Канада G 8 вә G 20 йиғинлири үчүн һазирланмақта, әмма хитай һазирму?

Инглизчә қисқартилған исми G 8 вә G 20 дәп атилидиған, дунядики санаәтләшкән 8 дөләт вә санаәтләшкән 20 дөләт башлиқлири йиғини мушу айниң ахирида канаданиң торонто шәһиридә өткүзүлмәкчи. Канаданиң бу хәлқаралиқ икки чоң йиғинға саһибхан болуш сүпити билән нөвәттә бихәтәрлик тәдбирлирини өз ичигә алған тәйярлиқ хизмәтлирини яхши ишләватқанлиқи хәвәр қилинмақта.
Мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2010.06.08
Stephen-Harper-bush-xu-305 Канада баш министири степһен һарпер, йапониәдики 8 дөләт йиғинида буш вә хулар билән биргә.
AFP Photo

Канада мәтбуатлириниң билдүрүшичә, канада бу қетимқи 2 хәлқаралиқ йиғинниң бихәтәрлик хизмити үчүн 1 милярд доллар аҗратқан болуп, канададики өктичи партийиләр бу рәқәмниң һәддидин зиядә болуп кәткәнликини, канадада 17 күн давамлашқан қишлиқ олимпик йиғининиң бихәтәрлики үчүнму бунчилик миқдарда мәбләғ аҗритилмиғанлиқини оттуриға қоюшмақта.

Статистикиларға асасланғанда, 2008 - йили японийә G8 ни өткүзгәндә 381 милйон доллар, 2005 - йили шотландийидә өткүзүлгәндә 110 милйон доллар, 2009 - йили апрелда G 20 лондонда өткүзүлгәндә 30 милйон доллар, шу йили сентәбирдә питирборгда өткүзүлгәндә 18 милйон доллар бихәтәрлик үчүн аҗритилған икән.

Дунядики санаәтләшкән 8 дөләт вә 20 дөләт башлиқлири йиғинида, дуняниң иқтисади мәсилилири,муһит булғиниши, килимат өзгириши қатарлиқ дуня күн тәртипидики қиззиқ нуқта мәсилилирини дунядики күчлүк дөләтләр қандақ қилғанда һәмкарлишип һәл қилалайдиғанлиқи қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинип кәлмәктә.

Бу қетим торонтода өткүзүлидиған санаәтләшкән 8 дөләт вә 20 дөләт башлиқлири йиғинида йеңидин қошулидиған күнтәртипләрдин хитай пулиниң қиммитини әркин қоюветиш мәсилиси, хәлқара банкиларниң баҗ тапшуруш системиси бәрпа қилиш мәсилиси вә канаданиң баш лидирликидә дуняда йолға қоймақчи болуватқан һамилдар аяллар вә балиларға сағламлиқ ярдәм пули тарқитиш мәсилиси қатарлиқлар бар икән. Канаданиң башламчилиқида дуня миқясидики намрат районларда яшаватқан аяллар вә балиларға сағламлиқ пули тарқитиш мәсилиси нөвәттә канадада көп талаш ‏- тартиш қилиниватқан мәсилиләрниң бири болуп, канададики хәлқаралиқ аяллар вә балиларниң һоқуқ мәнпәәтини қоғдаш тәшкилатлири вә америка ташқи ишлар министири һилларий клинтон ханим, бу ярдәмниң канаданиң  аиливи пилани ичигә киргүзүлүп,қандақ сәвәб болушидин қәтийнәзәр бала чүшүрүш опиратсийисигә қатнашқан аялларғиму тарқитилиши керәклики һәққидә канадаға тәклип берип кәлмәктә.

Канада баш министири стевин харпер канада мәтбуатлириға бәргән баянатида, дунядики намрат районларда яшаватқан һамилдар аял вә балиларға сағламлиқ ярдәм пули тарқитиш мәсилисини бу қетим торонтода ечилидиған санаәтләшкән 8 дөләт башлиқлири йиғининиң музакирисигә қойидиғанлиқини билдүргән иди. Әмма, канаданиң сабиқ баш министири паул мартин түнүгүн к б к телевизийиси дөләт вә сиясәт программисиниң зияритини қобул қилип, бу пилан санаәтләшкән 8 дөләт башлиқлири йиғинида әмәс, бәлки санаәтләшкән 20 дөләт башлиқлири йиғинида музакиригә қоюлса тоғра болидиғанлиқини, чүнки һамилдар аяллар вә балилар мәсилилири әң еғир болған хитай билән һиндистанниң санаәтләшкән 8 дөләт ичидә йоқ икәнликини илгири сүргән.

Ундақта, хитай дунядики санаәтләшкән 20 дөләтниң бири болуш сүпити билән, бу йиғинда һәл қилиниши керәк болған дуняниң обйектип мәсилилиригә һазирму?

Канадада чиқидиған йәр шари почтиси гезитиниң нәқил кәлтүрүшичә,канададики көзәткүчиләр бейҗиңниң хәлқ пулиниң қиммитини әркин қоюветиш, муһитниң булғинишиниң алдини елиш, хәлқара банкиларниң баҗ системиси түзүмини йолға қоюш қатарлиқ җәһәтләрдә санаәтләшкән 20 дөләт башлиқлири йиғининиң музакирисигә техичә һазир әмәсликини билдүрмәктә икән.

Җүмә күни җәнубий корийидә өткүзүлгән санаәтләшкән 20 дөләт малийә министирлири йиғиниға қатнашқан канада малийә министири җим флаһерти мухбирларға, бейҗиңниң америка вә яврупа оттуриға қоюватқан хәлқара банкиларда баҗ түзүми бәрпа қилиш пиланиға изчил қарши туруп келиватқан мәйданидин кәйнигә чекиниши керәкликини оттуриға қойған. Җим флаһерти бу қетимқи сәпиридә бейҗиң вә шаңхәйләрдә тохтап хитай малийә министири вә хитай банкисиниң башлиқи билән көрүшкән.

Бу йил 20 - апрел күни санаәтләшкән 20 дөләт малийә министирлири вашингтонға йиғилип хәлқара банкиларда баҗ системиси бәрпа қилишни музакирә қилғанда хитай билән җәнубий корийиниң бу пиланға қарши турғанлиқи мәлум.

Хитай пулиниң қиммитини әркин қоюветиш мәсилисидиму хитайда техичә иҗабий бир қәдәм бесилмиғанлиқи мәлум болмақта. Бу һәқтә мухбирларниң зияритини қобул қилған җим флаһерти канаданиң хитай пулиниң дунядики вә асиядики әркин қиммити мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлидиғанлиқини, вә хитай тәрәп билән һәр қетим көрүшкәндә бу мәсилини тәкитләватқанлиқини илгири сүргән.
 
Игиләшләргә асасланғанда, G8 вә G 20 башлиқлар йиғини мәзгилидә канада уйғур җәмийитиму кәң көләмлик бир намайиш тәшкилләшни пиланлаватқан икән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.