Канада мәтбуатлири: қәшқәрдики вәқә уйғурларниң ғәзәп-нәпритиниң партлишидур

Қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләр, уйғурларниң сәври қачисиниң толғанлиқи вә уларниң һөкүмран милләт болған хитайларниң бу районға йопурулуп келишидин нәпрәт яғдурғанлиқиниң бешарити.
Ихтиярий мухбиримиз камил турсун
2011.08.02
urumchi-weqesi-tutqun-305.jpg Хитай қораллиқ әскәрлириниң уйғурларни өйму-өй ахтуруп тутқун қилиш һәрикитиниң әмәлий көрүнүшлири. 2009-Йили июл.
RFA/Shu videodin elinghan korunush

Канада мәтбуатлири, қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләргә-хитай даирилириниң нәччә он йилдин бери, мәзкур районда йүргүзүватқан сиясий вә диний җәһәттики бастуруш сиясәтлиридин қаттиқ нарази болуп кәлгән уйғурларниң сәври қачисиниң толғанлиқи вә уларниң һөкүмран милләт болған хитайларниң бу районға йопурулуп келишидин нәпрәт қиливатқанлиқиниң бешарити, дәп баһа бәрди.

Канада мәтбуатлири, 30-вә 31-июл қәшқәрдә йүз бәргән қанлиқ вәқәләргә кәң орун бәргән болуп, “оттава пуқралири” гезитидики хәвәрдә, қәшқәрдә икки күн ичидә йүз бәргән вәқәләрдә аз дегәндә, 14 адәмниң өлгәнлики, хитай һөкүмитиниң буни “террорлуқ һуҗуми” дәп тәсвирләватқанлиқи вә барлиқ гунаһни уйғурларға артишқа урунуватқанлиқи баян қилинған.

Хәвәрдә йәнә дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң “уйғурларниң һөкүмәткә тинчлиқ йоли билән, һәрқандақ шәкилдә наразилиқ билдүрүш имканийити йоқ, чарисиз қалған, үмидсизләнгән уйғурлар, һөкүмәткә наразилиқлирини бу йол арқилиқ ипадиләп, сақчилар билән елишти” дегән сөзлири нәқил елинған вә хитай даирилири билән уйғур мәнбәләрниң бу вәқәни бир-биригә охшимиған нуқтилардин баян қиливатқанлиқини, лекин һәр иккисиниңла мустәқил тәкшүрүш арқилиқ испатланмиғанлиқи тилға елинған.

Хәвәрдә йәнә, әзәлдин уйғурлар яшап кәлгән қәшқәрниң, йеқинқи йиллардин бери хитай көчмән ишчилири вә мәбләғ салғучилириниң күчлүк еқимиға дуч кәлгәнлики вә иш вә хизмәтләрниң көпиниң хитайларғила бериливатқанлиқи, униң үстигә уйғур мәдәнийитиниң символи болуп кәлгән қәшқәрдики қәдими бина вә асарәтиқилириниң хитай һөкүмити тәрипидин “тәрәққий қилдурулуш” нами билән чеқип ташланғанлиқи, әскәртилгән.

“әдмонтон журнили” гезитидики “хитай уйғур мусулманлирини әйиблимәктә” намлиқ мақалида, қәшқәр шәһиридә йүз бәргән зораванлиқ вәқәлири-хитай пуқралириниң мәзкур райондики мәвҗудийитигә вә бейҗиңниң диний һәм сиясий җәһәттики зорлуқ билән тизгинләшлиригә қарита, уйғурларниң узун заманлардин буянқи ғәзәп нәпритиниң ахири партлишидур, дейилгән.

Мақалида, хитай һөкүмити вә хитай мәтбуатлириниң қәшқәрдики бу вәқәләрни пакистанда тәрбийиләнгән аталмиш “шәрқий түркистан ислам һәрикити”гә әза уйғурларниң садир қилғанлиқини илгири сүргәнликини тәкитләш билән биргә, америкиниң ню-йорк шәһиригә җайлашқан кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси николас бекулинниң: хитай даирилири уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши вә яки мустәқиллиқ һәрикәтлириниң һәммисигила “шәрқий түркистан ислам һәрикити” дин ибарәт бу күнлүкни йепишқа уруниду. Шуңа хитай һөкүмитиниң “шәрқи түркистан ислами һәрикити”ни бу һуҗумларниң арқисида бар дейиши кишиниң гуманини қозғайду, дегән сөзлиригә орун берилгән.

“ванкувер қуяши” гезитидики хәвәрдә болса, хитай даирилириниң бу вәқәни“террорлуқ һуҗум” дәп тәриплигәнлики тилға елинип:әмма бу һуҗумлар мәзкур районидики уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши йәнә бир қетимлиқ қаршилиқ көрситиш, наразилиқ билдүрүш һәрикитидур. Униңсизму уйғур мусулманлириниң хитай һакимийитигә қарита сәври қачиси ала-бурунла тошуп болғаниди, дейилиду.

Бу хәвәрдә йәнә техи алдинқи айниң оттурилирида, хотән шәһиридә сақчилар билән уйғурлар оттурисида йүз бәргән тоқунушта, 20 адәмниң өлтүрүлгәнлики баян қилиниду.

“маклеанс” журнилидики мақалида, чәтәлләрдики уйғурларниң хитай һөкүмитиниң гунаһниң һәммиси уйғурларға артип, мәзкур районда техиму қаттиқ бастуруш һәрикәтлирини елип беришидин әндишә қиливатқанлиқини, баян қилиш билән биргә, хитай һөкүмитиниң қәдинас дости болған пакистанниң, мәхсус баянат елан қилип, қәшқәрдә йүз бәргән бу вәқәни әйиблигәнлики, аталмиш “шәрқий түркистан ислами һәрикити” ниң пакистандики қоллиғучилириға техиму қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини вәдә қилғанлиқи вә қәдинас дости болған хитай даирилириниң уйғур районидики аталмиш террорчилар, диний әсәбийләр вә бөлгүнчиләрдин ибарәт “үч хил зәһәрлик күч” кә зәрбә бериштә мувәппәқийәт қазинидиғанлиқиға тулуқ ишинидиғанлиқи билдүргәнлики, алаһидә әскәртилгән.

Мақалида йәнә, йеқинқи йиллардин бери уйғурларда, хитай һөкүмитигә болған өчмәнликниң барғансери күчийиватқанлиқи, 2009-йили, үрүмчидә уйғурлар билән хитайлар оттурисида йүз бәргән тоқунушларда, 200 кишиниң өлгәнлики, 1700 кишиниң яридар болғанлиқи вә юқириқи бир қатар вәқәләрниң хитай коммунист диктаторлириниң мәзкур районда, “инақ җәмийәт бәрпа қилиш” тин ибарәт шоарлирини бир тийин қилғанлиқи қатарлиқлар тилға елинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.