Канада федерал сайлими вә уйғурлар

Канада федерал сайлимиға бир һәптә қалди. Сайламға қатнишидиған партийиләр һәрқайси штатларда җиддий сайлам тәшвиқати паалийәтлирини елип бармақта.
Ихтиярий мухбиримиз камил турсун
2011.04.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Stephen-Harper-canadapm-305.jpg Сүрәттә, канада баш министири стефен харпер сөздә.
AFP Photo

Канадада нөвәттә 1000 ға йеқин уйғур яшайду вә буларниң мутләқ көп қисми канада пуқраси салаһийитигә еришкән. Шуңа бу қетимқи сайлам канададики уйғурлар үчүнму мәлум әһмийәткә игә. Март ейиниң ахирлирида, өктичи партийиләрниң, парламентта консерватип партийиси һөкүмитигә қарита ишәнмәслик авази бериши нәтиҗисидә, степһен һарпер һөкүмити ағдурулған вә 5-айниң 2-күнини федерал омуми сайлам күни қилип бекитилгәниди.

Нөвәттә, 4 чоң партийә ичидә,консерватип партийисини қоллиғучиларниң нисбити йәнила әң юқири болуп, әң йеңи рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, сайлиғучиларниң йүздә 39 и консерватип партийисигә, йүздә 29 и либерал партийигә, йүздә 20 си йеңи демократлар партийисигә, йүздә 8 и болса куебәк гуруһи партийисигә аваз беридиғанлиқини билдүргән.

Канада сайлам қануни бойичә, бир партийә йүздә 40 тин юқири авазға еришкәндила, андин көп санлиқлар һөкүмитини қуралайду. Хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә изчил көңүл бөлүп кәлгән консерватип партийиси 2006-йили һакимийәт бешиға кәлгәндин кейин, кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири вә һүсәйин җелил мәсилисидә хитай даирилирини ашкара қаттиқ тәнқид қилғачқа, икки дөләт мунасивитидә бир мәзгил соғуқчилиқ көрүлгәниди. Гәрчә йеқинқи икки йилдин бери степһен һарпер рәһбәрликидики консерватип һөкүмити хитай билән болған нормал мунасивәтни әслигә кәлтүргән болсиму, лекин улар хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини тилға елиштин пүтүнләй ваз кәчкини йоқ.

Униңдин башқа консерватип партийиси тәшәббус қилған әнәниви әхлақ қарашлири уйғурларниң әхлақ қарашлириға йеқин келиду. Алайлуқ бу партийә динниң җәмийәттики ролиға әһмийәт бериду вә охшаш җинслиқларниң той қилишиға қарши туриду.

Канададики сиясий паалийәтчи туйғун абдувәли юқириқи амиллар сәвәбидин консерватип партийисигә аваз беридиғанлиқини билдүрди: либерал партийиси һакимийәттә турған 12 йил ичидә,хитайға майил сиясәт йүргүзгән болуп, һәтта 1997-йили канада тйәнәнмен қирғинчилиқидин кейин ғәрб дунясиниң хитай һөкүмитигә қарита йүргүзгән сиясий вә иқтисадий ембаргосини биринчи болуп бөсүп ташлап хитай билән мунасивәт қурғаниди. Шуңа либерал партийиси степһен һарпер һөкүмитини хитайға қаттиқ қол сиясәт йүргүзди, дәп әйибләп кәлди.

Бу партийиниң йеңи рәһбири мичаел игнатиефф алдинқи йилиниң оттурилирида, бейҗиңни зиярәт қилғинида, кишилик һоқуқ мәсилисини тилға алмайла қалмастин, бәлки канаданиң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилирини тәнқид қилғудәк йүзиниң йоқлуқини илгири сүрүп, кишилик һоқуқ саһәсидикиләрни һәйран қалдурғаниди.

Мичаел игнатиефф бу айниң оттурилирида, хитайлар мәркәзлик олтурақлашқан ванковер шәһиридә сайлам тәшвиқати елип барғинида,консерватип партийиси һакимийәт бешиға кәлсә, канаданиң хитай һөкүмити билән болған мунасивитиниң йәнила дегәндәк яхши болуп кәтмәйдиғанлиқини, степһен һарперниң көчмән қобул қилишқа соғуқ қарайдиғанлиқини, либерал партийисиниң хитайниң яхши дости икәнликини алаһидә тәкитләп,хитай көчмәнлирини консерватип партийисигә аваз бәрмәсликкә үндиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.