Җасус гумандари бабур мәхсут йәнә сотланди

15 - Декабир күни хитай үчүн испийонлуқ қилди, дегән гуман билән қолға елинған ишпийон гумандариниң үстидин стокһолимдики оттура сотта йәнә бир қетим сот ечилди. Гәрчә сот йепиқ һаләттә елип берилған болсиму, әмма сот мәзмуниға вә җасус гумандариниң қилишлириға мунасивәтлик бәзи тәпсилатлар шиветсийдики ахбарат васитилири арқилиқ тарқитилди.
Мухбиримиз йалқун
2009.12.16
Jasus-gumandari-Babu-Mexsut-305 Шветсийидики хитай җасуси бабур мәхсут, шветсийә граждани, ‏61 ‏яшлиқ уйғур. 2007-Йили 6-май.
RFA/Yalkun

Соттин кейин шиветсийә радиосиниң зияритини қубул қилған җасус гумандариниң баш әйиблигүчиси томас линдстранд әйиблинишниң сәвәблири һәққидә тохтилип мундақ дәйду: "у чәтәлдә яшаватқан уйғурларниң шәхсий һаятиға, саламәтликигә, сияси панаһлиқ тиләш әһвалиға мунасивәтлик тәпсилатларни вә уйғурларниң һәр хил сияси паалийәтлиригә мунасивәтлик материялларни, болупму дуня уйғур қурултийиға мунасивәтлик материялларни, дуня уйғур қурултийи билән қоюқ алақиси бар он нәччә адәмниң әһваллирини, шундақла хитай һөкүмити билишни халиған һәрқандақ әһвалларни хитай һөкүмитиниң шиветсийидә дипломат вә мухбирлиқ салаһити билән паалийәт елип бериватқан хитай җасуслуқ органлириниң хадимлириға тапшуруп бәргән."

У йәнә мундақ дәйду: "хитай ишпийонлуқ органлириға материяли тапшуруп берилгән бу уйғурларниң бир қисми чәтәлдики уйғур һәрикитиниң муһим адәмлири болса, йәнә бир қисми хитай һөкүмити тәрипидин террорист елан қилинған кишиләрдур. Әгәр униң бу һәрикити йәнә мушундақ узун давамлашса яки бир системиға айлинип қалса, материяли  хитай җасуслуқ органлириға тапшуруп берилгән кишиләрниң аилисидикиләргә яки туғқанлириға еғир зиян - зәхмәт йетиши мумкин. Ким билиду, бу чаққичә қанчилик инсан бу ишниң зийиниға учрап болди."

Шиветсийә ахбарат агентлиқиниң тарқатқан бир хәвиридә әйиблигүчиниң сөзи нәқил қилинип мундақ йезилиду: "ишпийон гумандари хитай ишпийонлуқ органлириға материял йоллашта мәхпий тутуш, алдаш қатарлиқ килассик ишпийонлуқ васитилирини қолланған болуп, көпинчә вақитларда коча телефонлирида телефон қилған, зөрүр тепилғанда бәлгиләнгән орунларда мәхпий учрашқан. У дуня уйғур қурултийиға мунасивәтлик учурларға игә болуш үчүн ялғандин уйғур дәвасиға көңүл бөлидиған қияпәткә киривалған."

Шиветсийә ахбарат агентлиқиниң тарқатқан бу хәвәрдә йәнә мундақ дейилиду: "ишпийон гумандари хитай ишпийонлуқ органлириниң хадимлириға йәткүзгән материяллири үчүн давамлиқ һәқ елип турған, сақчилар униң өйини ахтурғанда униң чапининиң янчуқидин 110 миң крон шиветсийә пули чиққан. Шиветсийә қануни бойичә  бухил қанунсиз ахбарат йәткүзүш җинайити бекитилсә әң көп болғанда 4 йил түрмә җазаси берилиду. Бирақ, ишпийон гумандари һазирчә җинайитигә иқрар болмиғанлиқи үчүн 1 - айда йәнә сот ечилиду."

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.

Пикир

Anonymous
Dec 29, 2009 02:25 AM

Рабийә ханим тоғрисида немә гәп болди -әҗиба ? һәҗәп туйуқсизла токкида оттуриға чиқип қалдиғу бу гәп

Anonymous
Dec 17, 2009 08:55 AM

Бу ипласниң 2 оғли бар иди. Бири һазирму швитсийәдә, йәнә бири түркийәдә нәччә йил туруп, швитсийәгә кәткән,у йәрдә сийасий панаһлиқ тиләпту дәп ﯪңлиғантим ﯪңлисам һазир хотәндә хатирҗәм йүргүдәкмиш. Исми әнвәр, мәндә рәсимлириму болидиған, әгәр тапалисам йоллап қойай, һәқичан у гуйму дадисиға охшаш ишпийондур. Түркийәдә туруватқан вақитлиридила көзүмгә пәқәт сиғмайтти у.

Anonymous
Dec 17, 2009 07:36 AM

ﯪСта ﯪста барлиқ дөләтләрдики җасослар бир бирләп ﯪшкара болиду, вәтән сатқучлар мәңгү хар болиду.

Anonymous
Dec 16, 2009 12:30 PM

Навада бу ﯪдәмниң җасослуқ қилғни һәқиқәт болса, бу нимидигән нумуссизлиқ!
Биз "паһишәләр" ни әң төвән нумуссиз дәп қарайттуқ! бирақ, милләт ичидики пулға миллитини сатқан бундақ иплас җасослар һәтта паһишәләрдинму нумуссиздур!
Чүнки, паһишә өзигә хийанәт қилиду, бирақ, җасослуқчу?! пүтүн милләткә хинайанәт қилғанлиқ болиду!
Нумус қилсаңчу иплас җасуслар?!!!!!!!!!!

Anonymous
Dec 16, 2009 02:03 PM

Мана мән хитайниң бихәтәрлик идариси тәрипидин ишләйсән дәп раса тәрбийләватқанда қачқанмән...Һу ниҗис...Чирайидинму чиқип туриду хитайларниң поқини йәп сүйдүкини ичип йүргини.....

Anonymous
Dec 17, 2009 09:15 AM

uygweb@rfa.org Ға йоллаң. Рәхмәт!