Кроран қәдимий шәһириниң бузғунчилиққа учраватқанлиқи һәққидә‏


2007.12.07

4000YilliqOtuk-200.jpg
Германийиниң берлинда елип бериливатқан, 2007 -йили 14 - өктәбирдин тартип 2008 - йили 14 - январғичә давамлишидиған, "йипәк йолиниң әсли қияпити" намлиқ көргәзмидә көрситиливатқан, уйғур елиндин тәпилған, 4000 йиллиқ тарихқа игә, хурум өтук. AFP Photo

Хитай хәлқ гезити мухбири кроран һәққидә елан қилған зиярәт хатирисидә, кроран қәдимий ядикарлиқ орниға саяһәтчиләрниң қалаймиқан кирип ‏- чиқиватқанлиқини, уларниң һәтта бу қәдимий шәһәргә әхләтләрни ташлап, тәрәт қилип, асарә ‏- әтиқә орнини бузғунчилиққа учритиватқанлиқини испатлиқ сүрәтләр билән көрсәткән һәмдә буниңда кроран қәдимий шәһирини башқуруш һәм қоғдашқа мәсул болған чақилиқ наһийилик мәдәнийәт идарисиниң башлиқи миң хәнгавниң чәт әллик зиярәтчиләрдин он миң йүән елипла уларниң қәдимий шәһәр ичидә халиғанчә зиярәт қилишиға йол қоюватқанлиқини язған.

Биз бу мәлуматларға асасән миң хәнгавни зиярәт қилғинимизда, кроран қәдимий шәһириниң бузғунчилиққа учраватқанлиқини инкар қилғандин башқа, хитай хәлқ гезитидә мухбирниң үч елиш мәқситидә шундақ бир тоқулма хәвәрни елан қилғанлиқини билдүргән иди.

Буниң билән кроран шәһириниң тәртиплик башқурулмайватқанлиқи һәм мувапиқ қоғдалмайватқанлиқи сәвәблик бузғунчилиққа учраватқанлиқидәк мәсилә йәниму бир мурәккәп басқучқа көтүрүлди.

" Кироранни ким йиғлитиватиду"

Нөвәттә хитай хәлқ гезитидә мухбир җав яхуй елан қилған " кироранни ким йиғлитиватиду" намлиқ мақалә хитайдики нәччә йүзлигән асаслиқ муназирә тор бәтлиригә қойилип бу һәқтә елан қилинған мақалиләр нәччә миң парчиға йәтти.

Биз, кроран қәдимий шәһириниң бузғунчилиққа учраватқанлиқи һәққидики ахбаратиниң, чақилиқ наһийилик мәдәнийәт идариси башлиқи миң хәнгав тәрипидин пүтүнләй инкар қилинғанлиқи тоғрисида хитай хәлқ гезити мухбири җав яхуйни зиярәт қилишқа тиришқан болсақму, һазирчә алақә орниталмидуқ. Әмма хитай хәлқ гезити тәһрир бөлүми арқилиқ, җав яхуйниң мәзкур гезитниң әң иқтидарлиқ яш мухбириниң бири икәнлики, униң һәтта 2007 - йили хитай буйичә 10 мунәввәр яшниң бири болуп баһаланғанлиқи һәмдә мәмликәтлик мунәввәр ахбаратчи намиға еришкәнликини билдуқ. У йәнә мәзкур гезитниң маарип пән -мәдәнийәт учур бөлүминиң баш тәһрири икән.

Гәрчә биз мең хәнгав тәрипидин ялғанчиға чиқирилған бу даңлиқ хитай мухбир җав яхуй билән бивастә алақә орниталмиған болсақму, униң шәхси тор бетини зиярәт қилдуқ.

" Кимниң кириш ‏- кирмәсликини миң җүйҗаң бәлгиләйду "

4000YilliqMami-200.jpg
Германийиниң берлинда елип бериливатқан, 2007 -йили 14 - өктәбирдин тартип 2008 - йили 14 - январғичә давамлишидиған, "йипәк йолиниң әсли қияпити" намлиқ көргәзмидә көрситиливатқан, уйғур елиндин тәпилған, 4000 йиллиқ тарихқа игә, адәм әвришкиси (мамиси) . AFP Photo

Интернеттин җав яхуй билоги (шәхси мулаһизә) тор бети ечилиши биләнла әң көп мулаһизә қатнаштурулған темилар қатарида "кироранни ким йиғлитиватиду" дегән тема алаһидә көзгә челиқиду.

