Хитайниң канада билән болған сода һәмкарлиқи канада сияситигә тәсир көрситәмду?

Канададики көплигән кишиләр хитайдәк бир диктатор дөләтниң канадаға зор көләмлик мәбләғ селишиниң, канаданиң демократик принсиплириға тәсир көрситип қелишидин әнсирәйдикән.
Ихтиярий мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2012.04.24
stefen-xarper-stephen-harper-wen-jyabaw-305.jpg Канада баш министири стефен харпер хитай баш министири вен җябав билән көрүшти. 2012-Йили 8-феврал, бейҗиң.
AFP

Йеқинқи йилларда мән кишилик һоқуқни долларға тегишмәймән дегән ибарилири билән хитайға болған кәскин мәйданини ипадиләп, канадалиқларни җүмлидин канадада яшаватқан уйғур, тибәт, фалунгуң вә хитай демократлирини җасарәтләндүргән стәвен харпер һөкүмитиниң йеқиндин буян хитай билән болған алаһидә юқири сода тохтамлирини имзалиши, болупму хитай ширкәтлириниң канада нефитликлирини сетивелиши юқириқидәк кишилик һоқуқ тәлипидә болуватқан канада вәтәндашлирини әнсиритипла қалмай, канададики сиясәтчиләр вә сиясий мулаһизичиләрниму әнсирәтмәктә.

Йеқинда канадада чиқидиған “сода мәлуматлири” намлиқ журналда қизил вә қара намлиқ обзорчи мақалиси елан қилған мухбир дәрк әпәнди мақалисидә канаданиң үзлүксиз һалда хитайға майил болуп қеливатқанлиқидин ибарәт бир һәқиқәтни оттуриға қойған. У мундақ язиду:
“канада бир тәрәптин диктатор коммунист һакимийәтләр билән һәмкарлашмайдиғанлиқини баян қилса, йәнә бир тәрәптин зор көләмлик иқтисади тохтамлар түзүватиду. Канаданиң хитайға тәтүр қариғиниға қаримай, хитай һазирға қәдәр диктатор һакимийәт болуп қеливәрди шундақла канаданиң әң йеқин сода шерики болушни ишқа ашурди. Канадаму барғанчә бу муһитқа өгинип қеливатиду. Әйни йилларда, сабиқ канада баш министири паул мартинни диктатор хитай билән апақ-чапақ болди дәп әйиблигән стәвен һарперниң сода кемилири әмдиликтә хитайға таза қатраватиду. Әгәр бундақ кетивәрсә, канада хитайға тәсир көрситиш уяқта турсун, бәлки хитай канаданиң сиясий мәйданиға вә демократик принсиплириға тәсир көрситиши мумкин.”

Йеқинда канададики асия-тинч окян фондиниң башлиқи йүән павву оттаваға сигнал берип, хитай, канада иқтисади саһәсигә чоңқурлап киришни пиланлаватиду, бу оттавадики сиясәтчиләр үчүн җиддий агаһландуруш дегән вә канадалиқ сиясәтчиләрни, хитайниң канадаға үзлүксиз мәбләғ селишиниң канада сияситигә көрситидиған тәсиридин сәзгүр болушқа чақирған.

Йеқинда хитай коммунист партийисиниң контроллуқидики “Pétrol China” дәп атилидиған нефит ширкитиниң башлиқи җаң җеминни зиярәт қилған, йәр шари мәктуплири гезитиниң мухбири камбәл кларик мундақ дәп язиду:
“җаң җемин 55 яш, коммунист, шундақла хитай коммунист партийиси контроллуқидики петрол чина намлиқ ширкәтниң канададики вәкили. Хитайниң мәқсити канадаға мәбләғ селишла әмәс, бәлки канаданиң нефит байлиқиға пүтүнләй игидарчилиқ қилиш, бу хитайниң канадаға сиңип кириш истратегийисиниң бир қисми. Йеқин кәлгүсидә канадалиқлар ғәрб қиммәт қариши билән пүтүнләй чиқишалмайдиған җаң җеминдәк коммунистларниң канадаға ямрап кәткәнликини вә канада нефитликлирини қандақ қамал қилидиғанлиқини көриду.”

Канаданиң хитай билән сода җәһәттә шериклишип, кишилик һоқуқни бир чәткә қайрип қоюшидин әндишә қилидиған милләтләрниң бири уйғурлар.

Һазир канаданиң торонто шәһиридә яшаватқан сиясий мулаһизичи дилшат әпәнди бу һәқтә мулаһизә йүргүзүп өз көз қарашлирини баян қилди.
Юқиридики улиништин бу программиниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.