Канадада 1800 кишиниң пуқралиқ салаһийити бикар қилинмақчи

Канада алдамчилиқ йоллири арқилиқ канада пуқраси салаһийитигә еришкән 1800 кишиниң салаһийитини бикар қилишни пиланлимақта.
Ихтиярий мухбиримиз камил турсун
2011.07.28
canada-kochmen-kanada-graphic-305.jpg Канададики көчмәнләр вә муддәтсиз туруш салаһийити болмиғанларниң келиш мәнбәси көрсәтмиси.
en.wikipedia.org

Бу кишиләр асаслиқи,көчмәнлик рәсмийәтлирини толдурғанда, ялған салаһийәт қолланған, җинайәт өткүзүш тарихини йошурған вә канадада яшимиғанлар икән. Буниңдин илгири, канадада хитай көчмәнлиригә аит сахтипәзлик делолириму көп садир болғаниди.

Канада көчмәнләр министири җасон кенней канада сақчи тармақлири вә башқа мунасивәтлик органларниң узун мәзгиллик тәкшүрүш нәтиҗисидә, алдамчилиқ васитилири билән канаданиң пуқралиқ салаһийитигә еришкән 1800 кишини ениқлап чиққанлиқини, бу кишиләрниң салаһийәтлириниң бикар қилинидиғанлиқини мәктуп арқилиқ уларға билдүрүлгәнликини вә бу уқтурушни тапшуруп алғучиларниң федерал сот мәһкимисигә әрз қилса болидиғанлиқини әскәртти.

Адәттә канадада олтурақлишиш һоқуқиға еришкәнләр, 4 йил ичидә чоқум 3 йил канадада турған, мәлум дәриҗидә инглизчә яки франсузчә тилни билгән шундақла канада һәққидә омуми саватқа игә болғандила, андин канада пуқраси салаһийитигә еришәләйду.

Җасон кеннейниң тилға елишичә, салаһийити бикар қилинған бу 1800 кишиниң көпинчиси, көчмәнлик илтимаси сунғанда, нәччә миң доллар пул хәҗләп, көчмәнлик мәслиһәтчиси тәклип қилип, ялған материял йоллиған вә улар канадада 3 йил турмиған болсиму, лекин сахта һөҗҗәтләр арқилиқ, өзлирини 3 йил канадада турған қилип көрситип, канада пуқралиқ салаһийитигә еришкән.

Улар йәнә, ғәйрий йоллар билән канаданиң пуқралиқ салаһийитигә еришкәндин кейинму, чәтәлләрдә яшап, канадаға һечқандақ баҗ тапшурмиған, лекин суғурта, давалиниш вә пәрзәнтләр үчүн оқуш ярдәм пули елишқа охшаш канада пуқралириниң имтиязлиридин охшашла бәһримән болувәргән.

Җасон кенней 1800 кишиниң пуқралиқ салаһийитини бикар қилишни-канаданиң көчмәнлик түзүмини аяқ-асти қилишқа урунуватқанларға вә сәмимийәтсиз көчмән мәслиһәтчилиригә, канаданиң пуқралиқ салаһийитиниң пулға сетилмайдиғанлиқини билдүрүп қоюш үчүн бир сигнал,деди. У сөзидә бәзи дөләтләрдики аталмиш көчмәнлик мәсилиси мәслиһәтчилириниң канаданиң көчмән қобул қилиш түзүмини өзлириниң пул тепиши үчүн дәпсәндә қилғанлиқини әскәртти. Җасон кенней бу кишиләрниң исим-фамилиси вә әсли дөләт тәвәликини ашкарилимиди. Лекин10 йилдин бери канадаға келиватқан көчмәнләр ичидә, хитай көчмәнлири көп санлиқни игилимәктә.

Нөвәттә канадада яшайдиған уйғурларниң саниниң1000 дин ашидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә. Бу уйғурлар ичидин бу тизимликкә кирип қалғанлар барму ‏- йоқ?

Канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә турдуш канададики уйғурларниң бундақ әһвалларға учришиниң мумкин әмәсликини,уларниң хитайниң зулуми дәстидинла вәтәнлирини ташлап бу йәргә келишкә мәҗбур болғанлиқини, буни канада даирилириниңму яхши билидиғанлиқини тилға алди.

Канадада хитай тилида чиқидиған “шиңдав гезити ”дики бир мақалидә, шаңхәй вә гуаңҗу қатарлиқ шәһәрләрдики канада консулханилириға сунулған көчмәнлик илтимаслиридики ялғанчилиқ-сахтипәзликниң йүздә 70 кә йәткәнлики әскәртилиш билән биргә, канада көчмәнләр министири җасон кеннейниң бу әһвалниң алдини елиш үчүн, бултур йил ахирлирида хитайни зиярәт қилғанлиқи вә хитай җамаәт хәвпсизлики министириниң бу хил сахтипәзликниң алдини алидиғанлиқи һәққидә җасон кеннейгә вәдә бәргәнлики баян қилинған.

Йеқинқи йиллардин бери йәнә, канадада ялғандин той қилип, аталмиш җорисини канаға әкелидиған, хитайларға аит дилолар вә һөкүмәтниң көчмәнләр мулазимәт оргинида ишләйдиған хитай хадимларниң ялған һөҗҗәтләргә көз юмуш вәқәлири көпләп оттуриға чиқмақта.

1867-Йили канада қурулғандин һазирғичә болған йүз әллик йилға йеқин вақит ичидә, 66 кишиниңла пуқралиқ салаһийити бикар қилинғаникән. Бу қетим 1800 кишиниң канада пуқрасилиқ салаһийитиниң бирақла бикар қилинмақчи болуши канада үчүн елип ейтқандиму, пәвқуладдә чоң вәқә һесаблиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.