Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитай тутуп кәткән икки нәпәр уйғур оқуғучи һәққидә баянат елан қилди

Йеқинда, хәлқара кәчүрүм тәшкилати торонто шөбиси баянат елан қилип, хитай һөкүмити тәрипидин тутуп кетилгәндин кейин, һичқандақ из дерики болмиған икки нәпәр алий мәктәп оқуғучиси йүсүпҗан билән мәмәтҗанниң һаяти бихәтәрликидин интайин әнсирәватқанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2009.06.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Amnesty-Insan-heqliri-305 Хәлқара кәчүрүм тәшкилати.
RFA File

Йүсүпҗан вә мәмәтҗан қатарлиқ 5 нәпәр алий мәктәп оқуғучиси 10 - май күни шинҗаң университетидики бир ятақта уйғур елиниң нөвәттики диний вәзийити һәққидә һәмсөһбәттә болуватқанда хитай даирилири тәрипидин тутуп кетилгән болуп, буларниң үч нәпири қоюп берилгән болсиму, әмма йүсүпҗан билән мәмәтҗанниң һазирғичә из дерики болмиған.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати торонто шөбиси елан қилған бу һәқтики баянатида мундақ дейилгән: "йүсүпҗан билән мәмәтҗан уйғур, шинҗаң университетиниң оқуғучилири, 10 - май күни улар достлири билән хитайдики диний вәзийәт һәққидә пикир алмаштуруватқанда хитай даирилири тәрипидин тутуп кетилгән буларниң қалғанлири қоюп берилгән болсиму, әмма юсупҗан билән мәмәтҗанниң һичқандақ из дерики йоқ биз уларниң һаяти бихәтәрликидин интайин әндишә қиливатимиз, улар тән җазасиға учриған вә яки башқа 3 - бир хил йол билән бир тәрәп қилиниватқан болуши мумкин. Хитай тәрәптин игилигән мәлуматлиримизға асасланғанда, бу 5 нәпәр оқуғучиниң 3 нәпири 15 күн қанунсиз солап қоюлғандин кейин, қанунсиз диний йиғилиш өткүзгән дегән сәвәб билән һәр биригә 5 миң йүән җәриманә қоюлуп андин қоюп берилгән. Оқуғучиларға нисбәтән бундақ қанунсиз җәриманә қоюш вә җазалаш хитайниң асасий қануниға хилап бир қилмиш болғандин ташқири, йүсүпҗан билән мәмәтҗанниң һазирғичә из дерикиниң болмаслиқи, бизниң буларниң һаяти бихәтәрликигә болған әндишимизни күчәйтмәктә, шуңа биз кәчүрүм тәшкилати болуш сүпитимиз билән, хитай даирилириниң алий мәктәп оқуғучиси йүсүпҗан билән мәмәтҗанни дәрһал қоюп беришини тәвсийә қилимиз."

Бу мунасивәт билән биз хәлқара кәчүрүм тәшкилати торонто шөбисиниң башлиқи майкел краг әпәндини зиярәт қилдуқ. У алди билән хитайдики, болупму шәрқи түркистандики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә тохтилип мундақ деди: "маңа нисбәтән ейтқанда, хитай даирилири, шәрқи түркистанда йүз бәргән адәттики бир мәсилиниму шәрқи түркистанниң мустәқиллиқ мәсилиси билән бирләштүрүп қаримақта. Шәрқи түркистанниң асаслиқ игилири болған уйғурлар өзлириниң ана вәтини шәрқи түркистанда иккинчи дәриҗилик пуқра муамилисигә учримақта. Мәсилән,уткән айда қолға елинған йүсүпҗан билән мәмәтҗанму нормал диний паалийәт билән шуғуллиниватқанда қанунсиз диний паалийәт билән шуғулланди дегән гуман билән қолға елинған."
 
"Ундин башқа, уйғурлар тил, мәдәнйәт вә башқа җәһәтләрдиму инсан қелипидин чиққан муамилиләргә учримақта. Хитай көчмәнлирини көпләп йөткәш, алий мәктәпләрни пүттүргән оқуғучиларниң иш тапалмаслиқи, уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш истратегийиси қатарлиқлар шәрқи түркистанниң кишилик һоқуқ вәзийтини техиму җиддийләштүрүватқан мәсилиләрдин ибарәт. Хитай даирилири йәнә, уйғур мәсилисигә аит һәр қандақ бир мәсилини террорлуқ билән бағлашқа урунуп шәрқи түркистан вәзийтини интайин җиддийләштүрмәктә. Шуңа биз хәлқаралиқ кәчүрүм тәшкилати болуш сүпитимиз билән, һәр вақт хитайға охшаш диктатур дөләтләргә қарита җиддий баянатлар елан қилип, кишилик һоқуққа хилап әһвалларниң йүз беришиниң алдини елип келиватимиз."

