Уйғур елиниң җәнубида һашар әмгики һелиму давамлашмақта
2011.02.24
Уйғур елиниң хотән дияридин радиомиз зияритини қобул қилған бир деһқан биз билән сөһбәтлишиш җәрянида бирнәччә йилдин буян деһқанларниң турмуши илгирикидин бираз яхшиланған болсиму, әмма һәр йили әтияз пәслидә деһқанларниң йәнила һәқсиз һашар әмгикигә зорлиниватқанлиқини билдүрди.
Бу деһқанниң билдүрүшичә, бу йиллиқ һашар техи бирнәччә күн илгири башланған болуп, у өзи яшинип қалғини үчүн оғли бу йиллиқ һашар әмгикигә чиқип кетипту.
Игилигән материяллардин мәлум болушичә, хитай һөкүмити 80-йиллардин кейин йезиларда йәккә игилик түзүмини йолға қойғандин буян, илгирики мәҗбури әмгәк түзүмини пәйдин-пәй әмәлдин қалдурған. Уйғур елиниң шималидики ғулҗа, чөчәк вә алтай қатарлиқ җайларда болса, бу хил һәқсиз ишләп беридиған һашар әмгики 90-йилларниң ахири әмәлдин қалған икән.
Или районидин радиомиз зияритини қобул қилған бир деһқанниң билдүрүшичә, ғулҗа тәвәсидики йезиларда һазир бу хил һашар әмгики пүтүнләй йоқиған. Униң билдүрүшичә уларниң йезисида әгәр йеза тәвәсидики ериқ-өстәңләрни раванлаштуридиған қурулушлар болса, йезилиқ һөкүмәт пул чиқирип, бу әмгәккә қатнишишни халиған деһқанларға һәқ берип бу хил қурулушларни елип баридикән.
Бу киши өз баянида уйғур елиниң җәнубидики деһқанларниң мәҗбури һашар әмгикигә зорлинишидики сәвәб һәққидә тохтилип, уйғур елиниң җәнубидики деһқанлар билән шималдики деһқанларниң әһвалида мәлум пәрқ барлиқини илгири сүрди.
Униң қаришичә, уйғур елидики деһқанлар охшашла езилишкә учраватқан болсиму, әмма или йезилирида деһқанлар билән йеза кадирлири оттурисидики мунасивәттә ниспий һалдики баравәрлик мунасивити болуп, деһқанлар йеза кадирлирини пәқәт һөкүмәтниң хизмәтчилири дәпла билидикән. Шуңа деһқанларда өзиниң шәхси мәнпәитигә биваситә мунасивәтлик ишларда қанун даирисидә туруп өз мәнпәитини қоғдаш еңи тәбиий һалдила шәкилләнгән икән.
Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, нөвәттә хитайда давамлишиватқан, түрмидики җинайәтчиләрни әмгәк билән өзгәртиш, халисанә әмгәк намида һәр йили қиш пәслидә мәктәпләр һәм идарә җәмийәтләргә мәҗбури орунлаштурулидиған қар тазилаш, әтиязлиқ көчәт тикиш, мәктәп оқуғучилири пахта териш қатарлиқ пуқраларни һәқсиз ишләп беришкә зорлаш әмгәклириму охшашла хәлқара әмгәк қануниға хилап қилмишлар һесаблинидикән.
Уйғур елиниң җәнубида давамлишиватқан бу хил һәқсиз һашар әмгики һәққидә әркин асия радиоси қатарлиқ хәлқара ахбарат органлирида көп қетим хәвәрләр берилип, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири һәм хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини көп қетим әйиблигән болсиму, әмма уйғур елиниң җәнубидики җайларда деһқанларниң һәқ-һоқуқлири дәпсәндә қилинидиған бу хил һәқсиз һашар әмгики һелиму давамлашмақта икән.