Җав яхуй мәзкур зиярәт хатириси һәққидә бу шәхси мулаһизә тор бетидә йәнә қайта тәпсилий мақалә елан қилған болуп у мақалисини мундақ башлиған: "мән -12айниң -4 күни хәлқ күндилик гезитидә " кироранни ким йиғлитиватиду" намлиқ зиярәт хатирәмни елан қилғандин буян бу мақалә бир нәччә йүз тор бәттә "чәт әллик саяһәтчиләр кироранни вәйран қилмақта", " бизниң ғуруримиз 10 миң йүәнгә ярамду", " кроран мушундақ қоғдилиши керәкму"," кроран йәр шаридин мәңгүлүк йоқитилмақчи" дегәндәк темиларда қизғин мулаһизиләрниң мәйданға чиқишиға сәвәбчи бопту, бу һәқтә йезилған инкас һәм мулаһизиләр нәччә миң парчиға баридикән. Тордашлар һәм пикирдашлар мениң кироранда көргәнлирим, аңлиғанлирим һәмдә хатирлигәнлирим һәққидә йәниму тәпсилий мәлуматларға еришишни халайдикән. Шу мунасивәт билән мән кироранниң бузғунчилиққа учраштики һәқиқий сәвәб һәм реал әһвалларни йәниму тәпсилий баян қилишни мувапиқ көрдүм, силәрниң мениң кроран қәдимий шәһиридики нәқ мәйдан хатирәм арқилиқ техиму ениқрақ хуласигә келидиғанлиқиңларға ишинимән."

Мухбир кроран қәдимий шәһиридә елип барған бир қанчә күнлүк зиярәт хатириси һәмдә шу җайда тартқан сүрәтләрни бу мулаһизә ториға тәпсилий қойған болуп, бу һәқтә қисқичә тонуштуруш берип өтмәкчимән.

-22 Сентәбир күни, хәлқ күндилик гезити мухбири җав яхуй лопнурни кесип өтүш тәтқиқат гурупписи билән лопнурниң мәркизи райониға кәлгәндә, тасадипий һалда шәрқ нефит қедириш дәп бәлгә қоюлған төт аптомобилниң қәдимий шәһәргә қарап кирип кетиватқанлиқини көргән. Улар кроран қәдимий шәһирини қоғдаш понкитигә кәлгәндә бу төт аптомобилға тосалғусиз қәдимий шәһәр харабиси ичигә киришкә йол берилгән.

Мухбир пункитидики хизмәтчиләрдин немә үчүн бу машиниларниң кроран қәдимий шәһиригә киришигә рухсәт бәргәнликини сориғанда, улар " миң җүйҗаң телефонда рухсәт бәрди, кимниң кириш ‏- кирмәсликини миң җүйҗаң бәлгиләйду" дегән.

Нефит қедириш хадимлири қәдимий шәһәрдә немә қилиду дәп гуман билән әгәшкән мухбир, кроран қәдимий шәһәр харабисиға кәлгәндә, 12 нәпәр японлуқ саяһәтчиниң бир нәччә хитай йол башлиғучи билән кроран қәдимий ядикарлиқ орнида халиғанчә дәссәп ‏- чәйләп йүргинини һәтта уларниң йәрдин сапал қача сунуқлири қатарлиқ буюмларни еливалғанлиқини сүрәткә тартивалған, мухбир берип уларни зиярәт қилмақчи болғанда улар япончә бир немиләрни дәп өзлирини қачурған.

" Саяһәтчиләр 10 миң йүән биләнла тосақтин өтәләйду "

Мухбирниң тәпсилий баян қилишичә, бу саяһәтчиләр чақилиқ наһийилик мәдәнийәт идарисиниң башлиқи миң хәнгавниң бивастә тәстиқи билән кроран қәдимий шәһәр ичидә зиярәттә болуш рухситигә еришкән болуп буниң үчүн уларниң һәр бири 10 миң йүәндин асарә ‏- әтиқә қоғдаш пули тапшурған икән.

Булардин башқа, мухбир йәнә кроран қәдимий шәһириниң кириш еғизида бәш җайда әхләт дөвиси, йәнә харабә ичидиму үч җайда адәмләрниң тәрәт һәм әхләт дөвилирини учратқан болуп, тәпсилий сүрәтләрни тартивалған.

Мухбир мақалисиниң ахирида "кирорәнгә төт әтраптин киргили болиду. Әмма машинилиқ қәдимий шәһәргә киридиғанлар чоқум 30 километир йирақта һәм 18 километир йирақта қурулған икки тосақтин йәни кроран мәдәний ядикарлиқларни қоғдаш понкитидин өтүш керәк,саяһәтчиләр 10 миң йүән биләнла бу тосақтин өтәләйду, бирақ, қәдимий шәһәр ичидә бирму қоғдиғучи йоқ, пәқәт қалаймиқан дәссимәң дегән бир кичик бәлгила бар, кишиләр қәдимий шәһәр ичидә немә қилғуси кәлсә шуни қилалайду. Бу җай мушундақ мувапиқ қоғдалмай кетивәрсә бир нәччә йилға қалмайла, тарихтин йәнә бир қетим ғайип болиду шундақла мәңгү әслигә кәлмәйду" дәйду. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.