Улғийиватқан җәнубий җуңго һәптилик гезити вәқәси һәққидә учур вә инкаслар

Җәнубий җуңго һәптилик гезитиниң йеңи йиллиқ тәбрикнамиси тәшвиқат тармақлири тәрипидин өзгәртиветилгәндин кейин, мәзкур гезитниң бир түркүм мухбир вә тәһрирлири очуқ хәт елан қилип гуаңдуң өлкилик партком тәшвиқат бөлүминиң башлиқини истепа беришкә чақирған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.01.08
jenubiy-junggo-heptilik-geziti-namayish-305.jpg Намайишчилар “җәнубий җуңго һәптилик гезити” журналистлириға учур әркинлики беришни тәләп қилди. 2013-Йили 8-январ, гуаңҗу.
AFP

Гезитниң йәнә бир түркүм мухбир вә тәһрирлири вәзиписидин истепа берип, дөләтниң ахбарат чәклимисигә наразилиқ билдүргән иди. Нөвәттә хитай вә хәлқара ахбарат васитилиридә “җәнубий җуңго һәптилик гезити вәқәси” дәп атиливатқан бу вәқәниң көлими вә тәсири барғансери күчәймәктә.

Әслидә җәнубий җуңго һәптилик гезитиниң йеңи йиллиқ тәбрик сөзидә асасий қанун ислаһати чақириқ қилинған. Тәшвиқат тармақлири тәбриктики бу чақириқни чиқириветип, орниға компартийиниң нәтиҗилиригә мәдһийә оқуған.

Мәзкур гезит мухбир вә тәһрирлири наразилиқ һәрикитини башлиғандин кейин, уларға қоллиғучилар һәр саһәгә кеңийип, һәр саһә кишилири охшимиған шәкилләр арқилиқ, мәзкур гезит мухбирлириниң наразилиқ һәрикәтлирини қоллиған. Түнүгүн бир түркүм кишиләр җәнубий җуңго һәптилик гезити қорусиниң алдиға топлинип, хизмәт ташлиған мухбир вә тәһрирләргә һөрмәт билдүргән.

Түнүгүн йәнә бейҗиң, фуҗйән, җяңсу, шаңхәй, чеңду вә җеҗаң қатарлиқ җайлардики чоң гезитханилар алдида шу җайдики әркинлик тәрәпдари кишиләр топлинип, җәнубий җуңго гезити мухбирлирини қоллайдиғанлиқини билдүргән. Улар қоллиридики лозунка вә товлиған шоарлири арқилиқ, дөләтниң ахбарат чәклимисигә наразилиқ билдүргән.

Нөвәттә йәнә хитайдики бир қисим мәшһур шәхсләр вә кино чолпанлири өз торбәтлиридә баянат елан қилип мәзкур гезит мухбирлириға һесдашлиқини билдүрүшмәктә. Кино чолпанлиридин ли биңбиң бу һәқтә ипадә билдүрүп, “зимистанниң балдуррақ кетишини, баһарниң тезрәк келишини халаймән” дегән. Мәшһур нахшичи чен күн болса “қәлбим җәнубий җуңго гезитидики достлар биллә” дәп ипадә билдүргән. 3 Милйондин артуқ тордиши болған чолпан яв чен, “бир җүмлә раст сөзниң салмиқи дуняниң еғирлиқини бесип чүшиду” дейиш арқилиқ, җәнубий җуңго һәптилик гезитиниң сап ахбаратчилиқ истилиға мәдһийә оқуған.

Мәзкур вәқә нөвәттә тәйвән вә хоңкоңдики хитайлар, шундақла чәтәлләрдики кишилик һоқуқ паалийәтчилириниңму диққитини тартмақта. Бүгүн тәйвән мәдәнийәт министири җәнубий җуңго һәптилик гезитигә мәдһийә оқуп, униң ялғуз хитайдила әмәс, тәйвәндиму зор инавәткә вә ишәнчкә игә бир ахбарат орни икәнликини баян қилған вә хитай һөкүмитини мәзкур вәқәни ақиланилик билән бир тәрәп қилишқа чақирған. Хоңкоң мухбирлар җәмийитиму бу һәқтә бир баянат елан қилип, җәнубий җуңго гезити мухбирлириниң тәлипиниң толиму аддий вә һәққаний бир тәләп икәнликини оттуриға қойған. Баянатта йәнә, хитай асасий қануниниң 35-маддиси нәқил кәлтүрүлүп, хитай дөлитини пуқраларниң сөз вә нәшрият әркинликигә һөрмәт қилишқа чақирған. Хоңкоңдики демократик бирликсәп тәшкилати бүгүн намайиш өткүзүп, хитайни ахбарат чәклимисини бикар қилишқа чақирған.

Түнүгүн америка ташқи ишлар баянатчиси җәнубий җуңго һәптилик гезити вәқәси һәққидә пикир баян қилип, мәзкур гезит мухбирлириниң һәққанийәтчилик роһиға апирин оқуған. Хитайни пуқралириниң һәқ-һоқуқлириға һөрмәт қилишқа чақирған. Хитай ташқи илар баянатчиси бүгүн буниңға инкас қайтуруп, хитайда ахбарат чәклимиси йоқлуқини, пуқраларниң әркин сөзләш һоқуқиниң капаләткә игә икәнликини билдүрди вә америкини хитайниң ички ишлириға арилашмаслиққа дәвәт қилди.

Бүгүн хитайниң дөләт ахбарат органлиридин йәр шари вақти гезити бу һәқтә бир обзор елан қилип, җәнуби җуңго һәптилик гезити вәқәсиниң ясалма бир вәқә икәнликини, вәқәни улғайтиватқанларниң хитай хәлқиниң асаси қисмиға вәкиллик қилалмайдиғанлиқини ейтқан. Даириләр бу обзорни һәрқайси гезит, журналларниң көчүрүп бесишини тәшәббус қилған; обзорни көчүрүп басқан бәзи мәтбуатлар, кириш сөзлиридә өзлириниң амалсизлиқини ипадилигән. Буниң билән хитай торбәтлиридә мәзкур вәқә һәққидики талаш-тартишлар техиму кәскинлишип, бир түркүм компартийә тәрәпдари кишиләрму намайиш өткүзүп, хитай компартийисини қоллайдиғанлиқини билдүрүшкән вә мәзкур гезитхана хадимлирини әйиблигән.

Мәлум болушичә, бүгүн гуаңдуң өлкисиниң йеңи башлиқи ху чүнхуа вәқәгә биваситә арилишип, иш ташлиған мухбирларни иш орниға қайтип келишкә вә гезитниң нәшрини дәрһал әслигә кәлтүрүшкә чақирған, у йәнә өткән ишларниң һесаби елинмайдиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән.

Нөвәттә бу вәқә ройтрис, бирләшмә агентлиқи вә б б с қатарлиқ даңлиқ хәлқара ахбарат васитилириниң қизиқ нуқта хәвәрлиригә айланмақта вә хитайда 1989-йилдин буян мухбирларниң тунҗи қетим реҗимға қарши исян көтүрүши дәп қаралмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.