Канада баш министири: нефит ширкити содисида хитайға шәрт қоюп үстүнлүк игилидуқ
2012.12.12
Һалбуки, сиясий көзәткүчиләр, бу шәртләрни иҗра қилишниң анчә асанға тохтимайдиғанлиқини оттуриға қоюшмақта. Баш министир стефен харперниң тарихиға йезилидиған бу хәвәр қандақ инкас қозғимақта? хитайға қоюлған шәртләрдә немиләр дейилгән?
Нәксенниң хитайға сетилиш, сетилмаслиқи канадада бу йил 7-айдин башлап қаттиқ ғулғула пәйда қилған иди. Канада ташқи ишлар сиясити мәслиһәтчиси чарлез буртон қатарлиқ бир қатар сиясәтчиләр, нәксенниң хитайға сетилиши башқа хитай ширкәтлириниң канадаға сиңип киришигә йол ачиду. Униң үстигә нәксен сетивалмақчи болған хитай деңиз окян нефит гуруһи хитай дөләт игидарчилиқидики 3-чоң нефит ширкити вә хитай коммунист партийиси контроллуқидики бир ширкәт, у чоқум канадани сиясий җәһәттин контрол қилишниң койиға чүшиду, дәп қарап қаттиқ наразилиқ билдүргән иди.
Хитайниң канадада турушлуқ баш әлчиси болса, канада мәтбуатлириға баянат берип: канада содиға сиясәтни арилаштурувалди, бу канада хитай мунасивәтлиригә тәсир йәткүзиду, дәп җар салған иди. Йәнә бир тәрәптин нәксенни сетиш тәрәпдарида турған нефит содигәрлири хитайниң 5.1 Милярд долларлиқ юқири баһани оттуриға қойғанлиқини көздә тутуп, нәксенни сетишта чиң турди.
Әнә шу талаш тартишлар түпәйлидин, канада һөкүмити бу һәқтә қарар беришни мәлум вақит тохтитип қойған. Әмма, харпер һөкүмити “зихму көймәйдиған кавапму көймәйдиған” дипломатик усулни қоллинип, нәксенни сетишқа қошулуш билән бир вақитта бирмунчә шәрт вә чәклимиләрни йеңи йолйоруқ шәклидә елан қилди.
Канада CBC хәвәрлиридин мәлум болушичә, стефен харпер һөкүмити йеңи йолйоруқта, “бундин кейин канада ширкәтлири алаһидә әһвал болмиса, башқа дөләтләрниң дөләт игидарчилиқидики ширкәтләргә сетилмайду” дәп ениқ бәлгилигән, шундақла сетип алғучи ширкәтләргә бирмунчә йеңи шәртләрни қойған.
Бу шәртләрниң биридә кәскин қилип мундақ дейилиду: “сетип алғучи дөләт игидарчилиқидики ширкәтләрниң, канадада пул тепиш вә канада ишчилириға шундақла канада җәмийитигә мәнпәәт йәткүзүштин башқа нәрсини ғәрәз қилишиға йол қоюлмайду.”
Канада хитай мунасивәтлири мәслиһәтчиси вә брук университетниң профессори чарлез буртон, өткәндә мухбиримизниң соалиға җаваб берип: әгәр канада нәксенни сатса хитайниң канададики тәсирини күчәйтип, уйғур вә тибәтләрни бастурушқа қарши хитайға бесим қилишта сиясий җәһәттә аҗиз орунға чүшүп қалимиз, дегән иди.
Харпер һөкүмитиниң нәксенни сетиш қарари билән биллә алған йеңи йолйоруқлиридин кейин, канаданиң сиясий җәһәттә аҗиз орунға чүшүп қелишиға болған көз қарашлар өзгәрдиму?
Чарлез буртон мухбиримизниң бу һәқтики соалиға җаваб берип, хитайниң нәксен арқилиқ канаданиң сиясий җәһәттики орнини аҗизлаштуруп, канадани хитайдики зулумға учраватқан уйғур вә тибәтләрниң кишилик һоқуқлири тоғрисида хитайға бесим қилалмас һалға чүшүрүп қоюш хиялиниң, йеңи йолйоруқлар арқилиқ тосуп қелинғанлиқини ейтип, йеңи йолйоруқтики бәлгилимиләргә болған қайиллиқини ипадилиди.
Әмма уйғур сиясий көзәткүчилириниң бу һәқтики көз қариши башқичә болуп, нәксен ширкитидә ишлигән камил турсун әпәнди, өзиниң көплигән канадалиқларға охшаш, хитай билән болидиған һәрқандақ содиға қарши икәнликини билдүрди.
Биз чарлез буртон чарлез буртон әпәндидин, харпер һөкүмити йеңи йолйоруқни оттуриға қойған болсиму, йәнила нурғун канадалиқларниң хитай һөкүмитигә ишәнмәйдиғанлиқтин хитай билән болидиған содиға қарши икәнликини, бу нуқтидин ейтқанда, хитай һөкүмитиниң йеңи йолйоруқтики бәлгилимиләргә әмәл қилишиға, униң өзиниң қанчилик ишәнчи барлиқини сориғинимизда, у буниң һәқиқәтән қийин икәнликини баян қилип, һөкүмәттин хитайниң тәсирини контрол қилидиған тәпсилатларни, конкретни оттуриға қоюшни тәләп қилип илтимас язидиғанлиқини ейтти.