Шәрқий җәноби асия әллири бирликиниң кишилик һоқуқ хитабнамиси тәнқидкә учриди

Шәрқий җәноби асия дөләтлири юқири дәриҗиликләр учришиш йиғини камбоджа пайтәхти пиномпинда 18-ноябир башланди. Хитай баш министири вен җябав камбоджаға кәлди.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2012.11.22
senkaku-takeshima-dokdo-305.jpg Хәритидә япон билән хитай талишиватқан сенкаку/дявю арили вә япон билән җәнубий корийә талишиватқан такешима/докдо арили көрситилгән. 2012-Йили 16-авғуст.
AFP

Франсийә авази вә германийә долқунлири радиосиниң 18-ноябирдики хәвиригә асасланғанда, шәрқий җәноби асия дөләтлири бирликиниң бу қетимқи йиғини башлиниш биләнла икки муһим тема оттуриға қоюлған. Буниң бири, шәрқий җәноби асия дөләтлири бирлики билән хитай арисидики ихтилапни һәл қилиш. Иккинчиси, шәрқий җәнуби асия дөләтлири бирликиниң кишилик һоқуқ хитабнамиси.

Мәлумки, шәрқий җәноби асия дөләтлири бирлики 1967-йили хитай тәһдитигә қарши туруш үчүн қурулған. Бу бирликниң дәсләпки әзалири һиндонезийә, тайланд, малайшия, филиппин вә сингапор иди. 1984-Йили брунай, 1995-йили вйетнам, 1997-йили берма вә лаос, 1999-йили камбоджа әза болуп киргән. 2006-Йили шәрқий темор әзалиқ илтимаси тапшурған.

Шәрқий җәноби асия дөләтлири бирликигә әза дөләтләрниң омумий нопуси 600 милйондин артуқ болуп, йәршари нопусиниң 8 % ини тәшкил қилиду. Бу дөләтләрниң һәммисила хитай билән деңиз арқилиқ биваситә чегрилиниду. Әнглийә тәрәпниң мәлуматиға асасланғанда, хитайниң җәнубидики бу дөләтләрниң деңиз тәвәликидә ғайәт зор нефит байлиқи байқалған болуп, сәуди әрәбистан вә венсуиладин қалса дунядики әң чоң нефит базиси һесаблиниду. Хитай тәрәп йиллардин бири бу йәрдә өзлириниң мәнпәити барлиқини изчил тәкитләп, шәрқий җәнуби асия дөләтлири бирликигә тәһдит селип кәлгән. Шәрқий җәнуби асия дөләтлири бирлики күнсери күчийиватқан хитай тәһдитидин қутулуш үчүн, өз ‏- ара һәмкарлиқни күчәйткән.

Хәвәрдә көрситилишичә, 18-ноябир камбоджада башланған йиғинда шәрқий җәнуби асия дөләтлири бирликиниң баш катипи сурин баянат елан қилип, өзлириниң хитай тәрәп билән сөһбәт өткүзүш тәйярлиқини пүттүрүп болғанлиқини, хитайниң ипадә билдүрүшини күтүватқанлиқини җакарлиған. Бирақ хитай тәрәпниң сөзчиси чин гаң мухбирларни күтүвелиш йиғиниға 40-50 минуттәк кечикип кәлгәнни аз дәп, шәрқий җәнуби асия дөләтлири бирлики билән сөһбәт өткүзүш мәсилисигә ениқ ипадә билдүрмигән. У пәқәт бирла мухбирниң соалиға мүҗмәл җаваб берип, “рәһмәт, хәйр хош, кейин көрүшәрмиз” дәпла йиғиндин тикивәткән. Анализчилар бу мәсилигә нисбәтән, чин гаңниң тәйярлиқсиз икәнликини, хитай юқири қатлимида бу һәқтә пикир бирлики болмиғанлиқини пәрәз қилишқан. Әмәлийәттә, шәрқий җәнуби асия әллири бирликиниң хитай билән сөһбәт өткүзүп, земин вә деңиз маҗиралирини һәл қилишни тәкитләп кәлгинигә 10 йилдин ашқан.

