Әнгилийидики кишилик һоқуқ паалийәтчилири хитай түрмисидики нурмуһәммәт ясин қатарлиқ виҗдан мәһбуслирини қутқузуш һәрикити қозғиди

Әнгилийидики уйғур, тибәт вә хитай аммиви гуруһлири хитай түрмисидики виҗдан мәһбуслирини қутқузуш һәрикити қозғиған.
Мухбиримиз әркин
2010.12.02
gheyret-niyaz-305 Ғәйрәт нийазниң сүрити
Photo: RFA

Йәнә бир һәптидин кейин хәлқара кишилик һоқуқ күни йетип келиду. Бу йиллиқ хәлқара кишилик һоқуқ күни йәнә нобел тинчлиқ мукапатини тарқитидиған мурасим күнигә тоғра келиши мумкин. Бу мунасивәт билән әнгилийидики уйғур, тибәт вә хитай аммиви гуруһлири хитай түрмисидики виҗдан мәһбуслирини қутқузуш һәрикити қозғиған. Улар әнгилийә баш министириға хәт йезип, нурмуһәммәт ясин, ғәйрәт нияз қатарлиқ язғучи вә журналистларни, түрмидики бәзи хитай һәм тибәт виҗдан мәһбуслирини қутқузушни тәләп қилған.

Һәр йили 12‏- айниң 10 күни "хәлқара кишилик һоқуқ күни" қилип бекитилгән болуп, бу күн дуняниң бир қисим җайлирида кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә иҗтимаий паалийәтчиләр тәрипидин һәр хил усуллар билән хатириләнмәктә. Әнгилийидики уйғур, тибәт вә демократик хитай паалийәтчилири бирлишип, бу йилқи 10- декабир хәлқара кишилик һоқуқ күни вә нобел тинчлиқ мукапатини тарқитиш күни мунасивити билән хитай түрмисидики виҗдан мәһбуслирини қутқузуш һәрикити қозғиған. Бу паалийәтни тәшкиллигүчи һәр қайси сияси- иҗтимаий гуруһларниң бу һәрикәт арқилиқ ишқа ашурмақчи болған мәқсәт‏ - нишанлири бар. Хитай демократлириниң нишани хәлқара җәмийәтниң диққәт нәзирини хитайниң демократийә тәрәққияти, кишилик һоқуқ вәзийити вә түрмидики хитай виҗдан мәһбуслириға җәлп қилиштур. Әнгилийидики уйғур паалийәтчилириниң мәқсәт ‏- нишани болса бу һәрикәт арқилиқ әнгилийә һөкүмити вә хәлқара җәмийәтниң диққәт нәзирини хитай түрмисидики уйғур нурмуһәммәт ясин, ғәйрәт нияз қатарлиқ язғучи, журналистлар һәм виҗдан мәһбуслириға җәлп қилип, уларниң тезрәк түрмидин чиқишини қолға кәлтүрүштур.

Бу мунасивәт билән паалийәтчиләр әнгилийә баш министири дәйвид камиронға хәт йезип вә хитай түрмисидики уйғур, тибәт вә хитайлардин қолға елинған бәзи виҗдан мәһбуслириниң тизимликини тапшуруп, униңдин бу мәһбусларниң қоюп берилишигә ярдәм қилишни тәләп қилмақчи. Игилишимизчә, мәһбуслар тизимликидә хитай һөкүмити тәрипидин 2004- йили 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған "ява кәптәр" намлиқ һикайиниң аптори нурмуһәммәт ясин, "шинҗаң иқтисад "гезитиниң сабиқ муһәррири ғәйрәт нияз вә "5‏-июл вәқәси" дә қолға елинған дилшат пәрһат қатарлиқ тор башқурғучилар, хитай демократлиридин җу геңшиң, ли йүйҗүн, мяв деңшун қатарлиқ кишиләр бар. Мәзкур һәрикәтни уюштурған затларниң бири, уйғур паалийәтчилиридин әнгилийә уйғур җәмийитиниң рәиси әнвәр тохти әпәнди, бу һәрикәт арқилиқ хәлқара җәмийәтниң нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбо мәсилисигә көңүл бөлүпла қалмай, түрмидики уйғур виҗдан мәһбуслириниң мәсилисигә көңүл бөлүшини қолға кәлтүрмәкчи болғанлиқини билдүрди.

