Норвегийә сабиқ парламент әзаси: шәрқий түркистан һаман бир күни мустәқил болиду

24- Өктәбир норвегийиниң гҗөвик шәһиридә өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт күни паалийитигә норвегийә сабиқ парламент әзаси җан смонсән әпәндиму қатнашқан.
Ихтиярий мухбиримиз айгүл йүсүп
2011.10.26
norwegiye-sabiq-parlament-ezasi-jan-smonsen-305.jpg Норвегийиниң гҗөвик шәһиридә өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт күни паалийитидә сабиқ парламент әзаси җан смонсән әпәнди сөз қилди. 2011-Йили 24-өктәбир.
RFA/Aygul yusup

У паалийәт җәрянида сөзгә тәклип қилинған иди. Җан симонсән әпәнди нутқини мундақ башлиди:

Бу йәрдә олтурған норвег меһманларниң көплири бәлким шәрқий түркистан һәққидә билмәслики мумкин. Мән бүгүнки уйғур мәдәнийәт паалийитидә уйғурлар һәққидә бәзи муһим нуқтиларни сөзлимәкчимән. Мән университетта тарих оқудум, 16 йил норвегийә парламентида, төт йил явропа кеңишидә ишлидим. Таки мән норвегийә уйғур комитетиниң сабиқ рәиси билән тасадипий бир пурсәттә учурушуп қалғанға қәдәр шәрқий түркистан вә уйғурлар һәққидә һәққидә һеч нәрсә аңлап бақмиған идим. Әлвәттә норвеглар тибәтләр вә тибәтләрниң вәтинини хитай коммунистлириниң бесивалғанлиқини яхши билиду. Тибәтләрниң өз һәқ-һоқуқи вә диний әркинлики үчүн күрәш қиливатқанлиқини, өзиниң ана вәтинини хитайлардин қайтуруп елиш арзусиниң күчлүк икәнликини чүшиниду. Лекин, 1949-йили шәрқий түркистанниң хитай коммунистлири тәрипидин бесивелинғанлиқини, униңдин бурун уларниң мустәқил дөлити бар икәнликини билмәйду. У чағдики уйғурларниң район нопусиниң 90 пирсәнтни игилигәнликини, уйғурларниң мәркизи асиядики уйғур тилида сөзлишидиған йәрлик икәнликини техиму билмәйду. Уйғурларниң мәдәнийити шәрқ билән ғәрб мәдәнийитиниң өзара қошулушидин шәкилләнгән мәдәнийәт болуп, мундақ болушидики сәвәб шәрқий түркистанниң оттура әсирдики сода йоли болған йипәк йоли чеграсиға җайлашқанлиқидиндур.

uyghur-medeniyet-kuni-paaliyiti-norwegiye-385.jpg
Норвегийиниң гҗөвик шәһиридә өткүзүлгән уйғур мәдәнийәт күни паалийитидики тамашибинлар. 2011-Йили 24-өктәбир.
RFA/Aygul Yusup

Лекин һазир шәрқий түркистанниң әһвали тамамән башқичә болуп, у хитайниң бир аптоном райониға айлинип қалған, хитайчә “шинҗаң” дегән нам билән атилиду.

Нөвәттә шәһәрләр, йеза-қишлақларда хитайлар йәр вә иш орунлирини игиләп болған болуп, уйғурлар асасән ишсиз, йәрсиз қалмақта. Уйғурчә оқутуш мәктәпләрдә әмәлдин қеливатқан болуп һәтта тарих вә математика пәнлириму хитайчә оқутулмақта.

Уйғурлар ислам диниға етиқад қилидиған мусулман хәлқтур, мушу сәвәбтин 18 яштин төвән яш-өсмүрләрниң мәсчиткә кирип ибадәт қилиши чәкләнгән, һөкүмәт орунлирида ишләйдиған чоң яштики кишиләр навада мәсчиткә кирип намаз оқуса улар хизмитидин айрилип қалиду.

