Канада бәшер асад һакимийитигә техиму қаттиқ җазалаш йүргүзидиғанлиқини җакарлиди

Бу тәдбирләр сүрийәгә йемәклик мәһсулатлиридин тартип телефон - интернет алақилишиш вастилирини експорт қилишни тохтитиш вә һәрхил шәкилдики йеңи мәбләғ селиш түрлирини чәкләш қатарлиқларни өз ичигә алиду.Буниңдин илгири,канада даирлири сүрийә президенти бәшер асадни өз ичигә алған 22 нәпәр юқури дәриҗилик әмәлдарниң канададики мал - мүлкини тоңлатқан вә сүрийәни һәрбий қорал - ярақ билән тәминләшни чәкләйдиғанлиқини елан қилған иди.
Ихтияри мухбиримиз камил
2011.12.25
suriye-namayish-jeset-305.jpg Сүрийидики намайишчилар һөкүмәт тәрәптин өлтүрүлгән сәпдишиниң җәситини көтүрүп намайиш қилмақта. 2011-Йили 8-май.
AFP

Канада ташқи ишлар министири җоһн баирд җүмә күни, канада парламентида елан қилған баянатида, канада һөкүмити йолға қоймақчи болған йеңи җазалаш тәдбирлириниң бешир асад һөкүмранлиқидики мустәбит һакимийәткә бесим ишлитиш икәнликини,буниң һәргизму сүрийә хәлқиғә қаритилмиғанлиқи,шундақла канаданиң мустәбит бешир асадниң сүрийә хәлқини бастурушини давамлаштуришиға йәнә сүкүт қилалмайдиғанлиқини әскәртти.

Җоһн баирдниң баянатиға қариғанда,канада һөкүмитиниң бу җазалаш лайиһиси сүрийә һөкүмитиниң канададики мал - мүлкини тоңлитиш,сүрийәгә қилинидиған йемәкликтин тартип үскинә - сайманларғичә,болупму сүрийә һөкүмитиниң намайишчиларни күзитиш - назарәт қилишта ишлитидиған телефон - интернет алақилишиш үскинилирини експорт қилишни тохтитиш,йеңидин мәбләғ селиш түрлирини чәкләш,дипломатик мунасивәтниң дәриҗисини чүшүрүш қатарлиқларни өз ичигә алиду.

Министир җоһн баирд баянатида йәнә,бу җазалаш тәдбирлириниң демократийә вә әркинлик тәләп қилған хәлқниң,наразилиқ намайишлирини қанлиқ шәкилдә бастуриватқан сүрийә һөкүмитини йетим қалдуруш вә президент бәшер асадни һоқуқтин чүшүшкә мәҗбурлашни мәқсәт қилғанлиқини тилға елип:

Бу барғансери йетим қеливатқан мустәбит һакимийәткә бир сигнал шундақла асад үчүн көди - көпәңни көтәр дегән бишарәтни бериду.Асад һоқуқни дәрру өткүзүши,униң һөкүмити һоқуқни өткүзиши керәк,деди.

Канада ташқи ишлар министири җоһн баирд баянатида йәнә сүрийидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә сүкүт қилип җидди бир қарар мақуллимиған,бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишини тәнқит қилди.

Хәвпсизлик кеңишидики мустәбит һакимийәтләрниң қоллиғучиси болған хитай билән русийиниң тосқунлуқ қилиши түпәйлидин сүрийә һәққидә ливийидикигә охшаш бир қарарниң мақуллиниши арқиға сүрүлмәктә.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мәлуматиға қариғанда,сүрийидә демократийә вә әркинлик тәләп қилған намайишлар башланған 9 айдин бери, 5000 намайишчи һөкүмәт қораллиқ күчлири тәрипидин өлтүрүлгән.

Буниңдин илгири,канада даирилири сүрийидин нефит вә нефит мәһсулатлирини импорт қилишни вә бу дөләтниң нефит саһәсини мәбләғ билән тәминләшни чәклигәниди.

Канада мәтбуатлириниң хәвиригә қариғанда,әрәб иттипақи сабиқ ливийә диктатори казафи билән охшаш трагедийигә йолуқмаслиқ үчүн, бешир асадқа сүрийини тәрк етиш тәвсийисидә болунған шундақла бу тәклип ғәрб дөләтлири тәрипидин сүрийә мәсилини тинч йол билән һәл қилишниң йоли,дәп қаралған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.