Канадалиқларни чөчүткән ихтисадий алдамчилиқ

Канада тарихидики әң чоң ихтисадий алдамчилиқ делосини тәкшүрмәктә. Бу алдамчилиқ делосини хитайдин канадаға көчмән болуп кәлгән, таң вейҗән исимлик бир нәпәр хитай садир қилған болуп, у канада, америка, хитай, сингапор вә хоңкоң қатарлиқ дөләт вә раюнлардики 300 гә йеқин мәбләғ салғучиниң 600 милйон канада доллирини йоқири ниспәттә пайда беридиғанлиқини вәдә қилип алдап еливалған.
Мухбиримиз камил турсун
2009.04.30

Таңниң алдамчилиқ усули вә у қолға кәлтүргән мәбләғниң көплүки канадалиқларни чөчүтти. Канада мәтбуатлири таңниң хитай коммунист һакимийити билән болған сирлиқ мунасивитини вә мунасивәтләрниң пәрдә арқисини оттуриға қоймақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.