Үрүмчи қирғинчилиқиниң икки йиллиқи мунасивити билән канадада намайиш өткүзүлди

Бүгүн 5-июл үрүмчи вәқәсиниң икки йиллиқи хатирә күнидә, канаданиң торонто шәһиридики уйғур хитай консулханисиниң алдида намайиш қилди.
Ихтиярий мухбиримиз камил турсун
2011.07.05

Буниңдин икки йил илгирики 5-июл күни үрүмчи шәһиридә уйғурларниң хитай мустәмликичилириниң зулумиға, хорлашлириға қарши өзлириниң инсандәк яшаш тәләплирини оттуриға қоюш үчүн елип барған наразилиқ намайишлири хитай даирилири тәрипидин қанлиқ бастурулуп, нәччә йүзлигән уйғур яш өлтүрүлгән вә нәччә онмиңлиған уйғур тутқун қилинғаниди. Бу уйғурларниң йеқинқи тарихидики әң чоң тирагидийилик вәқәләрниң бири дәп қарилиду.

Бүгүн бу қирғинчилиқниң икки йиллиқи хатирә күнидә, дуняниң башқа йәрлиридики уйғурларға охшаш, канаданиң торонто шәһиридики уйғурларму канада уйғур җәмийитиниң тәшкиллиши билән торонто шәһиридики хитай консулханисиниң алдиға топлинип, у қирғинчилиқта өлгән уйғур қериндашлирини яд етиш вә хитай һөкүмитиниң зораванлиқлирини әйибләш үчүн наразилиқ намайиши өткүзмәктә.

Биз бу мунасивәт билән канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә турдушни зиярәт қилғинимизда, у бүгүнки намайиш һәққидә мәлумат бәрди.
Бу қетимқи наразилиқ намайишидин кейин хитай даирилири уйғур райониниң дуня билән болған учур- алақисини үзүп ташлиған вә дөләт контроллуқидики ахбарат васитилири арқилиқ,уйғурларға қарши хитай милләтчиликини қутратқан вә үрүмчидики хитай көчмәнлири уйғурларға қарши интиқам йәни уйғурларни овлаш һәрикәтлиригә өткәниди.

Бүгүнки намайишқа қатнашқан сиясий паалийәтчи туйғун абдувәли әпәнди 5-июл күнидики бу наразилиқ намайишиниң уйғурларниң һаятиға елип кәлгән иҗабий вә сәлбий тәсирләрни баян қилди.

Бүгүн кәчтә йәнәсиясәтчиләр, кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә христиан һәм католик динлири вәкиллириниң қатнишиши билән торонтода уйғурларға мәдәт бериш паалийити өткүзүлиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.