Кәчүрүм тәшкилати: хитай хәлқара җәмийәткә бәргән вәдилирини ақлимиди

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 29 - июл елан қилған "хитай хәлқ җумһурийити: олимпик тәтүр саниқи - вапа қилинмиған вәдиләр" намлиқ доклатта, хитайниң 2001 - йили кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш тоғрисида хәлқара олимпик комитетиға вә хәлқара җәмийәткә бәргән вәдилирини әмәлдә көрситиш дәриҗиси баһалап чиқилған болуп, доклатта, хитайниң бу җәһәтләрдә пәқәт илгириләш ясимиғанлиқи көрситилгән.
Мухбиримиз җүмә хәвири
2008.07.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
T.Kumar-amnesty-305 16 ‏ - Ийул күнидики 2 ‏ - қетимлиқ уйғур мәдәнийәт күнигә, америка ташқи ишлар йардәмчи министири David Cremer әпәнди вә америка ташқи ишлар министирлиқи хитай ишлири бөлүминиң мәсули Suzan ханим қатарлиқлар билән биргә хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң вашингтондики мәсули T.Kumar Әпәндиму иштирак қилған.
RFA Photo

 Доклатта мундақ дейилгән: "әпсуски, 2008 - йили 1 - апрел хәлқара кәчүрүм тәшкилати елан қилған олимпик тәтүр саниқи һәққидики доклаттин кейин, хитай һөкүмитиниң бәргән вәдилириниң әмәлгә ешиши җәһәттә һечқандақ илгириләш болмиди. Пәқәт изчил түргә тутқун қилиш садир болуп турди"

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати мәзкур доклати арқилиқ хәлқара олимпик комитети вә дуня сиясий рәһбәрлирини кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға бесим ишлитишкә чақирған.

Доклат һәққидә тохталған хәлқара кәчүрүм тәшкилати асия тинч окян бөлүминиң директори т. Кумар өз тәшкилатиниң бундин бир йил вә алтә ай илгири айрим - айрим һалда бу хилдики икки парчә доклат елан қилғанлиқини, бу нөвәтлик доклатниңму бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасими үчүн тәтүр санаш давамлишиватқан мәзгилдә хитайдики кишилик һоқуқ әһвалиниң һазирқи әһвали көрситилгән доклат икәнликини билдүрди.

Т. Кумар :"бу доклатта йәнә кәлгүсидә хитайға ишәнгили боламду ‏ - болмамду дегән мәсилә оттуриға қоюлди"

У бу җәһәттә тохтилип мундақ деди: "бу доклатта йәнә кәлгүсидә хитайға ишәнгили боламду ‏ - болмамду дегән мәсилә вә хитайдики кишилик һоқуқ әһвалиниң қанчилик дәриҗидә яманлашқанлиқи оттуриға қоюлди."

Доклатта, хитайда давамлишип келиватқан өлүм җазилири, мәмурий буйруқ билән тутуп туруш, өз бешимчилиқ билән тутуп туруш, кишилик һоқуқ һимайичилириниң зорлуқ - зомбулуққа учриши, интернет алақисигә қаритилған чәкләш қатарлиқ төт негизлик нуқта буйичә хитайниң олимпик һарписидики кишилик һоқуқ әһвали тәпсилий қарап чиқилған.

"Хитайда кишилик һоқуқ паалийәтчилири олимпики үчүнла техиму еғир дәриҗидә бастурулди"

Доклатта, гәрчә хитай һөкүмити 2004 - йили асасий қануниға "хитай һөкүмити кишилик һоқуқини һөрмәт қилиду вә қоғдайду" дегән толуқлима мәзмунларни киргүзгән һәмдә кишилик һоқуқниң бәзи тәрәплиридә анчә - мунчә өзгириш һасил қилғандәк қилсиму, әмма хитайда кишилик һоқуқниң еғир дәпсәндә қилиниватқанлиқи көрситилип: "әмәлийәттә хитайда кишилик һоқуқ паалийәтчилири, мухбирлар, вә адвокатлар пәқәт бейҗиңниң олимпики үчүнла техиму еғир дәриҗидә бастурулди" дәп көрситилгән.

