Сүрийидә “һәл қилғуч җүмә” намайиши
2012.01.16

Қан төкүлүшләр йәнә илгирикисидин көпрәк көрүлүшкә башлиған. Көзәткүчиләрниң барлиқи яки йоқлуқиниң һечқандақ пәрқи болмиған.
Сүрийилик намайишчилар әсәд һакимийитини тәхттин чүшүрүшни нишан қилған шоарларни товлап 13-январ җүмә күни сүрийиниң көплигән шәһәр вә вилайәтлиридә намайишлирини башливәткән.
Қатарниң “әл җәзирә” телевизийә қанили 2012-йили 13-январ күнидики хәвиридә сүрийиниң дәмәшиқ, һәмс, идлиб, дәра, һәләб қатарлиқ шәһәрлиридә елип берилған намайишларни нәқ мәйдандин көрсәткән болуп, намайишчилар әсәд һакимийитиниң тәхттин чүшүшини тәләп қилип чоң көләмлик намайиш уюштурған.
Сүрийилик кишилик һоқуқ паалийәтчиси муһәммәд муди 2012-йили 13-январ җүмә күни “әл җәзирә” телевизийә қанилиға бәргән баянатида мундақ деди: “бүгүнки намайиш бәшшар әл әсәдни ислаһатқа чақириш әмәс, бәлки тәхттин чүшүшкә чақирған җиддий бир намайиш болди. Мундин илгири сүрийигә әрәб дөләтлири иттипақидин мәхсус көзәткүчи гуруппа кәлсә вәзийәттә өзгириш болушини күткән сүрийиликләр бу көзәткүчиләрниң кәлгәнликидин һечқанчилик бир аддий өзгиришниму һес қилалмиди. Уларниң қолидин һеч иш кәлмәйдиғанлиқини билди. Һәтта көзәткүчиләр кәлгәндин кейин вәзийәт техиму мурәккәпләшти. Шундақ қилип намайишчиларниң әсәд һакимийитиниң ислаһ қилинишидин үмиди пүтүнләй үзүлди. Шуңа улар әсәд һакимийитиниң тәхттин чүшүшини тәләп қилип омумйүзлүк намайиш уюштурди.”
Көзәткүчиләрму намайишчиларға һесдашлиқ қилди
Муһәммәд муди йәнә мундақ деди: “әрәб дөләтлири ’иттипақи тәрипидин сүрийигә әвәтилгән көзәткүчиләр бир тәрәптин җенини аман сақлашқа тиришса, йәнә бир тәрәптин намайишчи хәлққә һесдашлиқ қилип уларниң дәрдлирини аңлашқа тиришип кәлди. Әмма уларму әсәд һакимийити тәрәпдарлириниң зәрбилиридин халий қалмиди. Чүнки сақчилар уларғиму оқ чиқарди. Сүрийидики әсәд һакимийитиниң адәмлири намайишчиларға оқ чиқириш билән тәһдит қилип кәлгинидәк, көзәткүчиләргиму тәһдит яғдурмақта. Әмма бу көзәткүчиләр гурупписи сүрийиниң намайиш чиққан шәһәрлириниң һәммисигә берип, әмәлий әһвални хатириләш ишидин һеч ваз кәчмиди. Тәһдит йеғип турсиму сүрийидин чиқип кетиш койида болмиди. Буни көзәткүчиләрниң төһписи дейишкә болиду. Йәнила бу көзәткүчиләрниң қолидин иш кәлмигәнликидин, улардин ағринишниң йоли йоқ.”