Канада сот мәһкимисидә хитай оқуғучилар сотланмақта

Канада сақчилири,2007 - йили торонто шәһиридики хитайлар мәркәзлик олтурақлашқан районда гуманлиқ бир өйни тәкшүрүш нәтиҗисидә көп миқдарда сахта гуваһнамә,сахта паспорт вә һәр хил сахта һөҗҗәтләрни қолға чүшүрүп, 5 нәпәр хитай оқуғучини қолға алған иди.
Мухбиримиз камил турсун
2008.11.25

Хитай һөкүмити тәрипидин канадаға оқушқа әвәтилгән бу оқуғучилар ясиған сахта паспорт, сахта гуваһнамиләр, хитай паспорти, канаданиң кимлики, канададики даңлиқ университет вә иниститутларниң оқуш пүттүрүш дипломлири, унван кинишкилири, канаданиң визиси вә шопурлуқ кинишкиси қатарлиқларни өз ичигә алиду.

Канада сақчилири бу қетимқи тәкшүрүштә,тәйярлап нәқ қилип қоюлған нәччә йүзлигән сахта диплом,сахта оқуш тарихи,сахта паспорт вә сахта визиларни қолға чүшүргәниди.

Бу тунҗи қетимлиқ соттур

Алдинқи күни,торонтодики җинайи ишлар сот мәһкимисидә ечилған сотта, сахта гуваһнамә ясаш дилосидики асаслиқ шәхисләрдин 27 яшлиқ җуң рийчуң исимлиқ хитай аял билән 26 яшлиқ шен йән исимлиқ хитай оқуғучи сот қилинди. Әмма бу қетимқи тунҗи сот, нуқтилиқ һалда,сақчиларниң делони тәкшүрүш вә паш қилиш җәрянида, кишилик һоқуққа хилап һәрикәтләрдә болған ‏ - болмиғанлиқи үстидә болди.

Әйибләнгүчиләр тәклип қилған адвокат сотта сақчиларниң һечқандақ тәкшүрүш иҗазәтнамиси болмиған әһвалда, оқуғучилар туруватқан өйни тәкшүргәнликини вә гумандарларниң қолиға койза салғанлиқини, буниң канаданиң кишилик һоқуқ қануниниң мунасивәтлик маддилириға хилап қилмиш икәнликини илгири сүрүп: " бу йәрдики әң чоң мәсилә, қандақту муһим маддий пакитларни қолға чүшүргәнлик мәсилиси әмәс, бәлки сақчиларниң делони бир тәрәп қилиш җәрянида, кишилик һоқуқ қануниға хилаплиқ қилғанлиқи мәсилисидур" деди.

Адвокат сот башлиқидин бу оқуғучилар үстидики әйибләшләрни бикар қилишни, маддий пакитларни күчкә игә әмәс дәп елан қилишни тәләп қилди.

Канада қанунида һәммә адәм һоқуқта баравәр

Канаданиң ғәрб дөләтлиридин бир пәрқи, бу дөләттә кишилик һоқуқ қануни тәсис қилинған болуп, бу қанун қаттиқ йолға қоюлиду. Адәттә җинайәтчиләрму бу қанундин пайдилиниду. Ақлиғучи адвокат бу қанунни тилға елип: "канаданиң кишилик һоқуқ қануни, һәр қандақ кишиниң һоқуқлирини капаләткә игә қилиду вә уни қоғдайду. Бу қанунниң конкрет маддилирида,сақчиларниң тәкшүрүш вә ахтуруш хизмәтлиригә бәлгилик чәклимиләр қоюлған," деди.

Әмма қарилиғучи адвокат, сақчиларниң вәзипә иҗра қилиш җәрянида, хитай оқуғучиларға аит бир өйни тәкшүргинидә, көп миқдарда сахта гуваһнамә байқиғанлиқини, уларниң тәкшүрүш иҗазәтнамиси беҗиргәндин кейинла, бу өйдә рәсмий тәкшүрүш елип барғанлиқини, сақчилар вәзипә иҗра қилиш җәрянида, кишилик һоқуқ қануниға хилаплиқ һәрикәтләрдә болмиғанлиқини оттуриға қойди.