Қәшқәр шәһри шәрқий түркистандики қәдими тарихи шәһәрләрниң бири болуп, хитайлар бу йәрдә йәр тәврәшкә чидамлиқ болған заманиви биналарни селишни баһанә қилип қәшқәр қәдими шәһирини чеқишни башлиди. Хитай һөкүмитиниң бундақ қилишиниң түп мәқсити уйғурларниң бу йәрдики тарихи, әнәниви мәдәнийити вә изини йоқитиштин ибарәт, хитай һөкүмитиниң һазирқи чоң сиясий пилани уйғурларни ана маканидин мәһрум қалдуруш, ассимилятсийә қилиш, уларниң әнәнисини, тарихи, кимликини тамамән йоқ қилиштин ибарәт.

Нөвәттә йеза-қишлақлардики пәқәтла хитайчә билмәйдиған техи той қилмиған яш қизлар хитайниң ичкири өлкилиригә берип ишләшкә мәҗбурланмақта. 2009-Йили хитайниң гуаңдуң өлкисигә ишләмчиликкә елип берилған бигунаһ уйғур яшлириниң бир қисми хитай ишчилири тәрипидин уруп өлтүрүлгән вә яриландурулған иди. Шу йили 5-июл шәрқий түркистаниң пайтәхти үрүмчидә яш оқуғучилар хитай коммунистик партийисиниң қизил байриқини көтүрүп тинчлиқ намайиши өткүзүп, һөкүмәттин гуаңдуң өлкисидә өлүп кәткән уйғурларниң из-дерикини сориған болсиму, лекин уларға берилгән җаваб, оққа тутулуш, түрмиләргә ташлиниш, из-дерәксиз йоқап кетиш болған.

10 Миңлиған бигунаһ уйғур бу вәқәдә зиянкәшликкә учриған. Бу һәқтики ениқ санлиқ мәлуматларни инсан һәқлири органлири вә хәлқара кәчүрүм тәшкилати тәминлигән. Бу вәқә йүз бәргәндин кейин интернет вә телефонларни тақалған, та һазирғичә барлиқ ахбарат органлирида бу қанлиқ вәқәниң һеқиқи сәвәбини сөзләш қаттиқ чәклиниватиду чүнки у йәрдә ахбарат әркинлики йоқ. Мана бу шәрқий түркистанниң йеқинқи қийин әһвали.

Уйғурларниң һазир бир рәһбири бар болуп, исми рабийә қадир. У дуня уйғур қурултийиниң рәисидур, у коммунистик партийисиниң қурултийида уйғурларниң мәнпәити үчүн сөзлигәнлики, өз хәлқи үчүн тинмай хизмәт қилғанлиқи сәвәбидин хитай түрмилиридә ятқан вә 2005-йили 3-айда хитай түрмисидин қоюп берилгән болуп, һазир америкиниң пайтәхти вашингтонда йәнила өз миллитиниң һәқ-һоқуқлири вә әркинлики үчүн зоравансиз усул билән хизмәт қиливатиду. У норвегийә рафто җәмийити тәрипидин рафто кишилик һоқуқ мукапатиға еришкәндин сирт, йәнә төт қетим нобел тинчлиқ мукапатиға намзат қилип көрситилгән болуп, рабийә қадир ханим әң күчлүк кандидатлар қатаридин орун алған.

Сабиқ парламент әзаси җан симонсән ахирда мундақ деди: ким ойлиған совет иттипақиниң йимирилишини, ким ойлиған балтиқ бойидики үч кичик дөләтниң 2-дуня урушида совет иттипақиниң ишғалийити астиға чүшүп қелишини вә 1989-йили йәнә улардин айрилип мустәқил бөлишини, йәнә ким ойлиған берлин теминиң өрүлүшини? мана бундақ тасадипий йүз беридиған тарихий вәқәләр шәрқий түркистанниң бир күни мустәқил болушиға үмид елип келиду. Шуниңға ишиниш керәкки иқтисади җәһәттики йүксилиш хитайниң мәңгү мәвҗут болуп турушиниң асаси болалмайду. Мән бу йәрдә олтуруватқан уйғур достлиримға шәрқий түркистанниң һаман бир күни мустәқил болидиғанлиқиға ишинишини, үмидини һәргиз йоқатмаслиқини тәвсийә қилимән.

Җан симонсән әпәндиниң нутқи қизғин алқишларға еришип, норвег меһманларниң уйғурлар һәққидики чүшәнчисиниң ешишиға зор түрткә болди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.