Хәвәрдә баян қилинишичә, шәрқий җәнуби асия дөләтлири бирликиниң баш катипи сурин питсуван хитай баш министири вен җябав билән 19-ноябир күни айрим сөзлишидикән. Икки тәрәпниң җиддий сөзлишишигә сәвәб болуватқан амил, байлиқ талишиш мәқситидә йүз бериватқан маҗираларниң күнсери көпийиватқанлиқидин ибарәт. Һәр қайси тәрәптә барғансери күчлүк баш көтүрүватқан милләтчилик һәрикити сәвәбидин, деңизда тоқунуш келип чиқишниң алдини елиш зөрүрийити туғулған. Әмма хитай тәрәп һазирғичә шәрқий җәнуби асия дөләтлири бирлики билән сөһбәт өткүзүшни рәт қилип, бу бирликкә әза дөләтләр билән айрим-айрим сөһбәттә болушни тәкитләп кәлгән.

Бу йиғинға мунасивәтлик хәвәрләрдә анализ қилинишичә, хитайлар “җәнуби деңиз” дәп атайдиған бу районға биваситә қошна болған 10 дөләттин тәркиб тапқан шәрқий җәнуби асия әллири бирлики билән хитай арисида кәлгүсидә тоқунуш йүз бериш еһтимали йоқ әмәс. Җәнуби деңиз маҗираси һазирқи сәнкаку арили маҗирасидин чоң. Сәнкако арили маҗираси японийә билән түгисиму, җәнуби деңиз арили маҗираси 10 дөләткә четилиду. Униң үстигә хитайниң өз әтрапидики дөләтләр билән болған деңиз чеграси һазирғичә ениқ бекитилмигән. Һиндонезийә, тайланд, вйетнам қатарлиқ иқтисад һәм һәрбий қуввәттә күнсери күчийип бериватқан дөләтләр хитай тәһдитигә үнүмлүк җаваб қайтуруш күчигә игә.

Хәвәрләрдә йәнә, америка президенти обаманиң дәл мушу йиғин мәзгилидә шәрқий җәнуби асия әллиридә 3 күнлүк зиярәттә болидиғанлиқи, америкиниң асия истратегийисигә барғансери әһмийәт бериватқанлиқи, америка һәрбий күчиниң 60% ини асияға йөткәйдиғанлиқи, барғансери тәрәққий қиливатқан шәрқий җәнуби асия дөләтлирини қоллайдиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Шәрқий җәнуби асия дөләтлири бирликиниң бу қетимқи йиғинида диққәткә сазавәр бир иш шуки, йиғинда демократийини илгири сүрүш, тән җазасини әмәлдин қалдуруш, сөз әркинликигә капаләтлик қилиш қатарлиқларни өз ичигә алған кишилик һоқуқ хитабнамиси елан қилинған. Гәрчә бу хитабнамә хитайниң мәвҗут вәзийитигә селиштурғанда зор артуқчилиқларға игә болсиму вә кишилик һоқуқ саһәсидә бесилған иҗабий қәдәм һесаблансиму, б д т тәрипидин елан қилинған хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамисидин пәрқлинидиғанлиқи үчүн тәнқидкә учриған. Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң бир хадими ипадә билдүрүп, һәр дөләт, район яки бирликләрниң өз алдиға кишилик һоқуқ өлчәмлирини бекитишиниң тоғра болмайдиғанлиқини, бу хил өлчәмләр кәлгүсидә сәвәб көрситиш, суйиистемал қилиштәк йочуқларға йол қойидиғанлиқини тәкитлигән. Хәлқарадики 60 тин артуқ кишилик һоқуқ органлириму шәрқий җәнуби асия дөләтлири бирликиниң бу хитабнамисини тәнқидлигән. Һазирғичә бу хитабнаминиң толуқ мәзмуни бизгә техи мәлум әмәс.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.