Степһен харпер хитайға баш әгмиди

Канада баш минстири степһен харпер хитайға қилған 4 күнлүк зияритини йәкшәнбә күни ахирлаштурди. Бу степһен харперниң канада баш министири болғандин кейинки, үч йил җәрянида, хитай дөлитини тунҗи қетим зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.
Мухбиримиз камил турсун
2009.12.08
Kanada-bash-minister-Stefen-xarper-wen-jyabaw-305.jpg Канада баш министири стифен харперниң хитай баш министири вен җябав билән көрүшкәндики көрүнүшләрдин бири. 2009-Йили 3-декабир, бейҗиң.
AFP Photo

Харперниң хитайни зиярәт қилишқа анчә алдирап кәтмәсликидә,икки дөләт оттурисидики назук мәсилә - һүсәйин җелил мәсилисидин башқа, хитайдики иқтисади гүллинишкә тәтүр танасип һалда, униң кишилик һоқуқ хатирисиниң барғансири арқиға чекиниши қатарлиқлар асаслиқ сәвәб болған. Канада баш министириниң бу қетимқи хитай зиярити җәрянида, икки дөләт әдлийә, саяһәтчилик вә содиға охшаш саһәләрдә бәзи келишимләрни имзалиған болсиму, әмма хитай мәтбуатлири степһен харперниң хитай сияситини қисқиси, бу аталмиш кечиккән зиярәтни тәнқид қилиш, әйибләш позитсийисидә болди.

Канада мәтбуатлири болса, харперниң бу қетимқи сәпири җәрянида, униң әркинлик вә демократийидин ибарәт канаданиң қиммәт қаришида чиң турғанлиқи, кишилик һоқуқ мәсилисини дадиллиқ билән оттуриға қоюп, коммунист мустәбит һакимийитигә баш әгмигәнлики,қисқиси бу зиярәтниң мувәппәқийәтлик болғанлиқини муәййәнләштүрди.

Бейҗиңда хитай рәһбәрлири билән көрүшкәндә, кишилик һоқуқ мәсилилирини ашкара оттуриға қойған степһен харпер шаңхәйдә, канада хитай сода җәмийитиниң йиғинида сөз қилғанда, иқтисади һәмкарлиқ билән кишилик һоқуқни илгири сүрүшниң бир - биригә зит әмәсликини, канаданиң хитайниң кишилик һоқуқ ислаһатиға давамлиқ ярдәм беридиғанлиқини әскәртип " канада хитай билән болған кәлгүси мунасивәтлиридә, әркинлик вә кишилик һоқуқ мәсилилирини давамлиқ тилға алиду. Биз өз ‏ - ара мәнпәәт йәткүзидиған иқтисади шерикчилик мунасивити үстидә издәнгимизгә охшаш, хитайниң кишилик һоқуқ ислаһатидики күчлүк қоллиғучиси вә шерики болушни арзу қилимиз " деди.

Һарпер йәнә, канаданиң хитайға кишилик һоқуқни яхшилаш җәһәтләрдә ярдәм бериштин башқа, йәнә бәзи җәһәтләрдә хитайниң канадаға еһтияҗи барлиқини тилға елип " хитай муқим енергийә билән тәминләшкә еһтияҗи бар. Канада болса,ғайәт зор тәбиий байлиқ мәнбәсигә игә дөләт. Биз хитайни һәрхил ениргийә билән тәминлийәләймиз " деди.

Канада мәтбуатлирида әң көп муназирә қилинған нохта болса, хитай баш министири вен җябавниң аммивий дипломатик сорунда һарперниң бу зиярәтни бәкла кечиктүргәнлики һәққидики даритмилиқ тәнқиди сөзлири иди. Хитайниң дөләт башқурушидики мәтбуатлири буни вен җябав һарперниң әдипини бәрди, дәп хәвәр қилди. Канада мәтбуатлири вен җябавниң дипломатик әхлақтин чәтнигәнликини оттуриға қоюп, кишилик һоқуқни еғир дәпсәндә қиливатқан,диний әркинликни боғуватқан вә өз хәлқини өзи қанлиқ бастуруватқан хитайға охшаш диктатор дөләтниң канададәк демократик бир дөләткә дәрс бериш һәққиниң йоқлуқини тәкитлиди.

