Канадада 'хитайда етиқад вә пуқралар һоқуқи' темисида илмий муһакимә йиғин
Мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2009.06.03
2009.06.03
RFA Photo / Kamil Tursun
Муһакимә йиғиниға хитай ишлири профессорлири, дөләт әрбаплири, адвокатлар, хитайдики диний етиқад вә инсан һәқлири мәсилилиригә йеқиндин көңүл бөлүватқан мутәхәссисләр, канададики диний етиқад вә һоқуқ қоғдаш җәмийәтлириниң мәсуллири фалуңгуң илмий җәмийити хадимлири, тибәтликләр, католик муртлири, университет оқуғучилири вә бир қисим уйғурлар болуп көп санда киши қатнашти.
Илмий муһакимә йиғиниға канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә турдушму қатнашти вә шәрқи түркистандики диний вәзийәт һәққидә илмий доклат бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.