Уйғур ели мусулманлири бир күн кечикип һейт қилишқа мәҗбурланди
2011.08.30

Бүгүн дуня мусулманлириға һейт. Пүтүн дунядики мусулманлар, әрәб, африқа, һинди, пакистан, малай, һиндонезийә, америка, явропа қатарлиқ һәр қайси җайлардики мусулман аммиси роза һейт хушаллиқиға ортақлашти, әмма 20 милйонларчә нопусқа игә уйғур елидики уйғур мусулманлар, мусулман алимниң хушаллиқидин мәһрум қалди, чүнки өткән һәптә хитай һөкүмәт даирилири хитайдики уйғур, туңган, қазақ, өзбек қатарлиқ мусулман милләтләрниң роза һейтни қайси күнидин башлап тәбриклисә болидиғанлиқи һәққидә уқтуруш чиқирип дәм елиш орунлаштурушини 31-авғусттин 2-авғустқичә дәп бекиткән.
Биз қәшқәрдики даңлиқ мәсчит һейтгаһ җамәсигә телефон қилип, һейт намизиниң қачан оқулидиғанлиқини соридуқ, бир яш хатип, һөкүмәтниң уқтуруши бойичә һейт намизиниң 31-авғуст оқулидиғанлиқини ейтти.
Хитайдики мусулман бурадәрләр тори, ислам нури тори қатарлиқ туңган мусулманлири башқурушидики тор бәтләрдә ниңша, чиңхәй, шиән вә хитайниң башқа җайлиридики мусулманларниң 30-авғуст һейт намизи оқуғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқитилди, бәзи тор бәтләр 28- вә яки 29-авғуст күнлири һәр қайси туңган мәсчитлиридә 30-авғуст һейт намизи оқулидиғанлиқи һәққидә мәхсус уқтурушлар чиқарған. Бәзи мәсчитләргә бу һәқтә уқтурушлар чапланған. Йәни туңганлар хитай һөкүмитиниң уқтурушиға әгәшмәй, ислам дуняси билән тәң роза һейтни башлиған.
Америкидики уйғурларму бүгүн һейт тәнтәниси қилмақта, пайтәхт вашингтон вә верҗиния штатида олтурушлуқ уйғурлар бүгүн һейт намизини бирликтә оқуп һейтлиқ паалийәтлирини башливәткән болуп, вашингтондики уйғурларниң бүгүнки һейтлиқ паалийәт орунлаштуруши һәққидә яш диний зат ғәйрәт сидиқ әпәнди бизгә қисқичә мәлумат бәрди.
Йиллардин буян хитай даирилири уйғур мусулманлириниң қанунлуқ диний паалийәтлиригиму қаттиқ чәк қоюп келиватқандин башқа, пүтүн дуня мусулманлириға ортақ болған рамзан вә һейтлиқ паалийәтлириниму, дуня мусулманлири билән вақит пәрқи қалдуруп орунлаштуруп келиватқан болуп, бу һәқтә тохталған дуня уйғур қурултийиниң түркийидики муавин рәиси сейит төмтүрк әпәнди, буни хитай һөкүмитиниң уйғурларни мусулман дунясидин йетим қалдуруш суйиқәсти дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Биз үрүмчидики ислам институтиға телефон қилип, уйғурларниң немә үчүн ислам дунясидин бир күн кечикип һейт қилидиғанлиқини соридуқ, институтта тәлим еливатқан бир яш қарим соалимизға қайил қиларлиқ чүшәндүрүш берәлмиди.