Кишилик һоқуқини көзитиш тәшкилати америка - хитай кишилик һоқуқ диалогида уйғур вәзийити қатарлиқ мәсилиләрниң оттуриға қоюлушини тәләп қилди

Америка - хитай кишилик һоқуқ диалоги вашингтонда елип берилиду. Хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири мәзкур диалогни йеқиндин көзитишкә башлиди. Хитайдики кишилик һоқуқ тәшкилати бу хилдики тәшкилатларниң биридур.
Мухбиримиз җүмә
2010.05.11
Urumchi-Uyghur-ayallar-namayishi-305.jpg Сүрәт, 7 - ийул, үрүмчи ат - бәйгиси мәйдани районидики уйғур айаллириниң хитайниң әрлирини вә балилирини тутуп кәткәнликигә қарши намйишидин бир көрүнүш.
YouTube Дин елинди.

Сүрәт, 7 - июл, үрүмчи ат - бәйгиси мәйдани районидики уйғур аяллириниң хитайниң әрлирини вә балилирини тутуп кәткәнликигә қарши намйишидин бир көрүнүш.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати болса, мәзкур диалог һарписида америка ташқи ишлар министири һиларий клинтон ханимға мәктуп йоллап, хитайда күнсайин начарлишиватқан кишилик һоқуқ хатириси вә 5 - июлдин кейинки уйғур вәзийити қатарлиқ мәсилиләрни бу нөвәттики диалогниң муһим темиси қилишқа чақирди.

Бу нөвәтлик америка - хитай кишилик һоқуқ диалоги сөһбити 13 - 14 - май америка пайтәхти вашингтонда елип берилиду. Диалогда хитайниң кишилик хатириси, дөләтни қанун билән идарә қилиш қатарлиқ мәсилиләрдә сөһбәт елип берилидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Баш штаби нюйоркқа җайлашқан мәхсус хитайдики кишилик һоқуқ әһвалини тәтқиқ қилидиған кишилик җәмийити - хитайдики кишилик һоқуқ тәшкилати(HRIC), америкиниң мәзкур диалог бешида хитай хәлқигә тоғра бешарәт бериши лазимлиқини көрситәтти.

Бу һәқтә тохталған хитайдики кишилик һоқуқ тәшкилатиниң иҗраийә директори шарон һом ханим мундақ деди: "америка даирилири учурни пәқәт хитай һөкүмитигила әмәс, бәлки хитай ичидики аммиви тәшкилатларға вә дуня җамаәтчиликигиму йәткүзүши керәк. Улар шу арқилиқ америка қошма штатлириниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисидә кәскин икәнликини хәлқара җәмийәткә билдүрәләйду."

Шарон һом ханим йәнә, мәзкур диалогниң хитай йеңидин дөләт бихәтәрлики қануни елан қилған пәйтләргә тоғра кәлгәнликини, шуңа бу диалогниң интайин муһим әһмийәткә игә икәнликини қошумчә қилди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, диалог башлиништин илгири мәзкур диалогқа алаһидә әһмийәт бәргән кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин бири.

Шу мунасивәт билән мәзкур тәшкилат 7 - май америка ташқи ишлар министириға мәктуп йоллиди. Мәктупта, хитайниң аммиви тәшкилат қуруш қийинлаштурулған йеңи бәлгилимисини бикар қилиш, кишилик һоқуқ адвокатлириниң кәспи гуваһнамисини йеңилап бериш вә хитай түрмисидә йетиватқан тонулған өктичи затларни қоюп бериш қатарлиқ мәсилиләр асаслиқ гәвдиләндүрүлгән.

Мәктупта йәнә 5 - июл вәқәсидин кейинки уйғур ели вәзийитиму алаһидә тилға елинған. Мәктупта, хитай һөкүмитиниң 5 - июл вәқәсидин кейин уйғурларни қара - қоюқ тутқун қилғанлиқи, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң пәқәт бир қисим чоңлар вә өсмүрләрни өз ичигә алған 43 нәпәр уйғур әрниң ғайиб болғанлиқиға алақидар учурға игә болалиғанлиқи көрситилгән.

Мәктупта мундақ дейилгән: " 6 - вә 7 - июл елип берилған кәң көләмлик тутун қилиш һәрикити җәрянида из - дерәксиз ғайиб болғанларниң мәсилиси техичә һәл болғини йоқ."
 
