Канада баш министири хитайға қаратқан рәсмий зияритини башлиди

AFP Photo
Стевен харпер бәш күнлүк зиярити җәрянида хитай рәһбәрлири билән бир қатар мәсилиләр һәққидә сөһбәт өткүзиду шуниңдәк йәнә шаңхәй һәм хоңкоң қатарлиқ шәһәрләрдә зиярәттә болмақчи.
Униң зиярити җәрянида сода-иқтисад мәсилилиридин башқа йәнә, кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидиму хитай тәрәп билән пикирлишидиғанлиқи оттуриға қоюлмақта.
Стевен харперниң хитай зиярити, канада тәрәп хитайниң полат - төмүр мәһсулатлиридин елинидиған чегра беҗини ашурған бир мәзгилгә тоғра кәлгән болуп, канада мәтбуатлири бу мәсилиниң харперниң хитай зияритидики қизиқ нуқта болидиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.