Хитай канаданиң дөләт бихәтәрлики вә демократик түзүмигә тәһдит йәткүзмәктә
2010.11.30
Өткән һәптиниң ахирлирида, канада парламентида хитай даирилириниң канадаға сиңип кириши һәққидә муһакимә йиғини өткүзүлди. Йиғинда сөз қилған мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири, хитай һөкүмитиниң канадаға сиңип киришни җиддийләштүрүп, канаданиң дөләт бихәтәрлики вә демократик түзүмигә тәһдит селиватқанлиқини оттуриға қойди, шундақла канада һөкүмитиниң бу хил тәһдиткә қарита мувапиқ тәдбирләрни қоллунушини үндиди.
Муһакимә йиғинида сөз қилған, канада җасуслуққа қарши идариси асия мәһкимисиниң сабиқ башлиқи мичел катсуя, канада пуқралиридин сиясәтчиләргә аваз бәргәндә, өзиниң мәсулийити вә виҗдани бойичә иш көрүп, чәтәл һөкүмәтлириниң тәсиригә учриған сиясәтчиләргә аваз бәрмәсликни, ундақ болмиғанда, чәтәл күчлириниң канада сияситигә қол тиқишиға техиму пайдилиқ шараит яритилидиғанлиқи вә канада аз санлиқлар җәмийәтлири ичидики сияси паалийәтчиләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң техиму еғир әһвалфа қалидиғанлиқини тилға елип:
"Нөвәттә канададики аз санлиқлар җәмийәтлири чәтәл һөкүмәтлириниң күчлүк тәсиригә учраватқан болсиму, әмма буниңға сәл қаралмақта. Алайлуқ, әслидә хитайдин кәлгән өктичиләр хитай даирилири тәһдитиниң асаслиқ нишани болмақта. Әмма, бәзи канадалиқ сиясәтчиләр вә әмәлдарлар хитай даирилириниң нәзиридә дүшмән дәп қаралған бу өктичиләрни қоғдаш уяқта турсун, бу аз санлиқлар җәмийәтлиригә мәнсуп кишиләргә яхшичақ болуш вә уларниң авазиға еришиш үчүн, улар әслидә мәнсуп болған мустәбит һөкүмәтләрниң тәләплирини орунлимақта вә уларға ярдәм бәрмәктә" дәп көрсәтти.
Буниңдин бирқанчә ай илгири, канада җасуслуққа қарши оргининиң әмәлдари ричард фадден чәтәл күчлириниң, болупму хитай даирилириниң канададики хитайларға тәвә тәшкилат-җәмийәтләргә вә канада университетлириға сиңип киришини җиддийләштүрүватқанлиқи, шундақла канададики хитай миллитидин болған сиясәтчиләр вә әмәлдарларниң хитай даирилириниң тәсирини йәни уларниң буйрутмилирини қобул қиливатқанлиқи һәққидә доклат елан қилғаниди. Лекин канададики хитайға майил сиясәт йүргүзидиған либерал партийиси билән йеңи демократлар партийисидин ибарәт өктичи партийиләр, бу партийиләргә тәәллуқ бәзи парламент әзалири вә шундақла канададики хитай җәмийәтлири арқа-арқидин баянат елан қилип, ричард фадденниң бу доклатини әйиблигән, униң истипа беришини вә канададики хитайлардин кәчүрүм соришини тәләп қилғаниди.
Җасуслуққа қарши саһәдә,30 нәччә йиллиқ хизмәт тәҗрибисигә игә болған, мичел катсуя муһакимә йиғинида қилған сөзидә, ричард фадденниң бу хил тәһдиттин қоғдиниш һәққидә канада җамаитини агаһландурғанлиқи шундақла униң өз хизмитини мәсулийәтчанлиқ билән ада қилғанлиқини тилға елип:
"Канада хәвпсизлик идарисиниң башлиқи ричард фадденниң вәзиписи канада дөлитини хәтәрлик әһваллардин қоғдаш, йәни тәһдит, қорқутуш вә террорлуқниң алдини елиш. Әмма бу ялланма сиясәтчиләр пүтүн нәпритини чәтәл һөкүмәтлириниң канада демократийисини бузушиға мәркәзләштүрмәстин, әксинчә ричард фадденға қаратмақта. Бу йәрдә сайлам билән кәлгән бу сиясәтчиләрниң канадаға болған садақитигә соал қоюлиши керәк. Әгәр канада чәтәл һөкүмәтлириниң бу хил сиңип кириш тәһдитләргә сәл қариса, вақтида зөрүр тәдбирләрни алмиса, кейин техиму еғир бәдәл төләшкә мәҗбур болиду, шундақла чәтәлниң канададики җасуслуқ һәрикәтлири техиму пайдилиқ муһитқа еришиду" деди.
У сөзидә бу хил бойни бағланған сиясәтчиләрни "сияси паһишә", дәп атиди.
Кишилик һоқуқ паалийәтчиси мичаел краиг канадада яшаватқан демократик хитайлар, уйғурлар, тибәтликләр вә фалун тәриқитидикиләрниң хитай һөкүмитиниң бесим, тәһдит вә зиянкәшликлиригә учраватқанлиқини әскәртип:
"Бизниң тәнқидимизниң обйекти хитай хәлқи әмәс, бәлки хитай һөкүмити, йәни уларниң задила түзәлмәйдиған кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қаритилған. Қандақту канада билән хитай оттурисидики содини бузуш әмәс. Бу йиғинниң асаслиқ мәқситиму канадалиқларниң бу хил тәһдиткә қарита диққәт-етиварини қозфаштин ибарәт. Көп әпсуски, канада һазирғичә бу һушярлиқни көрсәткини йоқ", деди.
Муһакимә йиғинида, хитай мәсилилири бойичә мутәхәссис вә атақлиқ кишилик һоқуқ адвокати кливе анслей:
"Биз хитай коммунистлири вә уларниң депини чалидиғанларниң канададики паалийәтлиригә йол қоймаслиқимиз, шундақла аталмиш пүтүн хитай җәмийәтлириниң мәнпәәти" гә вәкил болуп сөз қилишни яхши көридиған ашу кишиләрдин һушяр болушимиз керәк. Канада һөкүмити қайси сиясәтчиниң хитай һөкүмитиниң алаһидә имтиязиға еришкәнлики, йәнә қайси әмәлдарларниң уларниң бикарлиқ саяһәт тәклиплирини қобул қилғанлиқи вә буниң қаршилиқида уларниң хитай һөкүмитиниң қандақ тәләплирини орундиғанлиқини җидди тәкшүрүп, нәтиҗисини хәлққә ашкара қилиши керәк," деди.
Бу йиғин ечилишниң алдида, хитайниң канададики әлчиханиси билән бәзи хитай җәмийәтлири бундақ бир йиғинни канада парламентида ечишниң канада билән хитай оттурисидики сода вә башқа мунасивәтләргә яман тәсир беридифанлиқини әскәртип, канада парламентидин бу йиғинни тохтитиш вә униңға саһибханлиқ қилмаслиқни тәләп қилғаниди.