Америка дөләт мәҗлиси гуваһлиқ бериш йиғини чақирип, хитай кишилик һоқуқ вәзийитини музакирә қилди

Америка дөләт мәҗлисиниң бир шөбә комитети алдинқи күни гуваһлиқ бериш йиғини чақирип, хитай кишилик һоқуқ хатирисини музакирә қилди вә йиғинда хитайдики кишилик һоқуқ вәзийитидә көп илгириләш болмиғанлиқини оттуриға қоюлди.
Мухбиримиз әркин
2011.12.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
nobel-mukapat-2010-305 2010 - Йил 10 ‏-декабир, норвегийә вақти чүш саәт 13 дә бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати хитай демократчиси лю шав боға берилди.
RFA/Aygul

Йиғинда кишилик һоқуқ тәшкилатлири, хитай паалийәтчилири, демократийини алға сүрүш органлири, аяллар һоқуқини қоғдаш тәшкилатлириниң вәкиллири гуваһлиқ берип, нобел тинчлиқ мукапати саһиби, түрмидики хитай демократийә паалийәтчиси лю шявбо тинчлиқ мукапатиға еришкән бир йилдин буянқи хитай кишилик һоқуқ вәзийити һәққидә гуваһлиқ бәрди.

Алдинқи күни америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғини америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиниң хитай ишлар бирләшмә комитети тәрипидин чақирилған. Йиғин хитай кишилик һоқуқ вәзийити вә демократийиниң илгириләш әһвали һәққидики әң йеңи гуваһлиқ бериш йиғинлириниң биридур.

Мәзкур йиғин 2010‏-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати саһиби, түрмидики хитай демократийә паалийәтчиси лю шявбо нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән бир йилдин буян, хитайниң демократийә, кишилик һоқуқ әһвалида қандақ өзгиришләрниң йүз бәргәнликигә даир мәсилиләрни тема қилған.

Җумһурийәтчи авам палата әзаси вә хитай ишлар комитетиниң рәиси кирстофер симис риясәтчилик қилған мәзкур йиғинда, америка демократийини алға сүрүш җәмийити, хәлқара қәләмкәшләр җәмийитиниң түрмидики язғучилар комитети, аяллар һоқуқи чеграсиз тәшкилати, җуңго ярдәм җәмийити, “лавгәй” фонди җәмийити қатарлиқ тәшкилатлар ниң вәкиллири вә бәзи мутәхәссисләр гуваһлиқ бәргән.

Авам палата әзаси кирстофер симис йиғинда сөзлигән кириш сөзидә әскәртип, хитайниң пуқралар һоқуқи вә сиясий һәқләр саһәсидики хатирисидә чоң өзгириш болмиғанлиқи, өктичиләрниң изчил зәрбигә учраватқанлиқини тәнқид қилди.

У мундақ дәйду: “хитай пуқралар һоқуқи вә сиясий һәқләр саһәсидә наһайити аз илгириләшкә еришкән шундақла лю шя, гав җишиңға охшаш кишиләр дәпсәндә қилишқа учраватқан әһвалда, хитайниң сиясий ислаһати һәққидә сөзләш мувапиқтәк қилмайду. Хитайда исми ашкариланған сиясий мәһбуслар пәқәт көрүнгән тағниң кичиккинә бир қисмидин ибарәт халас. Хитайда қанчилик адәмниң диний етиқад вә сиясий чүшәнчиси сәвәблик җазаланғанлиқини һечким билмәйду. Хитай даирилири бу йил 2‏-айниң оттурилиридин башлап кишилик һоқуқ паалийәтчилири, адвокатлар, әрздарлар, язғучилар, сәнәтчиләр вә торчиларға қарши кәң-көләмлик бастуруш һәрикити қозғиди. Хәлқара көзәткүчиләр бастуруш һәрикитини узун йиллардин буян кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә қарши елип берилған әң қаттиқ бастуруш һәрикәтлириниң бири, дәп көрсәтти.”

Америка демократийини алға сүрүш фонди җәмийитиниң рәиси карл гершман йиғинда гуваһлиқ бәргән америка аммиви тәшкилат рәһбәрлириниң биридур. У, гуваһлиқ бериш йиғинидики сөзидә хитайниң дуня демократийә еқимиға тәсир көрситишкә урунуп, демократийә тәрәққиятиға тәһдит селиватқанлиқини билдүрди. Гершман, “хитайниң дуня демократийә еқимиға тәсир көрсәтмәкчи болуватқанлиқи омумға мәлум һадисә. Хитай дуня сияситидә тәсир күчини демократийигә қарши ишлитиватиду. Лю шявбо җуңгони шималий корийә, куба вә башқа диктатор һакимийәтләрни қан билән тәминләйдиған қан йәткүзүш машинисиға охшатқан. У бу һакимийәтләрни сиясий‏-иқтисади җәһәтләрдә бир тәрәплимилик қоллап, белорусийидики лукашинко, зембабувидики мугаби вә венизуеладики чавус қатарлиқ мустәбитләрни һимайә қилмақта вә шундақла шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики русийә вә оттура асия әллири билән көп тәрәплимилик һәмкарлашмақта” дәп көрсәтти.