Уйғур, тибәт вә хитай вәкиллири келәр пәйшәнбә күни довниң кочисиниң 10 ‏- номурлуқ қорасидики әнгилийә баш министирлиқ ишханисиға келип, баш министир дәйвид камиронға язған бу һәқтики мәктубини тапшуриду вә шу күни йәнә хитай әлчиханисиниң алдида шам йеқип, наразилиқ паалийити елип бариду. Уларниң камиронға язған мәктубида әнгилийә баш министиридин хитай һөкүмитиниң зиянкәшликигә учрап, түрмигә соланған виҗдан мәһбуслириниң мәсилисигә көңүл бөлүш тәләп қилинған. Әнвәр тохти бу қетимқи паалийәткә уйғур, тибәт вә демократик хитайлардин қурулған" 3 тәрәп иттипақи" ниң йитәкчилик қиливатқанлиқини билдүрди. Бу өткән йили "5‏- июл вәқәси" дин кейин қурулған мәзкур иттипақниң қурулғандин буян елип барған тунҗи бирләшмә паалийитидур. Чәтәлдики уйғур тәшкилатлириниң демократик хитайлар билән һәмкарлишип биргә һәрикәт қилиш мәсилиси узун йиллардин бери уйғурлар арисида асан ғулғула қозғайдиған назук мәсилә болуп кәлгән иди. Хитайлар билән иттипақ қурушқа қарши турғучи уйғур паалийәтчилириниң қаришичә, бу хил иттипақлиқ уйғур һәрикитини өзиниң мустәқиллиқ ғайисидин айрип қоюши мумкин. Лекин иттипақни қоллиғучиларниң илгири сүрүшичә, демократик хитайлар билән иттипақлишип, уйғурларниң һәқ-һоқуқини хитай хәлқиғә чүшәндүрүш зөрүр истратегийидур. Әнвәр тохти әпәнди кейинки қараштики уйғур паалийәтчилириниң бири.

Уйғур, тибәт вә демократик хитайларниң "3 тәрәп иттипақи" камиронға йоллайдиған мәктубида әнгилийә баш министириниң хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән хитай һөкүмитидин лю шавбо, язғучи нурмуһәммәт ясин қатарлиқ виҗдан мәһбуслири вә тибәт кино риҗиссори дондуп ваңчен қатарлиқларни қоюп беришни тәләп қилиши оттуриға қоюлған. Лекин, паалийәтчиләр мәктубида йәнә баш министир камиронниң йеқинда елип барған хитай зияритидә кишилик һоқуққа ятидиған конкрет шәхси дилоларни оттуриға қоймиғанлиқи, лю шавбони қоюп беришни ашкара тәләп қилмиғанлиқидин әпсусланғанлиқини билдүргән. Әнвәр тохтиниң әскәртишичә, камиронниң ноябир ейидики хитай зияритидә гәрчә әнгилийә билән хитай нурғун сода тохтими түзгән болсиму, лекин әнгилийә йәнила өзи арзу қилған нурғун нәрсиләргә еришәлмигән болуп, бу әнгилийә даирилирини үмидсизликкә учратқан. Әнвәр әпәнди камиронниң хитай зияритидин кейин әнгилийиликләрдә уйғур, тибәт вә демократик хитай иттипақиға нисбәтән қизиқиш күчәйгәнликини билдүрди.

Әнгилийә баш министири дәйвид камирон өткән айниң башлири хитайни зиярәт қилип, хитай билән нурғун сода тохтими түзгән. У бу җәрянда кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң кишилик һоқуқ мәсилисини ашкара оттуриға қоюп, нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбони қоюп беришни тәләп қилиш һәққидики күчлук чақириқиға дуч кәлгән. Лекин, камирон зиярәт җәрянидики өз ‏- ара сөһбәтләрдә лю шавбо мәсилисини оттуриға қоймиған вә шундақла ашкара сорунларда кишилик һоқуқни тилға алмиған иди. Гәрчә, у хитай баш министири вен җябав билән көрүшкәндә кишилик һоқуқни оттуриға қойғанлиқини илгири сүргән болсиму, бирақ кишилик һоқуқ тәшкилатлири униң кишилик һоқуқни ашкара оттуриға қоймиғанлиқи, лю шавбо мәсилисини ашкара тилға алмиғанлиқидин қаттиқ үмидсизләнгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.