Хитай немә үчүн канададин 'тәйвән әзәлдин җуңгониң бир қисми' дәп етирап қилишни тәләп қилмайду?
Мухбиримиз вәли
2010.11.15
2010.11.15

AFP Photo
Бу бәш маддилиқ һөҗҗәт әйни вақитта хитайни мат қилған, хитайни иккинчиләп канадаға бу мәсилидә еғиз ачмас қиливәткән һөҗҗәт иди. Бу һөҗҗәтниң толуқ текисти һазирға қәдәр ашкара елан қилинмиған.
Канаданиң 'тәйвән әзәлдин җоңгониң бир қисми' дегән мәсилидә хитайға қайтурған бәш маддилиқ җаваби
Биринчи, тәйвән канаданиң земини әмәс, шуңлашқа канаданиң, тәйвәнни башқа бир дөләткә буйруп бериш яки өзиниң земини дәвелиш һоқуқи йоқ. Бу, қәдимқи рим қанунидин қалған һоқуқчилиқ әнәниси. Һазирқи хәлқара қанунниң асасий нәзирийилириму дәл мушу қәдимий қанундин кәлгән. Әгәр хитай шималий муз окяндики аралларниң бирини 'әзәлдин җуңгониң земини' дәп чиққан болса, канада өзиниң һоқуқини ишлитип, хитайни рәт қилған болатти.Иккинчи, һечқандақ хәлқара қанунда вә канада қанунидиму канадаға, өзи билән һечқандақ алақиси болмиған тәйвәнгә охшаш бир дөләтни, башқа бир дөләткә буйруп беридиған һоқуқ берилмигән. Хитайниң канададин 'тәйвән әзәлдин җуңгониң бир қисми' дәп етирап қилишни тәләп қилиғанлиқи чекидин ашқан йолсизлиқ.
Үчинчи, әгәр канада тәйвәнни 'җуңхуа хәлқ җумһурийиниң бир қсими' дәп етирап қилған тәқдирдиму, у бәрибир үнүмсиз. Худди канада пуқралири, айропиланлири, парахотлири тәйвән һөкүмитидин виза алмай, бейҗиң һөкүмитидин виза елип тәйвәнгә киримән десә, тәйвәнгә һәргиз кирәлмәйдиғанға охшаш, һәтта хитай өзиму тәйвәндин виза алмиса тәйвәнгә кирәлмәйдиғанға охшаш үнүмсиз. Бу әмәлийәтниң өзи дәл 'тәйвән җуңгониң бир қисми' дегән шуарни рәт қилип турупту.
Төтинчи, әгәр канада хитай билән түзгән хәлқаралиқ келишимләрдә, тәйвәнни җуңгониң бир қисми дәп етирап қилса, канада чуқум өзи имза қойған бундақ хәлқаралиқ келишмләргә әмәл қилип, әскәр әвәтип тәйвәнни бесивелип, уни хитайға өткүзүп бериши керәк болиду. Бундақ бимәнилик канадаға ярашмайду.
Бәшинчи, әгәр тәйвән растинла җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң бир қисми болса, бейҗиң һөкүмитиниң башқа дөләтләрдин 'тәйвән җуңгониң бир қисми' дәп етирап қилишни тәләп қилиши һаҗәтсиз иди. Әгәр хәйнән арилиму растинла 'җуңгониң айрилмас бир қисми' болса, хитай башқа дөләтләрдин уни хитайниң земини дәп етирап қилишни тәләп қилишиму зорүр әмәс. Әгәр хитай өзиниң земини болмиған тәйвәнни башқа дөләтләргә 'җуңгониң земини' дәп етирап қилғузған тәқдирдиму, униң хәлқара қанун асасий болмиса йәнила үнүмсиз. Әгәр, хитай тәйвәнни талаш - тартиштики земин дәп қариса, гәпни очуқ қилип, бу талаш - тартиш билән мунасивәтлик дөләтни тепип, шу дөләт билән сөзлишп етирап қилғузса, андин буниң хәлқара қанун асаси болуши мумкин. Буниңға мунасивәтсиз һәр қандақ башқа дөләт 'тәйвән җуңгониң земини' дәп етирап қилсиму, уни қанун алдида көтүрүп чиққили болмайду.
