Канада баш министири стефен харпер: ливийә тарихида йеңи бир сәһипә ечилди
2011.10.21
Пәйшәнбә күни ливийә диктатори моәммәр казафий өлтүрүлгәнлик хәвири испатланғандин кейин, канада баш министири стефен харпер парламентта өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, казафийниң өлүми билән 42 йил һөкүм сүргән мустәбит һакимийәткә хатимә берилип, ливийә тарихида йеңи бир сәһипиниң ечилғанлиқини билдүрди.
У сөзидә канаданиң ливийидики һәрбий вәзиписини әң қисқа вақитта ахирлаштуридиғанлиқини әскәртип өтти.
Март ейида, әрәб дунясида партлиған исянларниң тәсири билән ливийидә мустәбит казафий һакимийитигә қарши наразилиқ һәрикәтлири партлиғаниди. Казафийниң ғәрб дөләтлириниң агаһландурушиға қаримай, өз хәлқини рәһимсизләрчә бастуруши билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати нато ға йәни шимали атлантик әһдә тәшкилатиға ливийигә қарши һәрбий һәрикәт қоллиниш һоқуқи бәргәниди.
Ливийидә хәлқиниң техиму көп қирғинчилиққа учришишиниң алдини елиш үчүн “учуш чәкләнгән район” қурулғандин кейин, канада һөкүмити ғәрблик иттипақдашлири билән биргә ливийидики һәрбий һәрикәткә қатнишидиғанлиқини елан қилған вә бу районға 655 нәпәр һәрбий хадимни билән күрәшчи вә чарлиғучи айропилан һәмдә һәрбий парахотларни әвәткәниди. Шуниң билән биргә шимали атлантик әһдә тәшкилати қисимлириниң казафий армийисигә һавадин зәрбә бериш һәрикитигә канадалиқ генерал чарлез бочард қоманданлиқ қилғаниди.
Казафийниң 42 йиллиқ мустәбит һакимийити тунис билән мисирда йүз бәргинигә охшаш “әрәб баһари” билән заваллиққа йүз тутти. Әмма бин ели вә мубарәкләрниң әксичә, казафий чекиниш йолини әмәс, бәлки уруш қилиш йолини таллиди. Ливийини қанлиқ бир ички урушқа сөрәп кирди. Ахири урушта йеңилип, исянчиларниң қолиға чүшти вә қанлиқ шәкилдә өлтүрүлди.
Стефен харпер әркинлик- һөрлүк үчүн бәдәл төлигән ливийә хәлқиниң гүзәл күнләргә игә болидиғанлиқини тилға елип:казафий өлди, түгиди. Әмди у һәргизму терроризмға мәдәт берәлмәйду вә өз хәлқини қирғин қилалмайду. Ливийә хәлқигә йеңи бир күн қучақ ачиду вә улар һөр-әркин яшайду, деди.
Стефен харпер буниңдин илгири, әркинлик- һөрлүк үчүн бәдәл төләватқан хәлқни қоллашниң муһимлиқини тилға елип: ливийә хәлқи өзи ишәнгән әркинлик үчүн пидакарлиқ көрсәтмәктә. Уларниң улуғвар ғайисигә мәдәт бериш һәммимизниң әхлақий бурчидур, дегәниди.
Стефен харпер сөзидә йәнә, шимали атлантик әһдә тәшкилати тәркибидә канаданиң ливийә һәрбий һәрикитидики ролидин ғурур һес қилидиғанлиқини, канада армийисиниң хәлқара җәмийәт билән өз-ара һәмкарлишип, көплигән бигунаһ хәлқни казафийниң қирғинчилиқидин қоғдап қалғанлиқини әскәртти.
Стефен харпер казафий қисимлириға һавадин зәрбә бериш үчүн шимали атлантик әһдә тәшкилатиниң һәрбий күчлиригә қоманданлиқ қилған канадалиқ генерал чарлез бочардниң хизмитигә юқири баһа бәрди.
Буниңдин илгири, канада һөкүмити ливийә миллий вақитлиқ комитетиға қирғучи қоралларни йоқ қилиш вә ливийидә демократийигә асас селиш үчүн 10 милйон доллар иқтисадий ярдәм бәргәниди.
Бейҗиң билән узун йил апақ-чапақ өткән казафий, бу йилқи әрәб баһари исянида өлтүрүлгән тунҗи мустәбит болди. Казафийниң паҗиәси 1989-йили берлин теми өрүлгәндин кейин, ағдурулған руминийә сабиқ коммунист диктатори чавусескониң өлүмигә охшап кетиду. Ирақ диктатори саддам һүсәйин болса, 2003-йили америка ирақни ишғал қилғандин кейин, дарға есилғаниди.