1-Июл хитайниң партийә байрими күни җүмә намизи назарәт астида оқулди

Бу һәптилик җүмә намизи хитайниң партийә байрими күнигә тоғра кәлгән болуп, игилигән учурлиримиздин мәлум болушичә, уйғур елидә бүгүнки җүмә намизи қаттиқ назарәт астида оқулған.
Мухбиримиз меһрибан
2011.07.01
Heytgah-Namaz-305.jpg Һейтгаһ мәсчитидә намаз оқуватқан уйғурлар.
AFP Photo

Радиомиз уйғур елидин игилигән учурлардин мәлум болушичә, бүгүн 1-июл күни уйғур елиниң һәрқайси шәһәрлиридә хитай коммунистик партийиси қурулғанлиқиниң 90 йиллиқ хатирә күни тәбриклиниш билән биллә, үрүмчи, ғулҗа, қәшқәр қатарлиқ шәһәрләрдә вәзийәт адәттики чағлардикидин җиддийләшкән.

Уйғур елиниң үрүмчи, ғулҗа қатарлиқ шәһәрлиридин радиомиз зияритини қобул қилғанларниң билдүрүшичә, үрүмчидә коча чарлап йүргән сақчилар адәттики күнләрдин көрүнәрлик көпәйгән. Бу һәптилик җүмә намизиму сақчи, әскәрләр һәм коча чарлап йүргән сақчи аптомобиллириниң назарити астида оқулған.

Ғулҗидин зияритимизни қобул қилған бир уйғур, бүгүн кочида өзи көргән әһвалларни баян қилип, ғулҗа вәзийитиниң йеқиндин буян җиддийлишип кәткәнликини, болупму бүгүнки җүмә намизиниң сақчилар һәрқайси мәсчитләрни қоршивалған әһвал астида қаттиқ назарәт ичидә оқулғанлиқини баян қилди.

Биз бу кишидин бүгүнки җүмә намизиниң мәсчит ичидә қандақ һаләттә оқулғанлиқини сориғинимизда, у еһтиятчанлиқ билән җаваб берип, йеқинқи йиллардин буян, мәсчиттики имам қатарлиқ диний хадимлар һөкүмәт тәрипидин бәлгиләнгәнлики үчүн өзи һәм өзигә охшаш нурғун кишиләрниң бу бир нәччә йилдин буян намаз оқуш үчүн мәсчиткә кирмәйдиғанлиқини билдүрди.

Радиомиз хитай бөлүмигә үрүмчиниң йеқинқи бирнәччә күндин буянқи әһвалиниң җиддийликини билдүргән җаң фамилилик хитай пуқраси мундақ дегән.

“ икки күндин буян үрүмчи вәзийити җиддийлишип кәтти. Кочиларда чарлап йүргән қораллиқ сақчилар һәм алаһидә сақчилар адәттики күнләрдикидин көп. Үчтин бәшкичә қораллиқ сақчи бир гуруппа болуп, кочиларда чарлап йүрүватиду.Сақчи аптомобиллириму 24 саәт тохтимай чарлаш елип бериватиду. Кочиларда компартийиниң 90-йиллиқини тәбрикләймиз, партийә көрсәткән йолда маңимиз, партийиниң гепини аңлаймиз дегән мәзмундики плакатлар есилипту. Әмма шәһәр ичи байрам кәйпиятида әмәс бәлки җиддий бир һаләттә қалғандәк көрүниду.”

Җаң фамилилик бу хитай пуқраси йәнә, үрүмчи вәзийитиниң бир нәччә күндин буян җиддийлишип кетишидики сәвәб һәққидә өз пәризини оттуриға қойди.

У сөзидә үрүмчи вәзийитиниң җиддийлишиши 1-июл партийә байрими сәвәбидинла болмастин, асаслиқи йәнила 5-июл үрүмчи вәқәсиниң икки йиллиқ хатирә күни йеқинлишип қалғанлиқи сәвәбидин икәнликини илгири сүрди.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиниң билдүрүшичә, бүгүн җүмә намизидин кейин сақчи даирилири үрүмчи ноғай мәсчити( һазирқи нами бәйтулла мәсчити)ниң алдида җүмә намизидин чиқип топлишип турған уйғурларни тарқитивәтмәкчи болғинида, сақчиларниң буйруқиға наразилиқ билдүргән уйғурлардин 4 кишини тутуп кәткән.

Дилшат ришит өз баянида йәнә шәрқий түркистандики бу хил җиддий кәйпиятни хитай даирилириниң өзи пәйда қиливатқанлиқини тәкитләп, даириләрниң бундақ қаттиқ тәдбир елиши 5-июл үрүмчи вәқәсиниң 2-йиллиқи һарписида, районда йүз бериш еһтимали болған уйғурларниң наразилиқ һәрикәтлиридин сақлиниш үчүн икәнликини илгири сүрди.

Дилшат ришит әпәнди сөзидә хитай даирилириниң уйғурларниң наразилиқини пәсәйтиштә шәрқий түркистандики уйғурларға қаритилған миллий кәмситиш, бастуруш сияситини түзитишкә тиришмастин әксичә, уйғурларға қарита бу хил қатму-қат назарәтни күчәйтип, район вәзийитини техиму қатмаллаштурувәткәнликини тәнқидлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.