Канадада яшаватқан уйғурлар түрлүк шәкилдики тәшвиқат паалйәтлирини елип бармақта

Youtube Дин елинди.
Канададики уйғурлар бир тәрәптин хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға маслишип, хитайниң уйғурларға қаратқан қирғинчилиқ һәрикәтлирини тохтитип,кишилик һоқуққа һөрмәт қилиши керәклики һәққидики мураҗәтнамиға имза топлаш һәрикитигә җидди имза топлаш елип барса, йәнә бир тәрәптин канада ташқи ишлар министирлиқи вә парламент әзалириға хәт йезиш компанийиси тәшкилләп, үрүмчи қирғинчилиқиниң һәқиқий маһийити хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан ассимилиятсийә сиясити икәнликини тонуштуруп хәт йезип, канада һөкүмитини 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқиға инкас қайтурушқа вә шәрқи түркистанға бир битәрәп тәкшүрүш гурупписи әвәтишкә чақирди.
Җүмә намизидин пайдилинип канададики мусулманларға, һәр күни кочиларға чиқип башқа милләтләргә 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқи һәққидики рәсимлик тәшвиқат варақчилири тарқитиш канададики уйғурлар нөвәттә елип бериватқан муһим ишларниң бири.
Канаданиң торонто шәһиридә нөвәттә елип бериватқан 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқи әкс әттүрүлгән түрлүк шәкилдики тәшвиқат паалйәтлири һәққидә, канада уйғур җәмийтиниң рәиси руқийә турдуш билән сөһбәт өткүздуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбәт хатирисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.