Түркийидики уйғурлар шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш мурасими өткүзди
Мухбиримиз арслан
2010.11.15
2010.11.15
RFA Photo / Arslan
Мурасимға истанбулда яшаватқан уйғурлардин көп санда киши қатнашти. Мурасимға йәнә саадәт партийисидин 5 кишилик бир һәйәт қатнашти. Мурасим башлиништин бурун 30 парә қуран кәрим толуқ оқулди вә шәрқий түркистан җумһурийәтлирини қуруш йолида һаятини пида қилған пүткүл шеһидләрниң роһиға атап дуа қилинди.
Мурасимға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктур алимҗан атавуллаһ риясәтчилик қилди. Мурасимда җәмийәт рәиси һидайәтуллаһ оғузхан ечилиш нотиқи сөзлиди.
Мурасимда саадәт партийисниң ташқи ишлар мәсули зәкирия әпәнди сөз қилип мундақ деди: "биз силәрниң қериндишиңлар болғанлиқимиз үчүн, силәрни яхши көргәнликимиз үчүн, бу мурасимға қатнаштуқ. Һәммиңларға сәмимий салам йоллаймән. Силәр билән мушундақ сәмимий бир орунда учрашқанлиқимиздин наһайити сөйүндуқ. Алди билән саадәт партийисиниң рәиси профессур нәҗмидин әрбакан устазниң вә истанбул шөбә башлиқимиз сәлман әпәндиләрниң саламини йәткүзимән. Биз һәр заман һәр қачан силәрниң йениңларда икәнликимизни хатирилитиш үчүн бу мурасимға қатнаштуқ."
Мурасимда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийтиниң баш назири абликимхан мәхсум сөз қилип, тарихта қурулған шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң тарихтики әһмийити һәққидә тохталди. Мурасимда йәнә, вәтәнпәрвәр паалийәтчи абдуләзиз әпәнди сөз қилип шәрқий түркистан җумһурийәтлириниң алди - кәйнидики вәқәләр һәққидә тохталди.
Өткән һәптә шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң мәркизидә, шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш мурасими өткүзүлгән иди. 11 - Айниң 12 - күни йәнә мәркизи түркийиниң қәйсири шәһиригә җайлашқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштуруши билән қәйсиридә яшаватқан уйғурлар шәрқий түркистан җумһурийәтлирини хатириләш мурасими өткүзди.
Мурасимда шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәси шундақла дуня уйғур қурултейиниң муавин рәиси сийит тумтүрк әпәнди сөз қилип мундақ деди: "йерим әсир илгири әҗдадлиримиз өмири қисқа болсиму, икки қетим мустәқил дөләт қурған болса, бүгүнки күндә биз уларниң әҗдадлири болуш сүпитимиз билән охшаш иман вә охшаш пикир билән яшаватимиз."
Сйит тумтүрк сөзидә йәнә, шәрқий түркситанниң һазирқи коммунист хитай риҗимидин қутулидиғанлиқини, буниң пүткүл шәрқий түркситан түрклириниң ортақ арзуси вә ғайииси икәнликини билдүруп мундақ деди: "бу күн мунасивити билән 1933 - йили қәшқәрдә қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийити билән 1944 - йили ғулҗидә қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурғучилирини, бу дөләтләрни қуруш йолида җанлирини вә қанлирини әркинлик, мустәқиллиқ йолида пида қилған пүткүл шеһидлиримизни әсләймиз, аллаһтин уларға рәһмәт вә мәғпирәт тиләймиз. Бүгүн мустәқиллиқ әқидимиз қәлбимиздә техиму мустәһкәмләшти. Бир күни ай юлтузлуқ көк байрақни шәрқий түркистан асминида ләпилидитимиз."
Бу һәқтә биз шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси сийит түмтүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.