Камбоджадин қайтурулған 20 уйғурниң әһвали аилилиридин сир тутулмақта

Өткән йили декабирда хитай һөкүмити 20 нәпәр уйғур сиясий панаһланғучини камбоджадин қайтуруп әкәткәндин кейин, хәлқара җамаәт бу 20 уйғурниң әһвалини сүрүштә қилип, хитай һөкүмитидин мәлумат сориған иди.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.06.25
Amerika-Kambodia-munasiwiti-20-uyghur-mesilisi-305.jpg Сүрәт, америкиниң муавин ташқи ишлар министири Scot Marciel ниң сәйшәнбә күни камбоджани зийарәт қилип, камбоджа ташқи ишлар министири Hor Namhong билән көрүшкән көрүнүшлиридин бири.
www.phnompenhpost.com Дин елинди.

Буниң билән биллә, хитай һөкүмитини мәзкур тутқунларниң адвокат тутуш вә аилиси билән көрүшүш қатарлиқ әқәллий һоқуқлириға капаләтлик қилишқа йәни уларни хәлқара қанун өлчәмлири бойичә бир тәрәп қилишқа чақирған. Әмма хитай һөкүмити, хитайниң бир қанун дөлити икәнликини, тутқунларниң тегишлик қануний һәқлиригә саһип икәнликини билдүрүп, тутқунларниң әһвалидин тәпсилий мәлумат беришни рәт қилип кәлгән.

Йеқинқи игиләшлиримиздин қариғанда, хитай һөкүмити 20 уйғурниң әһвали һәққидә, һазирға қәдәр уларниң аилисигә һечқандақ учур бәрмигән. Аилиләр пәрзәнтлири һәққидики учурларни пәқәт коча хәвәрлиридин аңлиған.

Биз бүгүн камбоджадин қайтурулған уйғурлардин ибраһим исламниң дадиси билән сөһбәт өткүздуқ.

Бу мәлуматтин қариғанда, камбоджадин қайтурулған уйғурларниң адвокат тутуш һәққиниң әсла болмиғанлиқи, хитайниң бу 20 нәпәр уйғур мәсилисидә йәнила дуняни алдап келиватқанлиқи мәлум болмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.