Майкел краг бу хил баянатларниң, авазини дуняға аңлитишқа амалсиз қеливатқан уйғур қатарлиқ милләтләрниң мәсилилирини дуня күн тәртипигә елип келиштә муһим рол ойнайдиғанлиқи һәққидә тохтилип мундақ деди: "җиддий баянат елан қилиш дунядики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң әң муһим вәзипилиридин бири. Буниңдики асасий мәқсәт дуняниң һәр қайси булуң ‏ - пушқақлиридики бигунаһ турмиләргә ташлиниватқан, тән җазасиға учраватқан, қанун арқилиқ өз ‏ - өзини қоғдашқа амалсиз қеливатқан кишиләргә ярдәм қолимизни сунуш, дуняниң әң қараңғу булуң ‏- пушқақлирини йорутуш - шам чирақ болуштин ибарәт. Бундақ җиддий баянат елан қилиш арқилиқ биз дуня хәлқиниң һесдашлиқини қолға кәлтүрүп, диктатурларға өзлири қиливатқан мәхпий ишларниң, қанунсизлиқларниң маһийитини ечип ташлаймиз. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бундақ җиддий баянатларни елан қилиш арқилиқ, дунядики нурғунлиған диктатур дөләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилилиридә яхшилинишқа қарап йүзлинишигә түрткә болди. Ишинимизки, хитай һөкүмитиму пүтүн дуня җамаәтчиликиниң назарити вә йеқиндин диққәт қилиши нәтиҗисидә кишилик һоқуқни яхшилаш йолиға қарап маңиду."

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати торонто шөбисиниң баянати енгилизчә,хитайчә вә уйғурчә үч хил тилда тәйярланған болуп, телефун қилиш, факс йоллаш, хәт йезиш шәкиллири арқилиқ хитай даирилирини из ‏ - дирәксиз йоқап кәткән бу икки нәпәр уйғур оқуғучи һәққидә мәлумат беришкә қистиған вә дуня җамаитиниң уларниң тән җазасиға учраш вә яки 3 - бир хил йол билән бир тәрәп қилиниш еһтималлиқиға учраватқанлиғидин әндишә қиливатқанлиқи билдүрүлгән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилати торонто шөбиси елан қилған җиддий баянат хитай баш министири вин җябав, уйғур аптоном район секритари ваң лечүән, рәиси нур бәкри вә хитайниң оттавада турушлуқ баш әлчиси қатарлиқларға йолланған.

Бу, хәлқара кәчүрүм тәшкилати торонто шөбисиниң шәрқи түркистандики кишилик һоқуқ әһвали һәққидә елан қилған тунҗи баянати әмәс, бу тәшкилат буниңдин бурунму, болупму олимпик мәзгилидә шәрқи түркистанда йүз бәргән конкретни вәқәләр һәққидә көп қетим җиддий баянатлар елан қилған иди.

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати торонто шөбиси канададики әң чоң аммиви тәшкилатларниң бири һесаблинидиған, хитайда кишилик һоқуқ тәшкилатиниң қармиқидики бир аммиви тәшкилат болуп, хитайда кишилик һоқуқ тәшкилатиниң қармиқида, канада тибәт комитети, фалунгуңчилар җәмийити, демократик хитай федиратсйони, студентлар тибәткә әркинлик җәмийити, тәйвән кишилик һоқуқ җәмийити, тибәт аяллар җәмийити, тибәт яшлар җәмийити, хитай демократик җәмийити вә канада уйғур җәмийити қатарлиқ тәшкилатлар бар.

Бу җәмийәтләр қармиқида қанчә йүзлигән кишилик һоқуқ вә демократийә паалйәтчилири вә актиплири хизмәт қилидиған болуп, уларниң асаслиқ хизмити хитайда йүз бериватқан кишилик һоқуқ вә демократийигә хилап әһвалларни көзитиш, топлаш, канададики һәр қайси мәтбуат саһәлиригә шуниңдәк һөкүмәт органлириға йоллаш вә бу арқилиқ хитайға бесим һасил қилиштин ибарәт. Бу тәшкилатниң йәнә, һәр қайси итник милләтләр вә охшимиған көз қараштики сиясий актиплардин тәркип тапқан бир интернет хәт алақә тори бар болуп, улар бу хәт алақә тори арқилиқ хитайдики кишилик һоқуқ әһвалидин тез вә дәл вақтида һәр қайси әзаларға мәлумат берип туриду.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.