Кишилик һоқуқ қачан хитайларниң қиммәт қаришиға айлиниду?
2010.12.24
Аптор мақалисиниң баш қисмида, тинчлиқ паалийәтчиси андрей сахаровқа 1975-йили нобел тинчлиқ мукапати берилгәндә, әйни вақиттики совет даирилириниң буниңға тутқан мәйдани билән униңдин 35 йил өткәндин кейинки, хитай даирилириниң йәни 2010-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән сиясий өктичи лю шавбоға тутқан позитсийиси вә әйибләшлиридики охшашлиқни тилға алиду. Әмма, бу икки вәқәдики бир охшимаслиқ, әйни вақитта дунядин бекинмә һаләттә туруватқан кремл даирилири бу мукапатниң андрей сахаровқа берилгәнликини ғәрбниң совет иттипақиниң ички сияситигә қопаллиқ билән арилишиши дәп қарап, қаттиқ нарази болған болсиму, амма улар униң аялиниң бу мукапат тарқитиш мурасимиға қатнишиға йол қойған. Әйни вақиттики совет иттипақиға қарита, хели көп ечиветилгән дәп қаралған вә ғәрбниң бәзи қиммәт қарашлирини қобул қилғанлиқини илгири сүргән хитай даирилири болса, мукапатқа еришкән люниң аялиниму мирза қамаққа елип, униң бу паалийәткә қатнишишини чәклигәнлики болди.
"Йәршари почтиси" гезитиниң атақлиқ истон язғучиси дог саундерс "кишилик һоқуқ қачан хитайларниң қиммәт қаришиға айлиниду" намлиқ бу мақалисидә, хитайда иқтисадий тәрәпләрдин зор өзгиришләр болған вә хитай һөкүмити дуня иқтисади системисиға киргән шараиттиму, нөвәттики хитайниң қиммәт қариши билән ғәрбниң қиммәт қаришиниң пүтүнләй охшимайдиғанлиқини, қисқиси идеологийидә бекинмә һаләттә туруватқан бейҗиң даирилириниң лю шавбо вә униң вәкилликидики қиммәт қаришини өз һакимийити үчүн тәһдит дәп қараватқанлиқини, йәни уларниң ғәрбниң қиммәт қаришини хитай мәдәнийитигә ят дәп, уни чәткә қаққанлиқини әскәртип өтиду. У мақалисидә, хитайдики системиниң юқиридин чүшүрүлгән бир йолйоруқ билән пүтүн идийиләр бирликкә кәлтүрүлидиған түзүлмә асасиға қурулғанлиқини, люға нобел тинчлиқ мукапати берилиш билән, хитай һакимийитидин униң ахбарат васитилиригичә,армийисидин тартип адаләтниң садаси болуши керәк болған хитай зиялийларғичә һәммә қатламниң бир гәвдә болуп, хитай һакимийити билән охшаш бир мәқсәттә һәрикәт қилғанлиқини, кишилик һоқуқ, демократийә қатарлиқ уқумларни ғәрбниң қиммәт қариши йәни ғәрбниң хитайни парчилайдиған сиясий қорали,дәп әйибләнгәнликини вә бу қарашларниң хитайниң миллий мәнпәәти вә мәдәнийәт әнәнисигә зит икәнликини елан қилғанлиқини, булар арқилиқ, хитайниң һәқиқий йүзиниң оттуриға чиққанлиқини тилға алиду.
У мақалисидә, "хитай даирилири ғәрбниң қиммәт қаришини йәттә башлиқ ялмавуз қилип көрсәтмәктә. Хитайниң таллиған йолиға башқиларниң арилишиш һоқуқи йоқ. Лекин, кишилик һоқуқни өзиниң асаси қиммәт қариши дәп елан қилған дөләтниң бу һәқтики дәпсәндичиликлиридин сөз ечишни чәклиши, тарихниң қараңғу дәврлиридики қорқунчлуқ әһвалларни әслитиду " дәп язиду. У мақалисидә йәнә, бейҗиңдики мәлум университетниң сиясәт пәнлири профессори суң юбо исимлик аталмиш зиялийниң хитай һөкүмитиниң қарашлириға дост тартип "ғәрб дөләтлири өзлириниң қиммәт қарашлирини хитай һөкүмитигә мәҗбурий таңалмайдиғанлиқиға көзи йәткәчкә, улар башқа йол арқилиқ хитайға баш ағриқи тепип бәрмәктә. Нобел тинчлиқ мукапатиниң люға берилиши бу мукапатниң нопузини йәргә урупла қалмастин, бәлки хитай әдлийә системисиға қилинған һақарәт.
Ғәрбниң кишилик һоқуқ вә демократийә қиммәт қарашлири хитай земинида йилтиз тарталмайду.."Дәп язғанлиқини, бу мақалиниң хитайниң зувани болған хәлқ гезитиниң баш бетидә елан қилинғанлиқини, "ғәрбниң қиммәт қариши"ға җәң елан қилинған бу хилдики мақалиләрниң хитай мәтбуатлирида түмәнләп елан қилинғанлиқини баян қилиду. У мақалисидә, кишилик һоқуқни өзиниң қиммәт қариши дәп қарап, кишилик һоқуқни мәзмун қилған көплигән хәлқаралиқ қанунларға имза қойған вә ғәрб дөләтлири билән кишилик һоқуқ сөһбити елип беришқа хуштар болған хитай дөлитиниң, әмдиликтә демократийә хитай җәмийитигә уйғун кәлмәйду, дәп кесип ейтқанлиқини,әмәлийәттә уларниң кишилик һоқуқ уқумини сүйистимал қилип,ғәрб дөләтлирини колдурлатқанлиқини, буларниң хитайниң демократийилишиши һәққидә артуқчә үмидвар болған ғәрб дөләтлири үчүн сиясий бир сигнал икәнликини алаһидә әскәртип өткән.