргән.
Радиомиз зияритини қобул қилған қазақистан язғучилар иттипақиниң әзаси алимҗан бавдиноф роман мәзмунидин айрим парчиларни тонуштурди.