“ливийидә казафий һакимийити чоқум аяғлишиду”
2011.04.05
Бу исянчиларниң казафий күчлиригә қарши тиркишишни давамлаштурушида муһим әһмийәткә игә дәп қаралмақта. Буниң билән бирликтә һазир қатар, италийә вә франсийә исянчи күчләрни ливийидики рәсмий һөкүмәт дәп тонуйдиғанлиқини елан қилди. Охшаш вақитта казафий һөкүмитиму ташқи күчләр билән музакиригә олтурушқа тәйяр икәнликини билдүрди. Ундақта ливийидики вәзийәт қаяққа қарап илгирилимәктә, ливийидики исянчи күчләр өзлири тәләп қилған нәтиҗигә еришәләмду?
Ливийидә казафий күчлири билән исянчилар арисидики тоқунуш давам қиливатқан бир пәйттә, чаршәнбә күни ливийә һөкүмитиниң баянатчиси муса ибраһим һөкүмәтниң сиясий ислаһат елип беришқа вә ташқи күчләр билән музакирә елип беришқа тәйяр икәнликини билдүрди. Әмма, муса ибраһим баянатида музакириниң казафийниң һакимийитини талаш - тартиш қилиш мәнисини ипадилимәйдиғанлиқини, дөләттә сиясий ислаһатлар елип берилған тәқдирдиму казафийниң йәнила дөләтниң беши болуши керәкликини ейтти.
Буниң билән бирликтә, алдинқи күнки хәвәрләрдә казафийниң, әгәр оғли сәйфул ислам һакимийәт бешиға кәлгән тәқдирдә истепа беришкә қошулимән дегәнлики илгири сүрүлгән хәвәрләрму берилгән иди. Ундақта казафий күчлири оттуриға қоюватқан бу шәртләр исянчи гуруппиларни рази қилишқа йетәмду?
Түркийә хәлқара иситратегийә тәтқиқат орниниң башлиқи синан оган әпәнди болса исянчиларниң түп мәқситиниң казафий һакимийитини аяғлаштуруш икәнликини ейтип, бундақ бир шәртниң қобул қилинмайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
“ливийидики қалаймиқанчилиқ дәл казафий һакимийәт бешида болғанлиқтин келип чиққан. Мәйли ливийидики исянчи күчләр болсун, мәйли ғәрб болсун һечким казафийниң һакимийәтни давам қилишини халимайду. Шуңа мәйли казафий яки униң оғли болсун, буларниң һәммиси демократийилишиш еқими үчүн вә хәлқ һәрикәтлирини инқилабқа айландуридиған басқуч үчүн бир тосалғу. Һечким буниңдин рази болмайду. Казафийниң вә униң аилисиниң ханиданлиқи аяқлишиши вә униң орниға өктичи күчләр келиши керәк. Шуңа бундақ бир шараит астида мән казафий һөкүмити оттуриға қойған шәрт қобул қилиниду, дәп қаримаймән.”
Б б с ниң хәвәр қилишичә, сәйшәнбә күни ливийә исянчи күчлири нефит екиспортиниму башлиған болуп, көзәткүчиләр буниң исянчи күчләрниң казафий күчлири билән тиркишишини давам қилиши үчүн муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрүшмәктә. Бүгүн исянчи күчләрниң браганиң бәзи қисимлирини алғанлиқи хәвәр қилинған болсиму, әмма брагадики муһим нефит базилири вә башқа истратегийилик йәрләр йәнила казафийниң қолида икән. Нато қисимлири сәйшәнбә күни брагадики исянчиларға қарап илгириләватқан казафий күчлирини бомбардиман қилған. Ливийидә һәм бирләшмә армийә, һәм шималий атлантик әһди тәшкилати бирликтә елип барған һәрбий һәрикәтлиридә казафий күчлириниң һава саһәсидики күчиниң зор қисмини йоқатқан болсиму, әмма исянчи күчләрниң йәнила казафийни өрүп ташлашқа қурбиниң йәтмәйватқанлиқи көрүнүп турмақта. Бундақ бир шараитта, һазир ливийидә бир нәтиҗигә еришиш үчүн дипломатийилик учришишлар елип берилған. Хәвәрләрдин мәлум болушичә, ливийә һөкүмитиниң вәкиллиридин бири болған әл убәйди алдинқи күни түркийигә келип, түркийиниң ливийә мәсилисидә келиштүргүчи болушини тәләп қилған болуп, түркийә алдимиздики күнләрдә исянчи гуруппиларниң вәкиллири билән көрүшидиғанлиқини билдүргән.
Синан оган әпәнди болса, түркийиниң бу хил мәсилиләрдә тәҗрибигә игә икәнликини, шуңа ливийидики бу басқучта муһим рол ойнайдиғанлиқини ейтти: “түркийә инсаний ярдәм җәһәттә мол тәҗрибигә игә. Түркийә нато күчлири даирисидә афғанистандики һәрикәтлиридиму һәрбий һәрикәтләр билән бирликтә, у йәрдики хәлққә ярдәм қилиш, у дөләтләрниң еһтияҗлирини қамдаш вә сиясий қурулминиң шәкиллинишигә охшаш темиларда хизмәт қилған. Шуңа түркийиниң бу тәҗрибисиниң ливийидиму зор рол ойнайдиғанлиқини, җүмлидин түркийиниң ливийидики бу басқучта муһим әһмийәткә игә икәнликини ейтишқа болиду. Әлвәттә түркийиму ливийидики мәсилиниң һәл болушида тәсирини көрситәләйдиған күчләрдин биридур.”
Бүгүнки хәвәрләрдин мәлум болушичә йәнә, қатар, франсийә вә италийә дүшәнбә күни исянчи күчләр қурған вақитлиқ кеңәшни рәсмий һөкүмәт дәп тонуйдиғанлиқини елан қилди. Көзәткүчиләрниң қаришичә, бу, исянчиларниң сиясий җәһәттин етирап қилинишқа еришишиниң ипадиси икән. Синан оган әпәнди болса исянчиларниң вақитлиқ кеңишини етирап қилидиған дөләтләрниң бундин кейин барғансери җиқлайдиғанлиқини билдүрди: “һазир мәйли ливийә исянчилири болсун, мәйли ташқи күчләр болсун, һәммисиниң казафийниң кетишини ливийә үчүн бир чиқиш йоли дәп қарайдиғанлиқи ениқ. Бәлким казафийни сүргүнгә әвәтиш яки оғлини өткүнчи бир мәзгил һакимийәт бешиға қоюшқа охшаш вақитлиқ тәдбирләр сунулуши мумкин, әмма ахирқи һесабта казафийниң вә униң җәмәтиниң һакимийити ливийидә аяғлишиду. Һазир гәрчә казафий күчлири йәнила тиркишишни давам қиливатқан болсиму, бу вақитлиқ иш, ахири исянчилар өзлири арзу қилғинидәк казафийсиз бир ливийигә еришиду, дәп ойлаймән.”