Сақчилар наһайити асанла бу делони паш қилди

Алдинқи йили пуқрачә кийингән икки нәпәр сақчи хитайлар олтурақлашқан районда тәкшүрүш елип бериватқинида, өйниң алдида тохтитип қоюлған аптомобилдики икки кишиниң һәрикитиниң гуманлиқ икәнликини байқайду вә уларни тәкшүргәндә улардин сахта гуваһнамиләр чиқиду. Шуниң билән сақчилар бу өйни тәкшүриду вә бу өйниң сахта гуваһнамә ясайдиған йәр асти завут икәнлики мәлум болиду. Сақчилар тәкшүрүш иҗазәтнамиси беҗиргәндин кейинла, бу өйни әтраплиқ тәкшүрүп чиқиду.

Нәтиҗидә улар тәйярлап, нәқ қилип қоюлған, сахта паспорт, сахта гуваһнамә, канаданиң сахта кимлики, канададики даңлиқ университет вә иниститутларниң сахта диплом - унван кинишкилири, канаданиң оқуғучилиқ визиси вә шопурлуқ кинишкиси шундақла канада билән хитайниң һәр дәриҗилик һөкүмәт органлириниң көплигән полат тамғилири қатарлиқларни қолға чүшүриду.

Бу дило канадалиқларни һәйран қалдурди

Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, юқири техника билән ясалған бу буюмларниң раст - ялғанлиқини пәрқ етиш қийинға тохтиған. Пәқәт алаһидә хадимларла буниң сахтилиқини биләлигән.

Хитайдин оқуш үчүн канадаға кәлгән оқуғучиларниң бу йәрдә йәр асти завут қуруп,һөкүмәтләр үчүн интайин хәтәрлик болған бу хил гуваһнамиларни ясаш һәрикити канадалиқларни қаттиқ чөчүткән.

Канада мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә,бу сахта гуваһнамә ясайдиған гуруһниң тиҗарәт башлиғиниға бир нәччә йиллар болуп қалған. Улар канадада мәңгүлүк олтурақлишиш гуваһнамисидин тартип, той қилиш гуваһнамисиғичә, ишқилип канада ишлитилидиған барлиқ гуваһнамә вә кимликләр билән тәминләш мулазимити билән шуғулланған. Канададики әң даңлиқ университет вә иниститутларниң дипломлири бу алдамчилиқ гуруһиниң асаслиқ нишани болған. Буниң билән бу мәктәпләрниң образи вә нопузиға тәсир йәткән.

Бундақ " тиҗарәт" ни канадалиқлар задила аңлап бақмиған

Канадалиқларни һәйран қалдурған йәнә бир нуқта шуки, бу қанунсиз һәрикәтләр билән шуғулланған хитай оқуғучилири аталмиш "тиҗарәт" ни анчә йошуруп кәтмигән.

Улар өз тор бәтлири вә башқа хитайларға аит тор бәтлиридә, хитайдики оқуғучилар үчүн керәклик, һәр хил гуваһнамиларни вакалитән беҗирип беридиғанлиқи һәққидә еланму бәргән. Уларниң еланлири буйичә, канаданиң оқуғучилиқ визиси 1500 долларға, оқуш тарихи вә үч нусха гуваһлиқ испати 2000 долларға, оқуш тарихи вә оқуш нәтиҗә көрсәткүчи 3000 долларға, чәтәлликләр үчүн енгилиз тили емтиһан нәтиҗиси 2500 долларға сетилған.

Әң қиммәт болғини сахта той қилиш гуваһнамиси болуп, униң баһаси 18 миң доллар болған. Хитай оқуғучиларниң бу дилоси канада тарихидики " әң чоң сахта гуваһнамә ясаш вәқәси" дәп атилиду.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.