Ислам әллири иттипақиниң җиддий йиғиниға уйғурларму қатнашти

2011-Йили 23-июл билән 25-июл арисида сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә ислам әллири иттипақиниң җиддий йиғини чақирилди.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2011.07.25
Islam-elliri-ittipaqining-jiddiy-yighini-305.jpg 2011-Йили 23-июл билән 25-июл арисида ечилған сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә ислам әллири иттипақиниң җиддий йиғини.
RFA/Omerjan

Йиғинға дуняниң һәр қайси җайлиридин талланған ислам өлималири, мутәпәккурлар вә һәр қайси ислами тәшкилатларниң мәнсуплири иштирак қилди.

Йиғин ислам әллири иттипақиниң мәккә мукәррәмә шәһиридики қараргаһида өткүзүлди.

Йиғинниң нами “ислам дунясидики мүшкүлатларни һәл қилиш чарилири” дегәндин ибарәт болуп, мусулманлар дуч келиватқан қийин мәсилиләр вә ислам дунясиниң һазирқи әһвали һәққидә лексийиләр сөзләнди вә ислам дуняси дуч келиватқан нөвәттики мәсилиләрни һәл қилиш тоғрилиқ пикир-тәклипләр оттуриға қоюлди.

Йиғинға уйғур вәкилләрму иштирак қилған болуп, австралийидин австралийә шәрқий түркистан җәмийитиниң муавин рәиси абдуссалам қарим, германийидин дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар мәсули турғунҗан алавудунлар иштирак қилди.

Юқиридики аваз улинишидин ихтиярий мухбиримизниң турғунҗан алавудун билән елип барған сөһбитини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.