Канада уйғур җәмийитиниң рәиси қеюм мәсимуф канаданиң асия ишлири бойичә алаһидә комиссиюни йиғиниға қатнашти

Йеқинда канада уйғур җәмийитиниң рәиси қеюм мәсимуф әпәнди канаданиң монтириял шәһиридә чақирилған канада асия ишлири комиссиюниниң йиллиқ йиғиниға қатнишип уйғурларға мунасивәтлик омуми мәсилиләр бойичә тәпсилий доклат бәрди.
Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2012.10.30
kanada-asiya-ishliri-qeyum-mesimuf-305.jpg Канада уйғур җәмийитиниң рәиси қеюм мәсимоф канаданиң асия ишлири бойичә алаһидә комиссиюни йиғиниға қатнашти. 2012-Йили өктәбир.
RFA/Gulshen

Канада асия ишлири комиссиюниниң бу йиғини канаданиң асияға қаратқан сияситидә толуқлима характерлик пикир елишни мәқсәт қилған бир йиғин болуп, канаданиң асия сияситини бәлгилишидә муһим әһмийәткә игә икән.

Бу мунасивәт билән биз қеюм мәсимуф әпәндини зиярәт қилдуқ. У бу йиғинниң асаси мәқсити һәққидә тохталди.

Комиссиюн хадимлири йиғин ахирлашқандин кейин қеюм мәсимуф әпәнди билән айрим 2 саәт сөһбәтләшкән. Қеюм мәсимуф бу 2 саәтлик сөһбәт һәққидә тохталди.
Канаданиң уйғур мәсилисигә алаһидә қизиқиватқанлиқи һәққидә тохталған қеюм мәсимуф уйғур хәлқини үмидвар болушқа дәвәт қилди.

Бу программиниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.