Доклатта бейҗиң олимпик мәшили уйғур илидин өткәндики әһвал вә шу җәрянда ахбарат әркинликиниң қанчилик еғир дәриҗидә контроллуққа учриғанлиқи һәмдә хитайниң уйғур районида қандақ бихәтәрлик тәдбирлирини алғанлиқи көрситилип: "бу йил июнда олимпик мәшили уйғур мусулманларниң макани: уйғур аптоном районидин өткәндә хитай һөкүмәт даирилири қораллиқ сақчи қисимлирини паалийәтни көргүчи аммиға қарашқа ишләтти"дейилгән, һәтта қәшқәрдә чәтәл мухбирлириға йәрликләрни зиярәт қилмаслиқ һәққидә агаһландуруш берилгәнлики көрситилгән.

Хитай һөкүмити елип барған тинҗитиш "җәмийәт тәртипини сақлаш"дәриҗисидин нәччә һәссә ешип кәткән

Доклатта, тибәт қатарлиқ районларда хитай һөкүмити елип барған тинҗитиш һәрикитиниң хитай һөкүмити оттуриға қойғандәк "җәмийәт тәртипини сақлаш"дәриҗисидин нәччә һәссә ешип кәткәнлики, һөкүмәт даирилириниң кәң көләмлик тутқун қилиши, һәддидин артуқ бәзидә әҗәллик һәрикәтләрни ишлитип намайишчиларни бастурғанлиқи, хитайдики начарлишип бериватқан кишилик һоқуқ хатирисиниң мисали сүпитидә оттуриға қоюлған.

Бүгүн хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лю җийәнчав мухбирларни күтүвалғанда, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң мәзкур доклатини рәт қилип: "хитайни чүшинидиған һәр қандақ бир адәм бу доклатта оттуриға қоюлған мәзмунларға қошулмайду" деди.

У мундақ деди: " биз хәлқара кәчүрүм тәшкилати йиллардин бери тақап келиватқан рәңлик көзәйникини еливетип хитайға обйектип нуқтида қарап чиқишини вә бу җәһәттә көпрәк иҗабий хизмәтләрни ишлишини үмид қилимиз."

Т. Кумар ": кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә зорлуқ - зомбулуқ қилиш қилмишлириға шаһит болуватимиз"

Һалбуки, хәлқара кәчүрүм тәшкилати асия тинч окян бөлүминиң директори т. Кумар әпәнди хитай һөкүмитиниң бу мәйданини рәт қилди вә өз тәшкилати елан қилған мәзкур доклатниң хитай һөкүмити 2001 - йили олимпик саһибханлиқини талишиватқан бәргән вәдилири вә шу вәдилириниң әмәлгә ешиш дәриҗисиниң нөвәттики әһвали һәққидики пакитлар асасида тәйярланғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмитиниң әйни вақитқа хәлқара җәмийәткә бәргән вәдилири һәққидә тохталған т кумар мундақ деди: " улар бәргән бир конкретни вәдә болса ахбарат, хәлқара ахбаратқа толуқ йол ечилидиғанлиқидин ибарәт деди. Әмма һазир көрүватқинимиз дәл буниңдин әкси. Униңдин башқа биз йәнә, хитайда йеңидин мәйданға келиватқан қолға елиш вә кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә зорлуқ - зомбулуқ қилиш қилмишлириға шаһит болуватимиз."

Доклатта барлиқ виҗдан мәһбуслирини қоюветиш қатарлиқ тәклипләр берилгән

Доклатниң ахирида хитай һөкүмитигә бир қатар тәклипләр берилгән вә хитайниң олимпик учун бәргән вәдилирини ақлашниң орниға, әксичә олимпикни кишилик һоқуқни дәпсәндә қилидиған сиясәтлирини давамлаштуруш, бәзи тәрәпләрдә әсли мәвҗут сиясәт, чариләрни техиму күчәйтиш үчүн козир қилип ишләткәнлики көрситилгән.

Доклатта һазир хитай түрмисигә қамалған барлиқ виҗдан мәһбуслирини қоюветиш, сақчиларниң дәвагәрләрни, кишилик һоқуқ паалийәтчилирини, олимпик учун тазилаш һәрикити сүпитидә өз мәйличә тутқун қилишидин тосуш, өлүм җазаси берилгәнләрниң толуқ ройхетини елан қилиш, хитай вә хәлқара мухбирларға әркин хәвәр бериш муһити яритиш қатарлиқ тәклипләр берилгән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.