Кәтй полияс: "тәбиий байлиқлар қучиқидики намрат хәлқ"

Өткән һәптә җәнвәдә б д т ниң 2010 ‏-йиллиқ аз санлиқ милләтләр мунбири намлиқ йиғин ечилған болуп, бу йиғинға дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса билән дуня уйғур қурултийиниң б д т да турушлуқ вәкили кәтй полияс ханим қатнашқан иди. Биз өткән һәптидики программимизда бу йиғинниң омумий җәряни вә мәзмуни һәққидә мәлумат бәргән идуқ; бүгүн биз бу йиғинда кәтй полияс ханим бәргән доклатниң конкрет мәзмуни һәққидә мәлумат беримиз.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.12.23
az-sanliq-milletler-munbiri-yighini-305.jpg Б д т ниң 2010 ‏-йиллиқ аз санлиқ милләтләр мунбири намлиқ йиғини. 2010 -Йили 22декабир.
www.unpo.org

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати мутәхәссислириниң оттуриға қоюшичә, дуняда тәбиий байлиқларға болған еһтияҗ күчәймәктә; буниң әксичә, тәбиий байлиқларниң запас миқдари азаймақта. Буниң нәтиҗисидә бәзи дөләтләр, болупму тәбиий байлиқлири аз санлиқ милләтләр райониға мәркәзләшкән дөләтләр, тәбиий байлиқларни ечиш вә пайдилиништа адаләт, әхлақ вә мәсулийәт принсиплирини бир чәткә қайрип қоюп, йәнә бир қисим йәрлик, район характерлик вә хәлқаралиқ мәсилиләрниң келип чиқишиға йол ачмақта.

Б д т ниң 2010 ‏-йиллиқ аз санлиқ милләтләр мунбири намлиқ йиғинда мана бу мәсилә нуқтилиқ музакирә темиси болған. Йиғинға, пакистандики баличуслар, ирандики күртләр вә уйғурлар болуп, өз райониниң байлиқлиридин өзлири бәһримән болалмайватқан, һәтта униң зийиниға учраватқан он нәччә милләтниң вәкиллири йиғинда сөз қилған. Дуня уйғур қурултийиниң вәкили кәтй полияс ханим йиғинда: "тәбиий байлиқлар қучиқидики намрат хәлқ" дегән темида доклат бәргән. У доклатида, хитайниң 10 нәччә йилдин бери уйғур райониниң тәбиий байлиқлирини талан-тараҗ қиливатқанлиқини, райондики йәрлик хәлқ болған уйғурларниң бу байлиқлири сәвәбидин чәткә қеқиливатқанлиқини, зәрбигә учраватқанлиқини баян қилған.

Кәтй ханим доклатида уйғур райониниң байлиқлириниң талан ‏- таран қилиниш әһвалини қисқичә мундақ баян қилған: хитай һөкүмити, шәрқи түркистанниң байлиқлирини булап-талаш үчүн, у җайға көпләп нопус йөткәватиду. Нопус йөткәшни тезләштүрүш үчүн хитай көчмәнлиригә иш вә хизмәт имкани, туралғу җай қатарлиқ турмуш әслиһәлири җәһәттә етибар бериш түзүмини йолға қоюватиду. Мана бу етибар бериш сияситиниң нәтиҗисидә, шәрқи түркистандики хитай нопуси 1949 ‏-йилдики 4%din әмдиликтә 40%ge йеқинлашти. Кәтй ханим бу нуқтида, хитай хәлқ қурултийиниң 2005 ‏-йиллиқ бир һөҗҗитини хитайниң хитай көчмәнлиригә етибар бериш сияситигә пакит қилип көрсәткән.

Кәтй ханим сөзидә йәнә, уйғур районида хитай көчмәнлириниң көпийиши, уйғур районида бир қатар зәнҗирсиман мәсилиләрни пәйда қилғанлиқини, мәсилән, районниң байлиқлирини ечиш вә тошуш ишини пүтүнләй хитай көчмәнлири игиливалғанлиқи үчүн, райондики иқтисадий паалийәтләрдә хитай тилиниң асаслиқ алақә тили болғанлиқини, буниң билән уйғур тилиниң ишлитилиш даирисиниң тарийип қалғанлиқини, буниң әйни вақитта уйғур тили вә маарипиниң мәвҗутлуқи вә тәрәққиятиға тосалғу елип кәлгәнликини, буниң ақивитидә уйғур кимлики вә мәдәнийитиниң хәвпкә дуч кәлгәнликини баян қилип әскәртип өткән.

Кәтй ханимниң сөзлири бу нуқтиға кәлгәндә, б д т йиғинидики хитай вәкиллири, кәтй ханимниң сөзлириниң давамини аңлашқа тақәт қилалмай, өктә қопуп наразилиқ билдүргән. Йиғин риясәтчиси мәсилигә алақидар барлиқ тәрәпләрниң сөзләш һоқуқи барлиқини вә бу сөзләргә қулақ селиниши керәкликини билдүргән. Буниң билән кәтй ханим сөзини давамлаштурған. У сөзидә нәччә милйон хитай көчминигә иш тепиливатқан уйғур районида, уйғурларға иш тепилмайватқанлиқи, буниң нәтиҗисидә нәччә миңлиған уйғур яшлириниң, болупму қизларниң хитай өлкилиригә ешинча әмгәк күчи сүпитидә йөткиливатқанлиқидәк бу аҗайип һадисигә алақидар хәлқара органларни диққәт қилишқа чақирған.

Кәтй ханим сөзиниң ахирида хитай һөкүмитини ғайиси тоғра болмиған бу иқтисадий сиясити вә истратегийисидин ваз кечишкә чақирған. У, әгәр хитай районда һәқийқәтән иқтисади баравәрликни шәкилләндүрмәкчи болса, уйғурларниң районниң нуқтилиқ сода-санаәт орунлири вә ширкәтлиридә ишләш вә башқуруш һоқуқиға еришиши керәкликини, буниң үчүн уларниң тәлим-тәрбийә җәһәттә пурсәт баравәрликигә еришиши керәкликини тәкитлигән.

Бүгүн кәтй ханим радиойимизниң зияритини қобул қилип, шу күни йиғинда вақит мунасивити билән уйғур райониниң иқтисадий мәсилилирини толуқ баян қилалмиғанлиқини, әмма қандақла болмисун, дунядики тәбиий байлиқлири булаң-талаң қилиниватқан милләтләр қатарида уйғурларниң бу йиғинға қатнишиш пурситигә еришкәнликидин өзиниң мәмнун болғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.