Канададики нопузлуқ гезитләрниң бири болған "йәр шари почтиси гезити " дә елан қилинған "харпер кишилик һоқуқни давамлиқ тәкитләйдиғанлиқи һәққидә вәдә бәрди" намлиқ мақалидә, икки дөләт баш министирлириниң 5 йилдин кейинки тунҗи қетимлиқ көрүшүшидә, хитай баш министири вен җявбавниң тәнқидигә җавабән харперниң икки дөләт мунасивитини күчәйтишни арзу қилидиғанлиқини тәкитләш билән биргә, канаданиң кишилик һоқуқ принсиплирида давамлиқ чиң туридиғанлиқи вә демократийәлишиш мәсилисидә хитайға давамлиқ бесим ишлитидиғанлиқи қатарлиқларни әскәрткәнликини язған болса, мәзкур гезиттә обзорчи норман спәктор тәрипидин йезилған "харпер баш әгмиди" намлиқ йәнә бир мақалидә, "вен җябавниң бу сөзлиригә қарита харпер әпәнди, биз хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисиниң яхшилинишини күткән бу 60 йил бәкла узун иди, тибәт роһани даһиси далай лама сүргүн қилинған 50 йил техиму узун вақит иди шундақла тйәнәнмен вәқәси қанлиқ бастурулғандин кейин, хитай рәһбәрлириниң 20 йиллап сүкүт қилип туруши техиму узун вақит иди, дәп җаваб бәргән болса болатти, таза җайида болатти дәп язди.

"Калгари әлчиси" намлиқ гезиттидики "хитайниң йүзи қизириши керәк иди" намлиқ мақалидә, хитай һөкүмити узундин бери муқимлиқни баһанә қилип,кишилик һоқуқни дәпсәндә қилмақта, пуқраларниң диний етиқад әркинликини боғмақта, өз хәлқигә қарита қаттиқ бастурушларни елип бармақта. Әгәр хитай бу һәркәтлирини тохтатмиса, канада әң яхшиси, хитайдин узақ турғини яхши дийилгән.

"Дөләтлик почта" гезитидә елан қилинған "вен җябавниң немә ойда болуши билән кимниң кари" намлиқ мақалидә вен җябавниң дипломатик әдәп - қаидиләргә хилап һалда, харперни осал әһвалға чүшүрүш мәқситидә бу зиярәтниң бәкла кечиккәнликини әтәй оттуриға қоюши биләнла, бизниң баш министирниң йүзи төкүләмду? вен әпәндиниң тәлвилики униң өзиниң иши, бу бизниң мәсилимиз әмәс. Хитай пүтүн һоқуқ бир партийигә мәркәзләшкән зораван дөләт. Диний етиқад сәвәбидин өз пуқралирини сөвет иттипақи шәклидики җаза лагирлириға ташлаватқан бундақ бир дөләтниң баш министири дипломатик сорунларда бизниң йүзимизни чүшүрдиму ‏ - йоқ дегәнни муназирә қилип олтурушқа пәқәтла әрзимәйду дәп язди.

Мәзкур гезиттики "канаданиң башқиларниң тәрбийисигә еһтияҗи йоқ" намлиқ мәхсус вен җябавға қаритип йезилған хәттә:

-- Һөрмәтлик вен җябав әпәнди, сиз қачан канададики җасуслириңизни қайтуруп кетисиз ? биз бу җасуслириңиз сәвәбидин һәр айда нәччә он милярд доллардин айрилип қеливатимиз, дейилди.

"Пул - муамилә вақти" гезитидә геофф дйер тәрипидин йезилған мақалидә болса, степһен харпер ғәрб дөләтлири ичидә хитайниң кишилик һоқуқ хатирисини әң көп тәнқид қилған дөләт рәһбәрлириниң бири икәнлики, пул вә сода үчүн кишилик һоқуқни қурбан қилмайдиғанлиқини җакарлиған харперниң бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш мурасимиға аяқ басмиғанлиқи вә далай ламани парламентта йоқири дәриҗидә қарши алғанлиқи вә униң кишилик һоқуқни қоғдашни канада дипломатийисиниң әң моһим тәркипи қисмиға айландурғанлиқи, йезилди.

"Йәршари почтиси" гезитидики бир тәкшүрүш нәтиҗисигә қариғанда, 62% канадалиқ степһен харперниң хитайға қарита ашкара кишилик һоқуқ дипломатийиси йүргүзүшини қоллиған. "Дөләтлик поәта" гезитиниң тәкшүрүшигә қариғанда, канада сода саһәсидики затларниң 69 % и сетепһен харперниң ашкара шәкилдики кишилик һоқуқ дипломатийиси хитай хәлқиғә техиму пайдилиқ дәп қариған.
    
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.