Канада 1000 нәпәр тибәтлик мусапирни қобул қилмақчи

Канада көчмәнләр министирлиқиниң министири җасон кенней мәзкур министирлиқниң тор бетидики баянатида, канада һөкүмитиниң алдимиздики 5 йил ичидә һиндистанда панаһлиниватқан тибәтликләрдин 1000 нәпирини канадаға орунлаштуридиғанлиқини билдүрди.
Ихтиярий мухбиримиз камил
2010.12.29
Dalay-lama-wekilliri-305.jpg Далай лама вәкиллири мухбирларни күтүвелиш йиғинида.
AFP Photo

Униң баянатида "һөкүмитимиз канаданиң тибәтлик мусапирларни бағриға басидиған инсанпәрвәрлик әнәниси бойичә, тибәтлик мусапирларға йәнә ишикни ачти. Һиндистан һөкүмити вә канада тибәт комитетиниң бу түрни әмәлийләштүрүшини үмид қилимиз вә тибәтлик мусапирларниң канадаға келишини қарши алимиз "дейилгән. 2006-Йили канаданиң пәхри пуқралиқ шәрипигә еришкән тибәтниң роһаний даһийси далай лама, 2007-йили 10-айда канада баш министири степһен харпер тәрипидин қобул қилинғанда, канада һөкүмитигә 3000 нәпәр тибәтлик мусапирни қобул қилиш тәлипини оттуриға қойғаниди. Министир җасон кенней баянатида, "һиндистан һөкүмити узун йиллардин бери тибәтликләргә мәдәт берип кәлди. Бизниң бу қараримиз һиндистанниң йүкини йәңгиллитиш үчүн бир пурсәт дейилгән.

Канада көчмәнләр министирлиқиниң тор бетидики мәлуматқа қариғанда, тибәтликләр канадада 40 йиллиқ тарихқа игә болуп, канада тунҗи қетим 1972-йили һиндистанда туруватқан тибәт мусапирлардин 230 кишини далай ламаниң тәлипи билән канадаға қобул қилғаникән. Канададики сиясий паалийәтчи туйғун абдувәли, канада һөкүмитиниң бу қарари хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарита күчлүк бир инкас вә җәсур бир қәдәм дәп баһалиди.

Канада мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, тибәтниң роһаний даһийси далай лама америка һөкүмитидинму 5 миң нәпәр тибәтлик мусапирни америкиға қобул қилишни тәләп қилған. Канададики тибәтликләр нөвәттә едмонтон, ванковер вә калгари қатарлиқ шәһәрләргә тарқилип олтурақлашқан болсиму, лекин торонто тибәтликләр әң мәркәзлик олтурақлашқан шәһәрдур. Канадада чиқидиған "дөләтлик почта" гезитидә елан қилинған, адам мкдовеллниң мақалисидә баян қилинишичә, канаданиң һәрқайси шәһәрлиридики тибәтликләр бир қәдәр системилашқан җәмийәт-тәшкилатларни қуруш арқилиқ, канада һөкүмити билән һәмкарлашқан вә уларға өз тәсирини көрсәткән.

Бу арқилиқ улар хитай даирилириниң һәрхил тәһдитлиригә тақабил турупла қалмастин, бәлки йәнә,канада парламентида күчлүк қоллашқа еришкән. Бу мақалидә әскәртилишичә, канададики тибәтликләрниң әң чоң мувәппәқийити, 1980-йилларниң ахирлирида канада парламентида тибәт достлуқ гурупписини қуруп чиқиш болған. Бу гуруппа, канада парламентидики һәммә сиясий партийиләрниң вәкиллирини өз ичигә алған, 60-70 әтрапидики кеңәш палата әзалири вә парламент әзалиридин тәшкил қилинған. Канада парламентиниң тибәт достлуқ гурупписидики бу сиясәтчиләр һәр қандақ еғир әһвалда тибәт һәрикитиниң йенида йәр алған вә тибәтликләрниң тайинидиған арқа түврүки болған.

Һазирқи консерватип партийисидин болған көчмәнләр министири җасон кенней, либерал партийисидин болған кеңәш палата әзаси консиглио ди нино вә хитай һөкүмитигә қарши қаттиқ сөзлири билән тонулған, шуңқарлар типидики калгари парламент әзаси роб андерс қатарлиқлар бу гуруппидики актип паалийәтчиләр дәп қарилиду.

Сиясий паалийәтчи туйғун абдувәли әпәнди, канада һөкүмитиниң 1000 нәпәр тибәт мусапирини қобул қилиш һәққидики бу қараридин тибәтликләргә охшашла сөйүнгәнликини билдүрүп мундақ деди: юқириқи гезиттики мақалигә қариғанда, йеқинқи 10 йил ичидә тибәтликләрниң торонтодики санида тиз ешиш көрүлгән. 2001-Йили 1425 болған тибәтликләрниң сани 2006-йилиға кәлгәндә 4275 гә йәткән. Канада карлетон университетиниң анторпологийә тәтқиқатчиси вә чәтәлләрдики тибәтликләр һәққидә тәкшүрүш-тәтқиқат елип берип бу һәқтә китаб язған бриан гивенниң билдүрүшичә, тибәтликләр әң көп олтурақлашқан дөләтләр ичидә, канада америкидин кейинла туридиған болуп, канадада 8000 әтрапида,америкида болса 9000 тибәтлик яшайдикән.

Һиндистан билән непал тибәтлик мусапирлар әң көп олтурақлашқан дөләтләр болуп, һиндистанда 110 миң, непалда болса 20 миң әтрапида тибәтлик һаят кәчүридикән. Непалда "мавчилар"һакимийәт бешиға кәлгәндин бери,даириләр бу дөләттә туруватқан тибәтлик мусапирларни хитайға өткүзүп бериш вә уларниң 3-бир дөләткә йәрлишиши үчүн уларға чеградин чиқиш рухсити бәрмәсликкә охшаш вәқәләр көрүлүшкә башлиған. Пакистан, қазақистан, өзбекистан вә қирғизистанға охшаш диктатор дөләтләрму хитайдин келидиған мәнпәәтни көзләп, уйғур вәтинидин қечип чиққан уйғур мусапирлирини хитайға өткүзүп бәргән болуп, камбоджа һөкүмитиниң 22 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бериши болса, хәлқарада камбоджаға нисбәтән күчлүк наразилиқ пәйда қилғаниди.     

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.