Үрүмчидә оттура мәктәп һәм университетларда “җуңхуа бирлики” тәрбийиси күчәйтилмәктә
2011.06.17

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, йеқиндин буян үрүмчи шәһиридики оттура мәктәпләрдә “бир җуңго”, “милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси” күчәйтилгән.
Үрүмчи шәһиридики бир оттура мәктәп оқуғучисиниң билдүрүшичә, уларниң мәктипидә 1-июл компартийә байримидин илгири бир җуңго һәм милләтләр иттипақлиқи мәдһийилинидиған мәзмундики нахша ейтиш мусабиқиси елип бериш орунлаштурулған.
Шу мәктәптики бир оқуғучи бу қетим уларниң мәктипидә өткүзүлидиған нахша ейтиш мусабиқисидә, мәктәптики хитай синиплар билән уйғур синиплар бирләшмә паалийәт өткүзидиған болуп, улар бу қетимқи мусабиқисидә “бир җуңго” намлиқ нахшини ейтидикән.
Нахшида хитайниң бир җуңго сиясити ениқ әкс әттүрүлгән болуп, хитайдин ибарәт бу чоң дөләттә көплигән милләтләрниң барлиқи, һәрқандақ сиртқи күчниң бу милләтләр иттипақлиқини бузалмайдиғанлиқи, хитайниң һәр вақит бир пүтүн һалитидә сақлинип туридиғанлиқи баян қилинған.
Бу оқуғучи йәнә уларниң синип тәрбийичисиниң оқуғучилардин бу қетимқи нахша мусабиқисигә барлиқ оқуғучиларниң муһим сиясий вәзипә сүпитидә муамилә қилишни тәләп қилип, нахша мусабиқиси өткүзүлидиған күнләрдә оқуғучиларға рухсәт берилмәйдиғанлиқини билдүргән.
Йеқинда чәтәлгә оқуш үчүн кәлгән бир оқуғучи өзлириниң илгири оттура мәктәп һәм алий мәктәптә оқуватқан чеғида һәр йили бундақ мусабиқиләр орунлаштурулидиғанлиқини, мәктәптә оқуғучиларниң бундақ мусабиқиләргә қатнишиш уларниң сиясий қаришини бәлгиләйдиған өлчәм қилинғини үчүн, оқуғучиларниң бундақ мусабиқиләргә мәҗбурий қатнишидиғанлиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийи тәминлигән учурлардин мәлум болушичә, бу йил уйғур елидики һәрқайси университетлардиму вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси күчәйтилгән. Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, университетларда бу йил 5-6-ай мәзгилидә “вәтәнниң бирликини сақлаш” темисида һәр хил паалийәтләр орунлаштурулған. Башқа юртлардин кәлгән оқуғучиларға нисбәтән, уларни бу йил язлиқ тәтил мәзгилидә омумйүзлүк өз юртиға қайтуруш тәшәббус қилинған. Шундақла бу оқуғучилардин юртлирида “вәтәнпәрвәрлик өгиниш курслири”ға қатнашқанлиқи һәққидики испат хети әкелиш тәләп қилинған.
Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай коммунист һөкүмитини 60 йилдин буян әң биарам қилип келиватқан мәсилә хитай дөлитидики уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ хитай болмиған милләтләрниң миллий еңиниң күчийип кетишидин әнсирәш икән. Болупму, 2008-йили тибәттә йүз бәргән 11-март тибәт вәқәси, 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәси шундақла бу йил 5-айниң ахирқи мәзгилидә ички моңғулда йүз бәргән моңғуллар намайишидин кейин, хитай даирилири бу районлардики мәктәпләрдә вәтәнпәрвәрлик һәм милләтләр иттипақлиқи тәрбийисини йәниму күчәйткән. Уйғур аптоном райони даирилириниң, районға нисбәтән сақчи-әскәрләр арқилиқ контроллуқни күчәйткәндин башқа, оқуғучиларға қарита вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси намида “бир җуңго” вә “җуңхуа бирлики” сияситини тәшвиқ қилиш паалийитини күчәйтишиму, бу районларда йеңидин наразилиқ һәрикәтлириниң йүз беришиниң алдини елиш үчүн икән.