Хитайдин йезилған инкаслар
-- Канада дуняда сиясий җәһәттә әң пак дөләтләрниң бири. Канаданиң 'тәйвән әзәлдин җуңгониң бир қисми' дегән мәсилидә хитайға қайтурған бәш маддилиқ җавабиға қайил болмай мумкин әмәс, -- дәп баян қилиниду хитайдин йезилған обзорларниң биридә. Йәнә биридә ' қанун вә мәнтиқә җәһәттә алий тәрбийә көргән канадалиқларға апирин' дәп йезилған. Йәнә биридә 'хитай 60 - йиллардила тәйвән әзәлдин җуңгониң бир қисми дегән мәсилидә канада тәрипидин қаттиқ мәсхирә қилинп, рәсмий сорунда ағзини ачалмас болуп қалған икән' дәп йезилған. Йәнә бирисдә 'тәйвән әзәлдин җуңгониң бир қисми дегәнгә охшаш шуар тоғрисида, канада хитайға бәргән җаваб дунядики башқа дөләтләргиму үлгә болалайду' дәп йезилған.Йеқинда тәйвәндә қозғалған ғәзәпни йәнә шу 'тәйвән әзәлдин җуңгониң бир қисми' дегән шуар пәйда қилди
Бирләшмә агентлиқиниң тәйбейдин баян қилишичә, өткән айда токйода өткүзүлгән филим фестивалида, хитай вәкилләр өмики 'әгәр тәйвән өзиниң намини җуңго тәйвән өлкиси яки җуңго тәйбей дәп өзгәртмисә, бу филим фестивалиға җуңго билән тәң дәриҗидә туруп қатнишалмайду' дәп җакарлиған иди. Хитайниң хәлқара мунасивәтләрдә тәйвәнни йәнә бир қетим көзгә илмигәнлики, тәйвәнликләрниң ғәзипини қайтидин қозғап қойди. Һазир тәйвәндә, тәйвән - хитай мунасивәтлири мәсилиси, йәнә 12 күндин кейин башлинидиған бәш чоң шәһәр сайлиминиң мәркизи темисиға айланди. Бундақ вәзийәттә, һәтта хитай билән болған мунасивәтни яхшилаш үчүн, бир нәччә йилдин буян хитай билән тинчлиқ сөһбити өткүзүватқан тәйвән президенти майиңҗюму, бүгүн баянат елан қилип 'әгәр буниңдин кейин, мушундақ вәқәдин йәнә бирәрси чиқса, икки тәрәпниң йиллардин буян елип барған тинчлиқ сөһбәтлириниң нәтиҗиси бикар қилиниду' дәп хитайға агаһландуруш бәрди.Хәвәр архиплириға қариғанда, 1940 - йиллардики ички урушта ғәлибә қилған чоң қуруқлуқтики коммунист хитай һөкүмити билән ички урушта мәғлуп болғандин кейин тәйвәнни бесивелип туруватқан хитай милләтчи партийиси (гоминдаңчилар) һәр иккилиси, қарши тәрәпни өзиниң айрилмас бир қисми дәп җакарлап келиватиду. Чоң қуруқлуқтики коммунист хитай тәйвәнни 'җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң айрилмас бир қисми' яки муҗимәл һалда 'җуңгониң бир қисми' десә, тәйвәндики гоминдаңчилар чоң қуруқлуқни 'җуңхуа мингониң бир қисми' яки муҗимәл һалда 'җуңгониң бир қисми' дәйду. Бу қетим тәйвәндә қозғалған ғәзәпни йәнә мушу мәсилә пәйда қилди.
Сәй йиңвен: майиңҗюниң коммунист хитайға қилған хошамәтлири униң тәйвән сияситигә қилчә тәсир көрситәлмиди
Америка авазиниң баян қилишичә, тәйвәндики илғарлиқ - демократийә партийиси (минҗиндаң) ниң тәйбей шәһириниң башлиқлиқиға көрсәткән намзати сәй йиңвен бүгүнки баянатида 'майиңҗю президент болғандин буян, тәйвән содигәрлирини гоминдаңға аваз бәргүзүш үчүн, коммунист хитайға достлуқ ипадиләп вә һәр җәһәттин хошамәт қилип келиватиду. Әмма, униң қилған хошамәтлири, йелинишлири хитайниң хәлқарада тәйвәнни басидиған сиясиәт қоллинишиға қилчә тәсир көрситәлмиди. Әмди хитай, тәйвәнгә қаратқан сиясәтлирини түптин өзгәртмисә, майиңҗюму хитайға хошамәт қилидиған сиясәтләрни бикар қилмиса болмайду' дәп җакарлиди.Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.