Карл гершман йәнә, хитайниң өзидики истибдат капитализм системисини америка, явропа иттипақи вә дуняниң башқа нурғун әлләрдики демократийә билән базар игилики өз ара бирләшкән мәвҗут системиниң орниға дәсситишкә болидиған үлгә, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

У хитайниң нөвәттики вәзийитидә униң демократийигә көчүшигә түрткә болидиған иҗабий вә сәлбий алдинқи шәртләрниң тәң мәвҗутлуқини әскәртип, хитай торчилиқиниң тәрәққияти вә мустәқил аммиви җәмийәтләрниң көпийиши хитайниң демократийигә көчүш еһтималлиқини күчләндүрүватқан болсиму, бирақ хитай һөкүмитиниң тор вә аммиви тәшкилатларниң тәрәққияти вә паалийитигә күчлүк чәклимә қоюп, демократик тәрәққиятни тормузлаватқанлиқини илгири сүрди.

Йиғинда оттуриға қоюлған мәсилиләрниң бири, америка һөкүмити хитайниң демократийә вә кишилик һоқуқ тәрәққиятиға қандақ ярдәм қилиши керәк, дегән мәсилидур. Бәзи гуваһлиқ бәргүчиләр америка һөкүмитиниң хитай кишилик һоқуқ мәсилисидә униңға иран, сүрийә вә ливийә қатарлиқ дөләтләргә тутқан охшаш позитсийини тутуши керәкликини оттуриға қойди. Йиғинда хитай зиялийси ли шавроң гуваһлиқ берип, “америка һөкүмити кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш мәсилисигә кәлгәндә мәйли ливийә, иран, сүрийә болсун, мәйли хитай болсун һәммисигә охшаш бир хил позитсийә тутуши лазим. Хитайниң иқтисади күчини көздә тутуп, қош өлчәмлик позитсийә тутмаслиқи керәк. Хитайниң муавин дөләт рәисиниң йетип келиш алдидики америка зиярити кишилик һоқуқ паалийәтчилиригә лю шавбони қоюп беришни тәләп қилиши үчүн бир пурсәт. Президент обаманиң өзиму нобел тинчлиқ мукапатиниң саһиби. У лю шявбониң дәрһал вә шәртсиз қоюп берилишигә түрткә болуши керәк” дәп көрсәтти.

Йиғинда америка принсетон университети шәрқий асия мәсилилири профессори перрий линк, америкиниң кишилик һоқуқ мәсилисидә қош өлчәм қоллиниватқанлиқи раст, дәп қарайдиғанлиқини әскәртип, дөләтләр билән кишилик һоқуқ мәсилисини очуқ-ашкара сөзлишиш керәкликини илгири сүрди.

Профессор перрий линк “мән қош өлчәм қоллиниватқанлиқи раст. Мән гершман әпәндиниң бейҗиңдики америка әлчиси гәррий луниң шәнбә күни йәни лю шявбо нобел мукапати алғанлиқиниң бир йиллиқ хатирә күни баянат елан қилиш тоғрисидики пикрини қоллаймән. Қисқиси, мениң бурун ашкара баянат елан қилишниң муһимлиқини тонуп йәтмигән болсам, һазир бу мәсилини өз ара хупиянә сөһбәтләрдә оттуриға қоюп, хитайниң алға бесишиға түрткә болуш демәк бир хаталиқтур” дәп әскәртти.

Йиғинда йәнә, хитайниң һазирқи мәвҗут вәзийити сабиқ совет иттипақиниң қайси дәвригә тоғра келидиғанлиқи оттуриға қоюлди. Америка җумһурийәтчи авам палат әзаси франк волф оттуриға қойған бу соалға америка демократийини алға сүрүш фонди җәмийитиниң рәиси карл гершман җаваб берип, хитай билән сабиқ совет иттипақиниң әһвалида зор пәрқ барлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду: “уларниң арисида зор пәрқ мәвҗут. Биринчидин, хитай һазир иқтисади зор мувәппәқийәткә еришти. Бу улар арисидики әң түп пәрқләрниң бири. Иккинчидин, милләтләр мәсилиси. Совет иттипақидики милләтләр мәсилиси көләм җәһәттин хитайдики миллий мәсилиләрдин зор иди. Муқимлиқ мәсилисигә кәлсәк, хитай мутәхәссиси ю җйәнроңниң сөзи билән ейтқанда уларда һәқиқий муқимлиқ йоқ. Муқимлиқ дегән түзүмдики әвришимликтин келиду. Бирақ уларниң системиси наһайити вәһший бир система. Уларда әгәр иқтисади кризис йүз бәрсә вә бу кризис давамлашса, зиддийәт партлап чиқиши мумкин. Бирақ биз буниң қачан йүз беридиғанлиқини билмәймиз. Улар арисидики йәнә пәрқ интернет. Совет дәвридә болса өктичиләрниң иши тәскә тохтайтти. Бирақ һазир хитайда 400, 500 милйон адәм интернет ишлитиду. Интернет паалийәт елип бериштики наһайити муһим васитидур.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.