Юқириқи мәсилиләрниң бу нөвәтлик диалогда илгири сүрүлүшиниң интайин муһимлиқи һәққидә тохталған кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики хитай тәтқиқатчиси филим кайн әпәнди мундақ деди: " әгәр бу диалогни әмәлий вә әһмийәтлик болсун дәйдикәнсиз, ундақта хитайниң башқа җайлири вә шинҗаңда мәвҗут вә йүз бериватқан халиғанчә тутуп туруш, из - дерәксиз йоқап кетиш мәсилиси, шундақла изчил давамлишип келиватқан 'қара түрмә'  мәсилиси бу диалогда чоқум оттуриға қоюлуши керәк."
 
Кайн әпәндиниң қаришичә, әгәр бу мәсилиләр оттуриға қоюлмиса, бу мәзкур сөһбәт һәққидә йәнә бир қатар мәсилиләрни кәлтүрүп чиқиридикән.

У мундақ деди: "ундақта бу һәр икки тәрәпниң бу сөһбәтни бир әһмийәтлик сөһбәткә айландурушта қанчилик әстайидил болғанлиқиға нисбәтән соал туғдуриду."

Америка - хитай кишилик һоқуқ диалоги 1990 - йили башланған. 13 Қетимлиқ диалогдин кейин, диалог һәр хил сәвәбләр билән 2002 - йилидин 2008 - йилиғичә тохтап қалған иди.

Диалог 2008 - майда бир қетим елип берилған. Бу қетимқиси 15 - қетимлиқ кишилик һоқуқ диалоги болуп, бу мәзкур диалогниң икки йилдин буян тунҗи қетим елип берилиши.

Хитайдики кишилик хатирисини игилири сүрүштә, илгирики диалоглар көп нәтиҗә бәрмигән иди. Бу нөвәтлик диалог америка техи иқтисадий киризис патқиқидин пүтүнләй чиқип болалмиған бир мәзгилгә тоғра кәлди.

Бу һәқтә тохталған шарон һом ханим, бу, әслигә кәлтүрүлгән диалог болғачқа, бәк чоң нәтиҗә күтүшниң риаллиқ  болмайдиғанлиқи шундақтиму, өз җәмийитиниң диалогға йәнила үмидлик қарайдиғанлиқини билдүрди. У мундақ деди: "биз уларни (диалогға қатнашқучи тәрәпләрни) диалогниң толуқ җәряни асасида очуқ доклат елан қилишқа қиставатимиз. Биз буниң берилгән тәклипләргә нисбәтән кишиләрниң кәскин диққитини тартишиға үмидлик. Шундақ болғанда америка вә хитай пуқралири немә болғанлиқини билиду. Биз бу арқилиқ сөһбәтләрдә илгириләш һасил қилалаймиз."
 
Бу һәқтә тохталған кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатидики хитай тәтқиқатчиси филим кайн әпәндиму диалог җәряниниң очуқ - ашкара болушиниң муһимлиқини илгири сүрди.

У мундақ деди: "һеч болмиғанда америка һөкүмити болсиму, кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайниң алдиға қандақ мәсилиләр оттуриға қоюлған вә қандақ илгириләшләр қолға кәлтүрүлгәнликини өз хәлқигә билдүрүши керәк. Бу диалогниң очуқ - ашкара болуши әлвәттә зөрүр."
 
Мәлум болушичә, кишилик һоқуқ сөһбитигә қатнишидиған америка дипломатлири өмикигә америкиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәккә мәсул муавин ташиқи ишлар министири майкил посер йетәкчилик қилидикән.

Бирләшмә агентлиқида көрситишичә, сөһбәткә қатнишидиған хитай тәрәп вәкиллириму америкиға келип болған болуп, вәкилләрни хитай ташқи ишлар министирлиқи хәлқара җәмийәтләр ишханиси мудири чен шу башлап кәлгән. Бу айниң 24 - күни, хитай пайтәхти бейҗиңда, америка - хитай истратегийилик вә иқтисадий диалоги елип берилиду.

Кишилик һоқуқ мутәхәссислири хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисиниң бу йеғиндиму оттуриға қоюлуши керәкликини илгири сүрүшмәктә.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.