Обаманиң ярдәмчиси җо байдин түркийә дөләт рәиси абдуллаһ гүл билән көрүшти
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2011.12.02
2011.12.02

RFA
Кейин түркийә дөләт рәиси абдуллаһ гүл билән көрүшти. Җо байдин түркийә дөләт рәиси абдуллаһ гүл билән елип барған учришишида, ноқтилиқ һалда сүрийиниң ечинишлиқ вәзийити билән иран мәсилиси музакирә қилинған. Булардин башқа йәнә п к к террор тәшкилатиға қарши күрәштә америкиниң түркийигә қилған ярдими, афғанистан, әрәб баһари, түркийә билән исраил оттурисидики мунасивәт вә түркийә - әрмәнийә мунасивити қатарлиқ темиларда музакирә елип берилған. Түркийә ташқи ишлар министири муавини фәридин синирлиоғлу, түркийиниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси намиқ тан вә америкиниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси франчис риккиардонә қатарлиқ кишиләрму қатнашқан бу учришиш икки саәт давамлашти. Учришиш ахирлашқандин кейин түркийә дөләт рәиси абдуллаһ гүл мухбирларға қисқа бир баянат бәрди. У мундақ деди:
Ирақниң вәзийити һәққидә сөзләштуқ. Умумән қилип ейтқанда, районимиздики мәсилиләр һәққидә сөзләштуқ. Түрк билән америка оттурисидики мунасивәтләр һәққидә нурғун темилар бар иди, бу һәқтә сөзлишиш пурситиму болди.
Бир мухбирниң америка террорлуққа қарши күрәштә түркийигә ярдәм қилиш үчүн үч данә учқучисиз айропилан бәрди. Бу қетимқи учришишиңизда бу һәқтә немә йеңилиқлар бар дегән соалиға, абдулла гүл җо байдин ирақтиму бир йүрүш учришишларни елип барди. Террорлуққа қарши күрәштә икки дөләт оттурисидики мунасивәтни күчәйтиштә һәмпикир болдуқ дәп җаваб бәрди.
Баянатта җо байдин билән елип барған учришишта террорлуққа қарши күрәштә икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиштә һәмпикир болғанлиқи тәкитләнгән.
Америка президенти барак обаманиң ярдәмчиси җо байдин истанбулда “хәлқаралиқ тәшәббус қилғучилар” йиғиниға қатнашқандин башқа түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған биләнму көрүшидикән. У 12 - айниң 3 - күни рәсмий зиярәт үчүн гиритсийигә баридикән. Җо байдин ирақтики зияритини ахирлаштуруп түркийигә кәлгән иди.
Әрәб баһарида түркийиниң давамлиқ һалда әрәб хәлқини вә намайишчиларни қоллап - қувәтлиши, әрәб баһариға демократийә вә инсан һәқлири нуқтинәзиридин қариши түркийиниң хәлқарадики абройини юқири көтәрди. Түркийә сүрийидики қозғилаңдин қачқан хәлққә чегрисини ачти, түркийә дөләт рәиси абдуллаһ гүл баш министир рәҗәп таййип әрдоған давамлиқ һалда сүрийә дөләт башлиқи бәшар әсатни өз хәлқиғә зулум қилмаслиққа, хәлқини өлтүрмәсликкә чақирмақта. Һәтта түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу бәшар әсат һөкүмитигә қарши болған өктичиләр билән көрүшүп сүрийиниң һазирқи вәзийити һәққидә музакириләр елип бармақта. Улар түркийә һөкүмитигә түркийидә иш биҗириш орни ечиш тәлипиниму оттуриға қойған иди. Шуңа бәзи мутихәссисләр җо байдинниң бу қетимқи түркийә зияритидә ноқтилиқ һалда сүрийә мәсилисидә түркийә билән қандақ һәмкарлиқ елип бериш тоғрисида музакирә елип барғанлиқини илгири сүрүшмәктә.
Биз америка президенти обаманиң ярдәмчиси җо байдинниң түркийигә елип барған бу зиярити һәққидики көз қарашлирини елиш үчүн хәлқара мунасивәтләр мутәхәссислиригә микрафонимизни узаттуқ.